“уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә һиҗрәт чүшәнчиси” намлиқ китаб истанбулда нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.08.20
turkiye-kitab-ummetlik-wetenperwerlik-milletchilik.jpg “уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә һиҗрәт чүшәнчиси” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә уйғур нопусиниң көпийишигә әгишип нәшриятчилиқ паалийитиму күчийишкә башлиди. Йеқинқи йиллардин бери уйғур тилида көпләп әсәрләр нәшр қилинишқа башлиди. Йеқинда “уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә һиҗрәт чүшәнчиси” намлиқ китаб истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди. Бир мәзгил мисирдики айн шәмс университетида оқутқучилиқ қилған абдурахман җамал кашиғәри язған мәзкур әсәр: “муқәддимә, вәтәнпәрвәрлик вә уммәтчилик чүшәнчиси, ислам үммити аталғуси, ислам, милләт вә вәтәнпәрвәрлик, әқидә вә вәтән-милләт, һиҗрәт вә муһаҗир уқуми, намайиш қилиш зулумға қарши турушниң бир васитиси ”дегәндәк бир қатар мәзмунларни өз ичигә алған. 64 Бәттин тәркиб тапқан “уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә һиҗрәт чүшәнчиси” намлиқ китаб тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн китабниң аптори доктор абдурахман җамал кашиғәри әпәнди, сәуди әрәбистандики уйғур зиялийси сираҗидин әпәнди вә әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор абдурахман җамал кашиғәри әпәнди кейинки йилларда уйғурлар арисида пәйда болған охшимайдиған еқим вә көз қарашларни тоғра изаһлап. Уйғурларниң бирлик вә иттипақлиқиға пайдилиқ болуш үчүн бу китабни язғанлиқини ейтти.

Вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик, уммәтчилик, уйғур мәсилиси, шәрқий түркистан дәваси вә бирлик-иттипақлиқни әмәлгә ашуруш қатарлиқ уқумлар уйғурлар арисида узун йиллардин бери муназирә қилинип келиватқан уқумлар һесаблиниду. Кейинки йилларда бу муназирә техиму күчийишкә башлиди. Һәтта бәзи уқумларниң ениқ болмаслиқи уйғурлар оттурисида зиддийәт пәйда қилишқа башлиди. Доктор абдурахман җамал қашлири әпәнди бу китабида вәтәнпәрвәрлик билән милләтчиликниң ислам дини билән болған мунасивити тоғрисида тохталғанлиқини тилға алди.

Доктор абдурахман җамал қашлири әпәнди уйғурларниң миллий кимликини халиғанчә өзгәрткили болмайдиғанлиқини, мусулманлиқниң уйғурларниң кейин қобул қилған мәдәний кимлики икәнликини бу иккисини зиддийәтләштүрүшниң динға хилап икәнликини баян қилди.

Ундақта ислам кимлики қандақ шәкилләнгән? у, милләтчилик вә вәтәнпәрвәрликни инкар қиламду? “уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә һиҗрәт чүшәнчиси” намлиқ китабниң аптори, доктор абдурахман җамал қашлири әпәнди ислам кимликиниң әқидә вә мәдәнийәт мираси асасида шәкиллинидиғанлиқи һәм исламниң вәтәнпәрвәрлик вә милләтпәрвәрлик идийәсиниму өз ичигә алидиғанлиқини китабида баян қилған.

У, хуласиләп ейтқанда китабида уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә кейинки йилларда бәзи уйғурларниң каллисини қаймуқтурувәткән һиҗрәт қатарлиқ уқумларни йорутуп бәргәнликини баян қилди.

Кейинки йилларда уйғурлар оттурисида әң көп муназирә қилинған мәсилиләрдин бири намайиш қилиш иди. Аптор китабида бу һәқтиму тохталған. Доктор абдурахман җамал қашлири әпәнди китабтиму баян қилип өткәндәк, намайиш қилишниң зулумға, наһәқчиликкә қарши чиқишниң васитиси икәнликини, шуңа ислам дини әқидисидин қариғандиму униң тоғра икәнликини тәкитлиди.

У, уйғурлар арисидики бу идийә җәһәттики зиддийәтниң әң муһим сәвәблиридин бириниң ислам дини әқидилирини яхши чүшәнмәсликтин ибарәт икәнликини баян қилди.

Китаб тоғрисида зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди шәрқий түркистан, мусулман вә уйғур қатарлиқ уқумларни өзара айрип қарашқа болмайдиғанлиқини баян қилди.

Сәуди әрәбистандики уйғур зиялийси сираҗидин әпәнди, доктор абдурахман җамал кашиғәри әпәнди язған “уммәтчилик, вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик вә һиҗрәт чүшәнчиси” намлиқ китабниң нәшр қилинишиниң уйғурлар үчүн пайдилиқ рол ойнайдиғанлиқини баян қилди.

Китабниң аптори абдурахман җамал қашғәри әпәнди қәшқәрдә туғулған болуп, мисирдики айн шәмс университетида магистирлиқ билән докторлуқ унванлири үчүн оқуған, оқуш пүттүргәндин кейин мәзкур университетта бир мәзгил оқутқучилиқ қилған. У, 2016-йилидин тартип түркийәниң истанбул шәһиридә турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.