Истанбулда түркий тиллар дивани илмий муһакимә йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2017.03.03
istanbul-turkiy-tillar-diwani-muhakime-yighin.jpg Истанбулда өткүзүлгән түркий тиллар дивани илмий муһакимә йиғинидин бир көрүнүш
RFA/Arslan


27-Феврал дүшәнбә күни истанбул шәһиригә қарашлиқ әсәнләр шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән мәһмут қәшқәрий тәрипидин 11-әсирдә йезилған вә түрк тилиниң әрәбчә луғити болған түркий тиллар дивани муһакимә йиғини өткүзүлди. Йилдиз техника универиситетида ечилған йиғинға түркийә түрк тил идарисиниң башлиқи профессур мустафа качалин риясәтчилик қилди вә ечлиш нутиқи сөзлиди.

Профессур мустафа качалин әпәнди, 1072-1074-йиллар арисида мәһмут қәшқәрий тәрипидин йезилған вә түрк тилиниң әрәбчә луғити болған түркий тиллар диваниниң қиммити, пән-техиника инсанни өзигә әсир қилған бүгүнки күндә, йетәрлик дәриҗидә билинмигәнликини ипадилиди.

Муһакимә йиғинида, “түркий тиллар диваниниң уйғурлар үчүн әһмийити” дегән темида сөз қилған доктур зәмирә ғулҗали, мәһмут қәшқәрийниң бу әсириниң 20-әсирдин оттурилирида башлап тәрҗимә қилинишқа башлиғанлиқини билдүрүп, хитайда түркий тиллар диваниниң тәрҗимә қилиш хизмити 20-әсирдә башланди, 1980-йилларниң ахирлири чағдаш уйғур тилиға тәрҗимә қилинған вақитқичә уйғурларниң көпинчиси түркий тиллар диванини билмәйтти, деди. У йәнә, мәһмут қәшқириниң қәбриси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мәһмут қәшқириниң қәбриси түнҗи қетим 1987-йили дөләтниң ярдими билән ремонт қилинди. Кейин әтраптики уйғурларниң маддий имканлири билән икки қетим римонт қилинди.”

Уйғур елида йеқиндин буян йүргүзүлүватқан аталмиш қош тил маарипи намида әмәлийәттә йәккә тил маарипиға өткәндин кейин, дәрсликләрдә мәһмут қәшқирийниң түркий тиллар дивани дегән әсири һәққидә һечбир мәлумат киргүзүлмигәнликини билдүрди.

Муһакимә йиғинда,“11-әсирдә түрк хәлқи вә түркий тиллар дивани” дегән темида сөз қилған чуқурува универистети пән-әдәбият факолтети уқутқучиси доктор әнгин четин, 11-әсирдә түрк дунясихәлқиниң қандақ яшиғанлиқи, мәдәнийәт сәвийәсиниң қайси басқучта икәнлики тоғрисида тохталди.

Доктор әнгин четин әпәнди, түркий тиллар диванидики 8 миң сөзниң көпинчиси түрк тилида мәвҗут икәнликини билдүрди вә мундақ деди: “түркий тиллар дивани оюн исимлириниму өз ичигә алиду, тәпкүч дәп атилидиған оюн тоғрисида бәргән мәлуматлар бәк қизиқарлиқ иди.”

Доктор әнгин четин әпәнди сөзиниң ахирида, 11-әсирдә түркләрниң дәзмал қолланғанлиқи, пәләй тақиғанлиқи вә йипәк қоляғлиқ қолланғанлиқи, түркий тиллар диванида орун алған мәлуматлардин бир қисмидур, деди.

Истанбулда өткүзүлгән түркий тиллар дивани илмий муһакимә йиғиниға қатнашқучилар
Истанбулда өткүзүлгән түркий тиллар дивани илмий муһакимә йиғиниға қатнашқучилар
RFA/Arslan

Муһакимә йиғинда сөз қилған йилдиз техника универистети тил-әдәбият факолтети түрк тил вә әдәбияти бөлүминиң оқутқучиси профессур мәһмәт өлмәз әпәнди, “йеңи бир тәрҗимә вә мақал-тәмсилләр” дегән темида тохтилип, түркчидә пүтүн түрк тиллирини кәң түрдә өз ичигә алған мақал-тәмсилләрниң йоқлуқи бир бошлуқ икәнликини оттуриға қойди вә түркий тиллар диванида 300 дәк мақал-тәмсил барлиқини билдүрди вә мәһмут қәшқириниң мақал-тәмсилләрни сөз-ибариләрни техиму чүшинишлик қилиш үчүн қолланғанлиқини билдүрди.

Йиғин ахирида, қатнашқучиларға әсәнләр һөкүмәт билим өйи оқуғучилири тәрипидин тәйярланған һөснихәт нусхилири тәқдим қилинди. Йиғин ахирида йәнә, әң қисқа мақал-тәмсил сөзлигән үч кишигә түркий тиллар диваний дегән әсәр мукапат берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.