“түркий тиллар дивани” дуня мәдәнийәт мираси тизимликигә сунулмақчи

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.02.13
turkiy-tillar-divani-305.jpg Түркий тиллар дивани
RFA

Йеқинда түркийә ахбаратлирида, түркийәдики мунасивәтлик даириләрниң “түркий тиллар дивани” ни бирләшкән дөләт тәшкилати илим – пән вә маарип тәшкилати чиқиридиған дуня мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзүш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи билдүрүлди.

Бирләшкән дөләт тәшкилати илим - пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң түркийә миллий комитети рәиси өҗал оғуз әпәнди, анадолийә агентлиқиға бәргән баянатида, түркийәдин бу йил түркий тиллар диваниниң, бирләшкән дөләт тәшкилати илим - пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) тәрипидин дуня мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзүлүши үчүн илтимас сунулидиғанлиқини билдүрди.

Өҗал оғуз әпәнди, 1072‏-1074‏- йиллар арисида мәхмут қәшқири тәрипидин йезилған “түркий тиллар дивани” ниң тилшунаслар үчүн интайин әһмийәтлик әсәр икәнликини билдүрди вә: “түркий тиллар дивани” дегән тәхминән 80 дөләт вә районға йеқиндин алақидар болған бир мәдәнийәт хәзиниси демәктур, деди.

Анадолийә агентлиқиниң хәвиридә билдүрүшичә, өҗал оғуз әпәнди, “түркий тиллар дивани” билән қәйсири күлтәпәдин қезип чиқирилған вә мих йезиқлар билән асурҗа йезиқида йезилған күлтәпә тахтилириниму дуня мәдәнийәт мираслири қатариға киргүзүш үчүн тәйярлиқ қилмақта икән.

Өҗал оғуз әпәнди мундақ деди: әң муһими булар инсанийәтниң ортақ қиммәтлик ядикарлиқлири вә түркийәгә аит мәҗмуәдур, булар инсанийәт билән қулай һалда йүз көрүшүши керәк.

Игилинишичә өҗал оғуз әпәнди, бу һәр икки әсәргә алақидар һөҗҗәтләрни йезиш, тәйярлаш ишлирини башлиған.

31‏- Мартқичә болған арилиқта бирләшкән дөләт тәшкилати илим - пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң мәркизигә берип “түркий тиллар дивани” вә күлтәпә тахтилири қатарлиқ әсәрләрниң дуня мәдәнийәт мираслири тизимликигә елиниши үчүн илтимас сунулидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.