Әлихан төриниң “түркистан қайғуси” намлиқ әсири уйғур тилида нәшр қилинди

Мухбиримиз әркин тарим
2016.08.29
turkistan-qayghusi-teklimakan-neshiriyati-2016.jpg Әлихан төриниң “түркистан қайғуси” намлиқ әсири
RFA/Erkin Tarim


1944 - 1946 - Йиллири арисида шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси болған диний вә сиясий әрбаб әлихан төриниң һаят вақтида йезип қалдурған “түркистан қайғуси” намлиқ әсириниң 1 - вә 2 - қисми бирләштүрүлүп, бир китаб һалида истанбулда нәшр қилинди.

Мәзкур әсәрниң 1 - қисми 2007 - йили дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшр қилинған иди.

Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти бу қетим мәзкур әсәрниң иккинчи қисминиму тәйярлап, һәр икки әсәрни бирләштүрүп, бир китаб һалида қайтидин нәшр қилип, оқурмәнләрниң һузуриға сунди.

Китабниң иккинчи қисми әлихан төрә сағуниниң оғли асилхан төриниң қәлимигә мәнсуп болуп, бу қисим әлихан төрә язған “түркистан қайғуси” намлиқ әсәрниң давами болуп һесаблиниду.

Китабниң 2 - қисми әлихан төрә сағуниниң йәнә бир оғли қутлуқхан төрә тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинип нәшр қилинған болуп, түркийәдә яшайдиған уйғур зиялийси батур қараханли мәзкур қисимни түркчидин уйғурчиға тәрҗимә қилған.

Биринчи қисим болса шиветсийәдә турушлуқ уйғур зиялийси һаҗи абдурешит керими тәрипидин нәшргә тәйярланған иди.

Мәзкур икки қисимлиқ китаб җәмий 592 бәттин тәркиб тапқан болуп, биз китаб тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн китабни нәшргә тәйярлиған тәклимакан уйғур нәшриятиниң мәсули абдуҗелил туран әпәнди, биринчи қисмини нәшргә тәйярлиған һаҗи абдурешит керими вә иккинчи қисмини нәшргә тәйярлиған батур қараханли әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Шиветсийәдә туруватқан уйғур зиялийси абдурешит керими әпәнди “түркистан қайғуси” намлиқ әсәрниң биринчи қисмини әлихан төриниң оғли қутлуқхан төрә сақлиған қол язмиға асасән нәшргә тәйярлиғанлиқини баян қилди.

Абдурешит керими әпәнди китабниң биринчи қисмида әлихан төрә сағуниниң һаят тарихи вә паалийәтлири баян қилинғанлиқини билдүрди.

Абдурешит керими әпәнди мәзкур китабта 3 муһим нәрсиниң қәйт қилинғанлиқини тәкитлиди.

“түркистан қайғуси” намлиқ әсәрниң иккинчи қисмини түркчидин уйғурчиға тәрҗимә қилған уйғур зиялийси батур қараханли әпәнди, мәзкур қисимда уйғур дияриниң 1930 - йилидин 1950 - йилиғичә болған тарихи баян қилинғанлиқини билдүрди. У бу китабниң әһмийити тоғрисида тохталди.

Әлихан төрә сағуниниң тәрҗимиһалиға асасланғанда, у, 1885 - йили 3 - айниң 21 - күни һазирқи қирғизистанниң тоқмақ шәһиридә дуняға кәлгән.

Әлихан төрә яш вақтида сәуди әрәбистанға берип оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин, вәтинигә қайтип, бухарада оқушини давамлаштурған. яшлиқ чағлиридин тартип совет коммунист түзүмигә қарши күрәш қилғанлиқи үчүн түрмигә ташланған вә 1930 - йилларда илиға қечип келип панаһланған иди.

Әлихан төрә 1944 - йили 7 - ноябир күни ғулҗида қозғалған азадлиқ һәрикитиниң йетәкчилиридин бири сүпитидә, 1944 - йили 11 - айниң 12 - күни ғулҗа шәһиридә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлиған.

Мәзкур җумһурийәтниң рәислик вәзиписини атқурған әлихан төрә, 1946 - йили, 6 - айда совет иттипақи тәрипидин ташкәнткә елип кетилгәндин кейин, бир өмүр ташкәнт шәһиридә яшап, 1976 - йили 2 - айда ташкәнттә91 йешида аләмдин өткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.