“түркий тиллар дивани” алмутада тунҗи қетим кирил йезиқида йоруқ көрди
2018.10.30
Улуғ уйғур мутәпәккури мәһмуд қәшқәриниң “түркий тиллар дивани” әсири алмутада тунҗи қетим кирил йезиқида нәшр қилинди. “мир” нәшрият өйи тәрипидин йоруқ көргән бу әсәрниң омумий һәҗми 511 бәтни тәшкил қилди. Мәзкур китаб пешқәдәм зиялий садиқҗан юнусоф тәрипидин нәшргә тәйярланған.
Шу мунасивәт билән 27-өктәбирдә абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп гимназийәсидә китабни тонуштуруш мурасими болуп өтти. Униңға зиялийлар, аммиви ахбарат васитилири вәкиллири, юрт-җамаәтчилик, муәллимләр вә оқуғучилар қатнашти.
Йиғин риясәтчиси уйғур тили вә әдәбияти муәллими зулфийә абдуллайева мәзкур мурасимниң мәһмуд қәшқәриниң 1010 йиллиқ тәвәллутиға беғишланғанлиқини оттуриға қойди. У бу паалийәтниң кәң даиридә, йәни мәктәп оқуғучилири вә қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур тиятири артислириниң қатнишиши билән өткүзүшниң пиланланғанлиқини көпчиликкә йәткүзди. Әмма мәзкур тиятир режиссори вә артиси муһит һезимофниң туюқсиз вапати мунасивити билән мурасим программисиниң кәскин қисқартилғанлиқи әскәртилди.
Мурасим қатнашқучилири муһит һезимофни бир минутлуқ сүкүт сақлап, әскә алди.
“түркий тиллар дивани” китабини тонуштуруш мурасими мәзкур гимназийә оқуғучилириниң мәһмуд қәшқәригә беғишланған шеирларни оқуш билән башланди. Андин сәһнигә чиққан қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф китабни тонуштуруш мурасиминиң лентисини кәсти. У өз сөзидә қазақистанда миллий сиясәтниң тоғра йолда елип бериливатқанлиқини, шуниң арқисида уйғурларниңму өз тилини сақлап, маарипини, мәдәнийитини раваҗландуруш имканийитигә игә болуватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. Шаһимәрдан нурумоф “түркий тиллар дивани” ниң тонулған чоң бир ядикарлиқ икәнликини, бүгүнки күндә униң тунҗи қетим уйғур кирил йезиқида йоруқ көргәнликини чоң илмий йеңилиқ дәп һесаблайдиғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә уйғурларниң көп йиллиқ тарихқа, бай мәдәнийәткә игә хәлқ икәнликини алаһидә тәкитлиди.
Нөвәттә сөзгә чиққан аблайхан намидики қазақ хәлқара мунасивәтләр вә дуня тиллири университетиниң профессори валерий мәхпироф мәзкур китабниң илмий әһмийитиниң интайин зор икәнликини, буни онлиған мәшһур дуня алимлириниң испатлиғанлиқини, униң көплигән дуня тиллириға тәрҗимә қилинғанлиқини билдүрди. У бу әсәрниң кирил йезиқида нәшр қилинишиниң болупму қазақистанда ана тилида билим еливатқан уйғур қиз-йигитлири үчүн, шундақла көплигән китабханлар үчүнму әһмийитиниң интайин зор икәнликини тәкитлиди.
Кирил йезиқидики “түркий тиллар дивани” китабини нәшр қилишқа һамийлиқ қилған сабит һаҗим йүсүпоф сөзгә чиқип, уйғурларниң қәдимий ядикарлиқлирини сақлап қелишта вә тәрғиб қилишта болупму алимларниң чоң рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрди. У “түркий тиллар дивани” охшаш улуғ әсәрләрниң яшлар үчүнму тәрбийиви әһмийитиниң зор икәнликини илгири сүрди.
Садиқҗан юнусоф болса, өз вақтида уйғур елигә берип, көплигән китабларни елип кәлгәнликини, буниңда өзи пайдилиниш үчүнла әмәс, бәлки кейинки әвладларға мирас сүпитидә қалдуруш мәқситиниңму болғанлиқини билдүрди. У мәзкур китабни нәшр қилиш тарихиға тохталди. У шундақла мәзкур китабни йоруққа чиқиришқа салмақлиқ күч чиқарған, хәлқ мәнпәәтини өз мәнпәәтидин үстүн көридиған милләтпәрвәр шәхс сабит һаҗим йүсүпофқа чәксиз миннәтдарлиқини изһар қилди.
Садиқҗан юнусоф әпәндиниң ейтишичә, у 1985-йили уйғур елидә болған пәйтидә дин, маарип, тил, әдәбият, мәдәнийәт, сәнәт, өрп-адәт, етнографийә вә башқиму саһәләргә аит 300 гә йеқин китабларни елип чиққан икән. У мәзкур китабларни елип чиқишта уларни кирил йезиқиға көчүрүп, оттура асиядики уйғурларға тонуштуруш мәқситини көзлигән икән. Бүгүнгә қәдәр у 50 әтрапида китабни кирил йезиқиға көчүргән. Садиқҗан юнусоф әпәнди мундақ деди: “буниң ичидә 15кә йеқин китаб ‛мир‚ вә ‛дәвр‚ нәшриятлири арқилиқ нәшр қилинип, мусулманларниң қолиға тарқитилди. Буниңға милләтпәрвәр, сахавәтлик инсанлиримиз ярдәм қилди. ‛түркий тиллар дивани‚ болса, дуняда тәңдиши йоқ шаһанә әсәр. Бизниң юртдишимиз, сахавәтчи инсан сабит һаҗим йүсүпоф 8 миң доллар пул чиқирип, 1000 нусха нәшр қилди. У көпчиликкә бикарға тарқитип берилди. Мениң арминим әмәлгә ашти. Мениң йәнә нурғун пиланлирим бар. Буниңғиму сахавәтчи инсанлиримиз қол бериду дәп ойлаймән.”
Зияритимизни қобул қилған зиялий зухруллам қурванбақийеф әпәнди бу мурасимниң қазақистан уйғурлири үчүн тарихий вәқә болуп қалидиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “түркий тиллар дивани” китаби нурғун йиллар аңлиған билән оттура асиядики хәлқимиз кирил йезиқида оқуп йүргәнликтин, әрәб йезиқини көрмигән. Униң кирил йезиқида чиқиши барлиқимизни хушал қилди. Бүгүн йәнә тиятиримизниң атақлиқ режиссори вә артиси муһит һезимофни атап өттуқ. Әң асаси бүгүн вәтинимиздә болуватқан қирғинчилиқ вәқәлириниму әсләп өттуқ. Бир сөз билән ейтқанда, бүгүнки паалийитимиз яхши өтти дәп һесаблаймән.”
Игилишимизчә, мәһмуд қәшқәриниң 1000 йиллиқ тәвәллути он йил илгири алмутада дағдуғилиқ өткүзүлгән иди. Бу чоң тәнтәнини җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи уюштурған болуп, буниңға мунасивәтлик башқиму көплигән паалийәтләр өткән иди. Шуларниң бири “мәһмуд қәшқәриниң дуня мәдәнийитигә қошқан төһписи” намлиқ илмий муһакимә йиғини иди. Униңға қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, русийә вә уйғур аптоном райониниң тонулған алимлири иштирак қилған иди.