Уйғурларниң қоллиғучиси сәрвәт қабақли аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.08.31
serwet-qabaqli-erkin-aliptekin.jpg Уйғурларниң қоллиғучиси сәрвәт қабақли әркин алиптекин билән йиғинда сөз қилмақта. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
RFA/Erkin Tarim

Уйғур сиясий дәвасиниң түркийәдики атақлиқ қоллиғучиси, уйғурларниң рәһбирий шәхслириниң бири әйса йүсүп алиптекинниң мәниви оғли, сәрвәт қабақли 8-айниң 30-күни истанбулда вапат болуп, дәпнә қилинди. Сәрвәт қабақлиниң дәпнә мурасимиға дөләт рәһбәрлири, тонулған журналистлар, язғучилар вә уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти.

Сәрвәт қабақли 1956-йили 3-айниң 15-күни түркийәниң әлазиғ вилайитидә дуняға кәлгән. 1981-Йили фират университети түрк тили вә әдәбияти кәспини пүттүргән. 1986-Йилидин етибарән истанбулдики “түркийә гезити” дә ишләшкә башлиған. У, “түркийә гезити” дә журналист болуп ишлигән мәзгилләрдә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида язған нурғун обзор вә мақалилири елан қилинған. У, журналист болуп ишлигән мәзгилләрдә давамлиқ һалда мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң йенида йүргән. Әйса йүсүп алиптекин билән шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида көп қетим сөһбәт елип берип елан қилған.

Түркийәдики уйғур зиялийлиридин бири һамитхан көктүрк әпәнди мәрһум сәрвәт қабақлиниң шәрқий түркистан дәваси үчүн зор төһпә қошқан бир шәхс икәнликини, униң мәрһум әйса йүсүп алтекинни 1991-йили 12-айда баш министир сулайман дәмирәл билән, 1992-йили 2-айда түркийә баш министири турғут өзал билән көрүштүргәнликини, иккила баш министирға шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш билән бирликтә түркийәгә кәлгән уйғур мусапирларниң мәсилилирини аңлатқанлиқини, көп санда уйғурниң түркийә гражданлиқиға өтүшигә сәвәб болғанлиқини баян қилди. Һамит көктүрк әпәндиниң ейтишичә, мәрһум сәрвәт қабақлиниң һәр пурсәттә түркийәдә шәрқий түркистан дәвасини аңлитишқа тиришқан, 1994-йили 5-айда мәрһум әйса йүсүп алиптекинни әлазиғ учришишиға апирип дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән шаирларға шәрқий түркистан мәсилисини аңлатқузған. У, 1995-йили 7-айда әйса йүсүп алиптекинни коня сәлчуқ университетиға апирип пәхри доктор унвани алғузған вә 1992-йили 7-айда әзәрбәйҗан дөләт рәиси әбулфәйиз әлчибәг һәм қирим татарлириниң лидири мустафа җәмил қиримлиоғлу билән көрүштүргән. У, бу арқилиқ шәрқий түркистан мәсилисини түрк дунясиға аңлатқан.

Мәрһум сәрвәт қабақли һаятиниң ахириғичә уйғур мәсилиси тоғрисида көп санда обзор вә мақалә йезип елан қилди. У, түркийә әдәбиятчилар вәқпи рәислик вәзиписини өтәватқан мәзгилдә көп қетим әйса йүсүп алиптекинни хатириләш йиғини чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.