Түркийәдики уйғур ханим, қизлар баһар фестивалида уйғур мәдәнийитини тонутти
2013.05.24
Түркийәниң қәйсәри вилайитидики уйғур ханим, қизлири әрҗийәс үниверситетиниң әнәнивий фестиваллиридин бири болған баһар фестивалиға иштирак қилди.
5 - Айниң 20 - күнидин 24 - күнигичә давамлашқан бу фестивалда қәйсәридики уйғур ханим, қизлар мәхсус бөлүм ечип, уйғур мәдәнийитини, болупму уйғурларниң йемәк - ичмәк мәдәнийитини тонутти. Бөлүмни екискурсийә қилған кишиләрниң көпликидин уйғур аяллар тамақларни үлгүртәлмәй қалди. 3 Күн ичидә бу йәрмәнкини йүз миң әтрапида киши зиярәт қилған болуп, бу кишиләрниң көпи уйғур мәдәнийити тонутулған бөлүмни зиярәт қилди. Қәйсәри әрҗийәс үниверситетидики чоң мәйданда өткүзүлгән бу фестивалда түркийәдики даңлиқ нахшичилар консертму бәргән болуп, бу фестивал мәйданини екискурсийә қилғанлар ичидә, шәһәр башлиқлири, һәрқайси районларниң рәһбәрлири, аммивий тәшкилат мәсуллири, оқутқучи, оқуғучиларму бар. Биз нәқ мәйданға телефон қилип, уйғур бөлүмини ачқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити аяллар комитети рәиси рабийә илктүрк ханим вә баһар фестивалида уйғур тамиқи йәватқан талас районлуқ һөкүмәт башлиқи рифат йилдирим әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Нәқ мәйданға телефон қилғинмизда, талас районлиқ һөкүмәт башлиқи рифат йилдирим әпәнди уйғур мәдәнийити билән хели бурунла тонушқанлиқини баян қилип мундақ деди:
- Ләғмән мән әң яхши көридиған йимәкләрдин бири. Мән уйғурларниң йемәк мәдәнийитини яхши билимән. Уйғурлар бай мәдәнийәткә игә бир милләт. Шуңа мән бүгүн фестивалға кирипла биринчи қилған ишим ләғмән йейиш болди. Мән оттура ася түркий җумһурийәтлиригә барғинимдиму уйғур ашханилирида тамақ йәймән. Вилайитимиздә уйғур тамақлирини йейәлигәнликим үчүн өзүмни бәхитлик һес қиливатимән.
Рифат йилдирим әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулуминиң түгәйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
- Зулум мәңгу давамлашмайду. Хитайниң уйғур қериндашлиримизға елип бериватқан зулуми мени қаттиқ биарам қилмақта. Әмма аллаға ишинимизки, бу зулум ахирлишиду. Биз шәрқий түркистанлиқ учраватқан зулумни яхши билимиз. Уйғур қериндашлиримизниң әркинлики үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз.