“һазирқи заман түркологийә тәтқиқати йиғини” әнқәрәдә ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.12.30
sema-barutju-ozonder-xanim.jpg “һазирқи заман түркологийә тәтқиқати йиғини” ни уюштурған профессор доктор сәма барутҗу өзөндәр ханим сөз қилмақта. 2015-Йили 28-декабир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

2002-Йилидин бери һәр йили қәрәллик чақирилип келиватқан “һазирқи заман түркологийә тәтқиқати илмий муһакимә йиғини” 30-декабир күни ахирлашти.

28-Декабир күнидин 30-декабирғичә давамлашқан илмий муһакимә йиғинға түркийәниң һәрқайси университетлирида хизмәт қиливатқан тилшунас, тарихчи, археолог вә җәмийәтшунаслардин болуп 40 әтрапида тәтқиқатчи қатнашти. Әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүми тәрипидин уюштурулған илмий муһакимә йиғинида түркологлар түркий милләтләрниң тили, тарихи, әдәбияти вә сиясий тарихи вә түрк дунясиниң мәсилилири тоғрисидики илмий доклатлирини сунди. Мәзкур йиғинда һаҗәттәпә университети тарих факултети оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди “түргиш шаһзадиси гуаңшүниң мазар теши” темисида, әнқәрә университети тил вә тарих-җуғрапийә факултети оқутқучиси доктор нуранийә һидайәт әкрәм ханим “манҗу империйиси мәзгилидә түзүлгән уйғур тили луғәтлири вә мәзкур әсәрләр тоғрисида елип берилған тәтқиқатлар” темисида илмий доклат бәрди.

Һазирқи заман түркологийә тәтқиқат илмий муһакимә йиғинида доклат бәргән истанбул йәдитәпә университетида чәтәллик мутәхәссис болуп ишләватқан әзәрбәйҗанлиқ доктор ариф аҗалоғлу әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу илмий муһакимә йиғинида һәрқайси түркий милләтләрдин түркийәгә келип университетларда вәзипә өтәватқан тәтқиқатчиларниң илмий тәтқиқатлирини оттуриға қоюшиниң түркологийә тәтқиқати үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилип мундақ деди:
“мән һазирқи заман түркологийә тәтқиқати илмий муһакимә йиғини” ға 3-қетим қатнишип олтуруптимән. Үч қетимлиқ йиғин нәтиҗисидә шуни дейәләймәнки бу илмий муһакимә йиғини һәр йили қәрәллик ечилидиған бир адәткә айланди. Бу йиғинниң темиси немә болушидин қәтий нәзәр пүтүн түркий милләтләр тоғрисида илмий мақалиләр оқулуватиду. Бу мақалиләр тоғрисида муназириләр елип бериливатиду. Бу йиғинда мени әң тәсирләндүргән нәрсә түрк дунясидики мәсилиләрни мәзкур дөләт вә районлардин кәлгән мутәхәссисләр аңлатти вә һәл қилиш йоллири һәққидики көз қарашлирини баян қилип өтти. Мәнчә һәрқайси түркий милләтләрдин кәлгән мутәхәссисләр өзи туғулуп чоң болған райондики мәсилиләрни өзиниң аңлитиши түркологийә тәтқиқатиға зор төһпә қошупла қалмастин, мәсилини түрк зиялийлириға аңлитиш үчүнму зор әһмийәткә игә дәп ойлаймән. Мәсилән,бу йиғинда уйғур тарихи билән уйғур тили тәтқиқати тоғрисидики илмий мақалиләрдин уйғурлар тоғрисида көп нәрсә өгәндим”

Ирандин кәлгән доктор бабәк җаваншир әпәнди бу илмий муһакимә йиғинида түрк дунясиниң мәсилилири тоғрисидиму музакирә елип берилғанлиқини, буниң һазирқи заман түркологийә тәтқиқати үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилип мунуларни деди:
“әнқәрә университетида бундақ бир илмий муһакимә йиғининиң чақирилиши түркологийә тәтқиқатиниң келәчики үчүн интайин муһим чүнки биз бу йиғинға түрк дунясиниң һәрқайси җайлиридин кәлдуқ, йиғинда ирандики түркләрниң вәзийити қандақ? шәрқий түркистандики, русийәдики, ирақтики вә сүрийәдики түркләрниң вәзийити қандақ? булардин хәвәрдар болуп, бу һәқтә муназириләр елип бардуқ. Бу җәһәттин елип ейтқан һазирқи заман түркологийә тәтқиқати илмий муһакимә йиғининиң чақирилиши интайин муһим. Мән ирандин кәлгән түрк болуш сүпитим билән бу йиғинни уюштурған профессор доктор сәма барутҗу өзөндәр ханимға рәһмәт ейтимән.”

Йиғинда илмий доклат сунған әнқәрә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди өзиниң 2002-йилидин бери һазирқи заман түркологийә тәтқиқат йиғиниға қатнишиватқанлиқини, йиғинда пүтүн түркий милләтләрниң тили, тарихи вә әдәбияти тоғрисида қиммәтлик илмий доклатларниң оқуп өтүлүватқанлиқини, бу йиғинда түркологийә тәтқиқати тоғрисида бәзи йеңи көз қарашларниңму оттуриға қоюлуватқанлиқини, шуңа мәзкур илмий муһакимә йиғиниң түркологийә тәтқиқати үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Қиммәтлик радио аңлиғучилар әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети 1935-йили қурулған болуп, түркийәдә даңлиқ түркологлар, тарихчиларни йетиштүргән. Қәдимки уйғур тилидин башқа һазирқи заман уйғур тилиму бурундин тартип түрк тили вә әдәбияти кәспидики оқуғучиларға өгитилгән. 1990-Йили совет иттипақи йимирилип оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин 1992-йили һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири кәспи ечилған. 23-Йилдин бери әзәрбәйҗан тили, түркмән тили, өзбек, қазақ, қирғиз вә татар тили вә әдәбиятидин башқа уйғур тили вә әдәбияти дәрслириму өтүлмәктә. Һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултети 2002-йилидин тартип, һәр йили қәрәллик һалда һазирқи заман түркологийә тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүп кәлмәктә. Мәзкур илмий муһакимә йиғининиң 2014-йилқиси мәхсус уйғур тәтқиқатиға беғишланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.