Алматада уйғуршунас алимә юлия баранова аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.01.11
uyghurshunas-yuliya-baranowa-305.jpg Уйғуршунас алимә юлия баранова яш мәзгили.
RFA/Oyghan

8-январда алмата шәһиридә мәшһур уйғуршунас алимә, тарихчи юлия баранова 90 йешида аләмдин өтти. Игилишимизчә, й. Баранова дәм елишқа чиққанға қәдәр 1992-йили уйғуршунаслиқ институти тәркибидә қурулған шәрқшунаслиқ мәркизи, андин шәрқшунаслиқ институтида ишлигән. У уйғурларниң тарихиға аит бир қатар әмгәкләрниң апторидур.

Тонулған қазақистанлиқ алимә, тарихчи рисаләт кәримованиң ейтишичә, й. Баранова мәшһур алим, уйғур тарихи вә филологийәсиниң тәтқиқатчиси вениямин юдинниң рәпиқиси болуп, униң аләмдин өтүши пәқәт қазақистан шәрқшунаслиқ пәнила әмәс, бәлки уйғуршунаслиқ илми үчүнму чоң йоқитиштур.

Р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири р. Кәримова й. Баранова билән дәсләп қетим 1979-йили алмата шәһиридә өткән биринчи уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинида тонушқанлиқини, өзиниң қазақ дөләт университетида оқуватқан пәйтидә в. юдинниң уларға дәрс бәргәнликини, шуниң үчүнму в. юдинниң өз һаятида муһим орун игиләйдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “в. юдин шәрқшунаслиқ пенигә уйғуршунаслиқ арқилиқ кәлди. У 1950-йили н. Нариманоф намидики москва шәрқшунаслиқ институтиниң “шинҗаң бөлүми” ни тамамлап, мәшһур профессор, түркшунас владимир насилофниң йетәкчиликидә “уйғур филологийиси” мутәхәссислики бойичә аспирантурида оқуди. Кейин у қазақистанниң алмата вилайитигә қарашлиқ уйғур наһийисидә әмәлий сәпәрдә болуп, уйғур тилини мукәммәл игиләп чиққан иди. Алим 1955-йили алматаға келип, қазақ педагогика институтиниң филологийә факултетида ечилған уйғур бөлүмидә уйғур тили тарихи, уйғур фолклори вә қәдимий уйғур әдәбияти пәнлиридин уйғур тилида оқутқучилиқ қилди. 1960-Йилдин башлап қазақистан пәнләр академийиси тарих, архейологийә вә етнографийә институтида ишләп, ‛15-вә 18-әсирләрдики қазақ ханлиқлири тарихи бойичә материяллар‚ намлиқ әмгәкни нәшр қилиш ишлириға актип арилашқан в. юдин мәзкур тәтқиқатқа өзиниң шәрқий түркистан бойичә тәтқиқатлирини, шу җүмлидин, ‛тәзкирәи ғоҗа муһәммәд шәриф‚, ‛тарихи шаһ маһмуд чорас‚, ‛тарихи қашғәр‚, ‛исламнамә‚ вә ‛тарихи әмнийә‚ әсәрлирини киргүзди. В. юдин институтта ишләп йүргинидә қазақ хәлқиниң тарихи бойичә мавзуни уйғуршунаслиқ пени билән зич мунасивәттә елип барди, йәни тарих вә филологийә йөнилишлиридә уйғур хәлқиниң бай қолязма мирасини тәтқиқ қилди. У уйғур мәсилилиригә беғишланған сәксәндин ошуқ илмий әмгәкниң апторидур.”

Р. Кәримованиң тәкитлишичә, в. юдин 1983-йили 55 йешида вапат болғандин кейин, униң рәпиқиси вә сәпдиши й. Баранова узун йиллар мабәйнидә мәрһумниң елан қилинмиған әмгәклирини нәшр қилиш ишлирини елип барди. Шәрқий түркистан қолязмилириниң тәтқиқатчиси й. Баранованиң пидакаранә әмгики арқисида в. юдинниң “чиңгизнамә” вә талланған мақалиләр топлими охшаш әмгәклири “14-вә 18-әсирләрдики мәркизий асия шәрқшунас нәзиридә” намлиқ әмгәк болуп нәшр қилинди. Й. Баранованиң тәшәббуси билән шундақла 1990-йилларниң башлиридин тартип уйғуршунаслиқ институтиниң шәрқшунаслиқ мәркизидә в. юдин хатирисигә беғишланған илмий муһакимә йиғинлири уюштурулушқа башлиди. Мундақ йиғинлар шәрқшунаслиқ институтида мушу күнгичә давам қилмақта.

Радийомиз зиярини қобул қилған “туран” университетиниң оқутқучиси, тарих пәнлириниң намзати зулфийә кәримова өзиниң 1998-йили шәрқшунаслиқ институтиға ишқа орунлашқинида мәзкур институт мудириниң орунбасари, уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири коммунар талипофниң униңға уйғуршунаслиқ йөнилишидә мәнбәләр билән шуғуллинидиған яш мутәхәссисләрниң һаҗәтликини ейтип, муса сайраминиң әмгәклири билән тонушуп чиқиш тәклипини бәргәндин кейин, мәркизий асия тарихи бойичә бир қатар мәнбәләр билән йеқиндин тонушуп чиққанлиқини, шуларниң ичидин муса сайраминиң “тарихи әминийә” әмгикини таллап алғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди. “й. Баранованиң мән ишқа орунлашқан институтниң хадими икәнликини билип, униң билән йеқиндин тонуштум. У маңа шу чағда санкт-петербургта сақлиниватқан “тарихи әминийә” қолязмисиниң микро филими вә фото нусхисини тәқдим қилди. Бу материяллар мениң кейинки ишимда зор рол ойниди. Й. Баранова шу саһәниң йетүк мутәхәссиси ретидә мениң әң йеқин мәслиһәтчимгә айланди. У материял җәһәттин көп ярдәм көрсәтти. Й. Баранова һәқиқәтәнму қазақистан мәнбәшунаслиқи, шуниң ичидә уйғур мәнбәшунаслиқида наһайити көп төһпә қошқан алимларниң бири.”

З. Кәримованиң пикричә, й. Баранова асасән шәрқий түркистан тарихи мәнбәлири бойичә шуғуллинип, болупму сәидийә уйғур дөлитиниң тарихи һәққидә бир қатар мақалиләрни йезип қалдурған алимдур. У шундақла сәидийә мәмликитиниң йимирилиш сәвәблири һәққидә өз қарашлирини дәсләп оттуриға қойған, буниңдин ташқири, 18-әсирниң биринчи йеримида ғоҗилар сулалиси әвладлириниң басқунчиларға қарши йүргүзгән күриши һәққидиму пикирлирини илгири сүргән тәтқиқатчидур.

Мәлумки, қазақистан уйғуршунаслиқиниң мәнбәшунаслиқ саһәсидә савут моллаудоф, батур әршидиноф, мунир йерзин, абләһәт камалоф, дилшат рәйһаноф қатарлиқ алимлар ишләп, уйғурларниң тарихи, әдәбияти, мәдәнийити һәққидә көплигән әмгәклирини һәр хил нәшрләрдә елан қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.