Түрк дүнясиниң күлтүр пайтәхти әскишәһәрдә уйғурлар тонутулмақта

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.07.16
nurela-gokturk-xanim-sehnide.jpg Шаирә нүрәла гөктүрк ханим сәһнидә. 2013-Йили 16-июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти елан қилинған түркийиниң әскишәһәр шәһиридә рамзан ейи башланғандин буян уйғурлар тонутулмақта.

9-Июл күни башланған бу паалийәткә алаһидә тәклип бойичә шаирә нүрәла гөктүрк ханим билән шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси хәмит гөктүрк әпәнди қатнашмақта. Бу 30 күн җәрянида һәр күн бир түркий милләт тонутулидиған болуп, һазирғичә қайси түркий милләтләр тонутулди? бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн бу паалийәткә қатнишиватқан хәмит гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Хәмит гөктүрк әпәнди бу рамзан паалийитини әскишәһәр валилиқи билән түрк дуняси күлтүр тәшкилатиниң уюштурғанлиқини, һәр күни дегүдәк уйғур мәсилисидин сөз ечиливатқанлиқини ейтти.

2012-Йили қазақистанниң пайтәхти астанә шәһири түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти елан қилинған болуп, 2013-йили болса түркийиниң оттура райониға җайлашқан әскишәһәр түрк дүнясиниң күлтүр пайтәхти елан қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.