Түркийәниң әнқәрә, қәйсәри шәһәрлиридики уйғурлар рози һейтни хушал-хурам өткүзмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.07.06
enqere-qeyseri-heyt-1.jpg enqere-qeyseri-heyt
Photo: RFA

Бүгүн, ислам дунясиниң әң чоң һейтлиридин бири болған рози һейтниң биринчи күни. Һейтлар, инсанлар арисидики адавәтләрни унтуп, келишидиған, өз-ара һәмкарлишишни күчәйтидиған қериндашлардәк қучақлишип һейтлишидиған күндур. Бу һейт исламниң бәш шәртидин бири болған 30 күн розини ада қилғандин кейин, уруқ-туғқан, әл-ағинә, әл-юрт, дост-ярәнләр җәм болидиған, чоң-кичик һәммә киши сөйүнидиған күн。

Бәзи уйғурларниң ейтишичә, бу күн чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар үчүн болса бәкрәк муң, қайғу вә ғәм басидиған, сеғиниш, һиҗран отлири йәниму күчийидиған, көңли йерим болидиған пәйтләр икән.

Бу йил рози һейтта түркийәдә 9 күн тәтил болди. Түркийәниң пайтәхти әнқәрә билән уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәйсәри шәһиридики уйғурлар рози һейтини қандақ өткүзүватиду? болупму малайшия, тайланд арқилиқ қәйсәригә келип олтурақлишип қалған уйғурлар рози һейтни қандақ өткүзүватиду?

Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн түркийәниң әнқәрә вә қәйсәри шәһәрлиридә яшаватқан уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Биз түркийәниң әнқәрә шәһиридә яшаватқан уйғурларниң һейт өткүзүш әһвали тоғрисида мәлумат игиләш үчүн миркамил қәшқәрли әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У, гәрчә әнқәрәдә уйғурларниң сани аз болсиму, әтигән бирликтә һейт намизи қилип, опчә һейтлишиватқанлиқини ейтти.

Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди, бурун кәлгән уйғурлар билән өткән йили малайшиядин кәлгән уйғурлар бир йәргә җәм болуп һейт намизи қилғанлиқини, намаздин кейин 200 кишилик уйғур җамаитиниң бирликтә хитай зулуминиң түгиши, уйғурларниң әркинликкә еришиши үчүн йиғлап туруп дуа қилғанлиқини баян қилди. Уйғурларниң әнәниси бойичә дастихан тәйярлап, өз-ара пәтилишиватқанлиқини илгири сүрди.

Уйғур мусапирлардин мәмәтҗан әпәнди өзиниң вәтәндин узақта иккинчи қетим рози һейт өткүзүватқанлиқини, уйғурлар бир йәргә җәм болуп хушал-хурамлиқ ичидә һейт өткүзүватқанлиқини, әмма вәтәнни сеғинғанлиқини баян қилди.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити баянатчиси абдуқадир әпәнди қәйсәридә яшаватқан малайшия вә тайланд арқилиқ кәлгән мусапирлар арисида көп санда йетим, тул хотун вә намрат аилиләрниң барлиқини, қирғизистан, канада вә әнқәрәдики бәзи уйғурлар әвәткән фитрә, закатларни уларға тарқитип бәргәнликини баян қилди.

1964-Йили түркийәниң қәйсәри шәһири әхмәт йәсәвий мәһәллисигә 200 аилә уйғур җайлаштурулған иди. Бу уйғурлар 1960-йили ғулҗа, қәшқәр вә йәкән қатарлиқ җайлардин афғанистанға чиқип, афғанистанда бир мәзгил турғандин кейин түркийә һөкүмити тәрипидин қәйсәригә әкелип орунлаштурулған. 2013-2014 Йиллирида малайшия вә тайланд арқилиқ кәлгән уйғурлардин 1600 әтрапида уйғур бу йәргә җайлаштурулди.

Әнқәрәдә яшаватқан уйғурлар болса дөләт идарисидә ишләватқан вә алий мәктәпләрдә оқуватқан уйғурлардин ибарәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.