“шәрқий түркистан вәхпи” дә ечилиш мурасими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.05.30
Abdulhakimhan-Mexsum-bilen-Erkin-aliptekin-hatire-resim.jpg Мәркизи истанбулға җайлашқан “шәрқий түркистан вәхпи” ниң мәркизи йеңидин ясаш вә ремонт ишлири тамамлиниш мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш мурасимида хатирә сүрәт. 2016-Йили 29-май, истанбул.
RFA/Arslan

Мәркизи истанбулға җайлашқан “шәрқий түркистан вәхпи” ниң мәркизи йеңидин ясаш вә ремонт ишлири тамамлиниш мунасивити билән ечилиш мурасими өткүзүлди.

Истанбул фатиһ райониға җайлашқан дамат ибраһим паша җамәси дегән намдики тарихи орун түркийә җумһурийити тәрипидин “шәрқий түркистан вәхпи”үчүн тәсис қилинған болуп, бу тарихи орунниң алтә йилдин буян ремонт қилиш вә йеңидин ясаш ишлири давам қилған болуп, йеқинда ремонт ишлири әслигә келип пүтүп чиққандин кейин вәхпиниң мәркизидә ечилиш мурасими өткүзүлди.

29-Май өткүзүлгән ечилиш мурасимиға, шәрқий түркистан вәхпиниң идарә һәйити вә әзалири қатнашти. Мурасимға йәнә, профессор доктор нәвзат ялчинташ, т р т истанбул мудири доктор абдулһәмит авшар, истанбул университети профессори муәлла йүҗәлханим, “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити”ниң баш назири абдулһәкимхан мәхсум һаҗим қатарлиқ шәрқий түркистан дәваси үчүн хизмәт қиливатқан бир қисим муһим кишиләр вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллири тәклип билән қатнашти.

Ечилиш мурасимида, шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси әсәр түркистанли сака, баш катипи доктор өмәр қул вә дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин қатарлиқлар сөз қилди.

Йиғинда, сөз қилғучилар шәрқий түркистан вәхпи мәркизиниң йеңилиниши вә йеңидин хизмәткә киришишиниң уйғурлар үчүн пайдилиқ ишларға вәсилә болушиға тиләкдашлиқ билдүрди.

Йиғинда әркин алиптекин әпәнди шәрқий түркистан вәхпи тоғрисида тохтилип мундақ деди: “дадам әйса йүсүп алиптекин вә бүйүклиримизниң шәрқий түркистан вәхпини қурушиниң сәвәби пәқәт вәтәндин кәлгәнләр үчүнла әмәс, бәлки түркийәдики вә пүтүн чәтәлләрдики шәрқий түркситанлиқлар үчүн иди. Шуниң үчүн мән силәрдин шуни илтимас қилимәнки, бу вәхипкә игә чиқайли, нурғун пидакарлиқлар билән қурулған бу вәхпини давам қилдуруш үчүн һәммимиз бирликтә хизмәт ишләйли, буниңдин кейин пүтүн паалийәтлиримизни мушу йәрдә өткүзәйли, һәммиңларға саламәтлик тиләймән.”

Йиғинда сөз қилған вәхпиниң баш катипи доктор өмәр қул, шәрқий түркистан вәхпиниң хизмәт паалийәтлири тоғрисида қисқичә доклат бәрди вә буниңдин кейин елип бармақчи болған һәр түрлүк паалийәтләрни вәхипниң мәркизидә өткүзидиғанлиқини билдүрди.

Доктор өмәр қул йәнә, алдимиздики рамизан ейида һәр күни кәчтә вәхпниң мәркизидә 30 күн бойичә иптар программиси өткүзидиғанлиқини елан қилди.

Ахирида түркистан полуси билән зияпәт берилди вә дуа қилиш билән мурасим ахирлашти.

Биз бу һәқтә пикир қарашлирини елиш үчүн “шәрқий түркистан вәхпи”ниң рәиси әсәр ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Әсәр ханим шәрқий түркистан вәхпиниң ясилиш җәряни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “һәммимизгә мәлум болғинидәк, шәрқий түркистан вәхпиниң йеңидин ясилиш ишлири 2010-йили явропа иттипақи комитетиниң истанбулни мәдәнийәт пайтәхти дәп елан қилиши мунасивити билән бизниң вәхпиниму йеңидин ясаш қарар елинған иди. Әмма әпсуслинарлиқи, бир қисим сәвәбләр түпәйли ясилиш җәряни узап кәтти. Шундақ қилип 6 йилдин буян вәхпимиз тақилип қалған иди. Бүгүн биз наһайити хушал болдуқ, чүнки 6 йил җәрянида сиртларда бир түркүм паалийәтләр қилған болсақму хизмәт орнимиз болмиғанлиқи үчүн вәтәндашлиримиз билән бир йәргә җәм болуп йиғин мурасим уюштуруш имкани йоқ дейәрлик иди. Той-төкүн, нәзир чирағ, хушаллиқ вә қайғулуқ күнләрдә бир йәргә җәм болалмай кәлдуқ, бу бир биз үчүн кәмчиллик иди. Шуниң үчүн бүгүн бәк хушал болдуқ. Худайим буйруса буниңдин кейин башқа шәрқий түркситан тәшкилатлар билән бирликтә һәммимиз һәр түрлүк паалийәтләрни елип бериш үчүн қолимиздин келишичә тиришимиз, ишкимиз һәммә кишигә очуқ, зиярәтчиләрни қарши алимиз. Башта дегәнгә охшаш йиғин-мурасим, той-токүн, өлүм-йетим, нәзир-чирақ, һәтта балилар паалийәтлиригә охшаш һәр түрлүк йиғинларни мушу йәрдә уюштуримиз.

Биз йәнә ечлиш мурасимиға қатнашқан дуня уйғур қурултейиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин алиптекин әпәнди уйғурларни, шәрқий түркситан вәхпини хизмәт-паалийәтләрдә йеқиндин қоллап қуввәтләшкә чақириқ қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.