Амася уйғурлири түркийәгә көчүп кәлгәнликиниң 700-йиллиқи мунасивити билән китаб нәшр қилдурди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.04.18
turkiye-amasya-wilayiti-uyghur-1.jpg “уйғур дияридин уйғур наһийәсигә көчүп келишниң 700-йиллиқи мақалиләр топлими” намлиқ китаб.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң шәрқий шималиға җайлашқан амася вилайитиниң уйғур йезисидики уйғурлар, уйғур дияридин түркийәгә көчүп келишиниң 700-йиллиқи мунасивити билән “уйғур дияридин уйғур наһийәсигә көчүп келишниң 700-йиллиқи мақалиләр топлими” намлиқ китаб нәшр қилдурди. 4-Айниң 2-күни нәшрдин чиққан китаб 128 бәттин тәркиб тапқан болуп, китабниң ташвариқиға 744-йили өтүкәндә қурулған уйғур дөлитиниң байриқи, бу байрақниң үстигә түркийәниң байриқи билән көкбайрақниң рәсими чүшүрүлгән. Китаб кириш сөз, пенсийигә чиққан профессор доктор кәмал гөдә әпәндиниң “уйғурларниң 13-14-әсирләрдики көчүшлири вә түркийәдә қурулған алаәттин әратна уйғур дөлити” мавзулуқ мақалиси билән “түрк ислам тарихи вә мәдәнийитигә нәзәр”, һаҗәттәпә университети тарих факултети оқутқучиси әркин әкрәм әпәндиниң “исламийәттин бурунқи уйғурлар вә уйғур дөләтлири”, амасялиқ уйғур зиялий алий фуат әр әпәндиниң “уйғур йезисиниң қисқичә тарихи” мавзулуқ мақалилиригә һәм башқиларға орун берилгән.

Биз “уйғур дияридин уйғур наһийәсигә көчүшниң 700-йиллиқи мақалиләр топлими” намлиқ китабниң тарқитилиш әһвали тоғрилиқ тәпсилий мәлумат игиләш үчүн уйғур йезисини күчәйтиш вә гүлләндүрүш җәмийити рәиси һүсәйин йилдирим әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

У, мәзкур китаб нәшрдин чиққандин кейин түркийәниң һәр қайси җайлиридин нурғун кишиниң тәләп қиливатқанлиқини баян қилип мунуларни деди:
“китабни нәшр қилдурғандин кейин җәмийитимизниң тор бетидә вә иҗтимаий таратқуларға қойдуқ. Түркийәниң һәр қайси җайлиридики уйғурлардин көп тәләп келиватиду. Алдимиздики айниң 7-күни истанбулдики җәмийәтниң паалийити бар. У йәрдә тарқатмақчимиз, у, йәрдинму көп тәләп бар. Анталядики уйғурлар тәләп қилған иди, уларғиму әвәттим.”

Һүсәйин йилдирим әпәнди бундин кейин йәнә йеңи иш пилани тәйярлашни ойлаватқанлиқини баян қилип мунуларни деди:
“бундин кейин йеңи бир хизмәт пилани тәйярлисақ, бурунқи иш пиланиниң давами болсиму болиду. Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз билән иҗтимаий мунасивитимизни күчәйтиш үчүн бу айниң ахириғичә йеңи бир иш пилани тәйярлап дөлитимизгә сунушни ойлаватимиз.”

Зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәнди бу китабни нәшр қилдурушниң әһмийитиниң зор икәнликини, қәдимдә түркийәгә келип олтурақлишип қалған башқа вилайәтләрдики уйғурларниму тепип чиқиш керәкликини баян қилди.

Түркийәниң шәрқий шимал районидики амася вилайитигә җайлашқан уйғур йезисидики уйғурлар, 2015-йили 11-айниң 28-күни “уйғур дияридин уйғур наһийәсигә көчүп келишимизниң 700-йиллиқи” мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилған иди. Бу қетим мәзкур йиғинда сунулған илмий мақалиләр топлам қилип нәшр қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.