Уйғур хәлқ тарихий дастанлири немә дәйду? (1)

Мухбиримиз қутлан
2015.11.26
Qutlan-resim.jpg Дастанчи обулһәсән керәм тунҗи нөвәтлик уйғур дастанлири хәлқара илмий муһакимә йиғинида нәқ мәйданда дастан ейтип маһарәт көрсәтмәктә. 2015-Йили өктәбир, бейҗиң.
RFA/Qutlan

Уйғур хәлқ тарихий дастанлириға муҗәссәмләнгән мол тарихий учурлар вә униңда әкс әткән ағзакий тарихчилиқ әнәниси йеқиндин буян дуня илим саһәсиниң диққитини қозғимақта.

Мәлумки, дастанчилиқ уйғур вә мәркизий асиядики башқа қериндаш түркий хәлқләрдә әсирләрдин буян давамлишип кәлгән әң қәдимий бәдий-тарихий әнәниләрниң бири.

Түркий тиллиқ хәлқләр узун тарих җәрянида яратқан “оғузнамә”, “дәдә қорқут”, “гөр оғли” “манас”, “алпамиш” қатарлиқ бир йүрүш қәһриманлиқ дастанлири дуня мәдәнийәт тарихидики “гигант епослар” қатаридин орун алған.

Епос тәтқиқатчилири түркий хәлқләрниң юқирида тилға елинған тарихий дастанлирини қәдимки сомерларниң “гелгамиш”, юнанлиқларниң “одесса” вә “илиада”, германларниң “неболоңген нахшиси”, моңғолларниң “җаңғир”, тибәтләрниң “гесар” қатарлиқ епослири билән бир қатарда тилға алиду.

Герман классик пәйласопи һегел өзиниң “естетика” намлиқ мәшһур әсиридә епос яки тарихий дастанларға тәбир берип мундақ дәйду: “епос яки дастан бир қовмда миллий аң әмдила бих сүргән дәврдә уларниң бәдиий тәпәккур алимидә қолға кәлгән тунҗи пишшиқ мевә”.

Уйғур хәлқ тарихий дастанлири һәққидә пикир баян қилған шиветсийәдики уйғур зиялийлиридин абдушүкүр муһәммәт әпәнди уйғурларниң мәркизий асиядики дастанчилиқ әнәнисигә бай әң қәдимки хәлқләрниң бири икәнликини тилға алиду. У уйғур тарихий дастанлири уйғур хәлқиниң өз тарихида йүз бәргән зор тарихий вәқәләр вә ашу тарихий вәқәләргә болған инкаси һәм ички туйғусиниң бәдиий йол билән әкс етишидур, дәп қарайду.

Уйғурларда тарихий дастанчилиқ әнәнисиниң таки 20-әсирниң башлириға қәдәр давамлишип кәлгәнлики, һәтта 1912-йили йүз бәргән төмүр хәлпә қозғилиңидин кейин қумул хәлқи арисида “төмүр хәлпә” һәққидә ейтилған дастанниң бүгүнгичә ейтилип кәлгәнлики бу нуқтини йәниму дәлилләйду.

Уйғур тарихий дастанлири һәққидә бирқәдәр чоңқур тонушқа игә уйғур зиялийлиридин һазир явропада яшаватқан пәзиләт ханимму бу һәқтә пикир баян қилди. У уйғурларниң йирақ өтмүштин таки йеқинқи дәврләргичә өз тарихини баян қилишта язма усулға қариғанда қиссә яки дастандин ибарәт ағзаки тарихчилиқ әнәнисигә бәкрәк таянғанлиқини тәкитләйду.

Абдушүкүр муһәммәт әпәнди уйғур хәлқиниң йеқинқи заман тарихида йүз бәргән зор вәқәләрни билиштә тарихий дастанларниң язма мәнбәләр билән бирликтә интайин муһим тарихий қиммәткә игә икәнликини илгири сүриду.

У уйғур хәлқ тарихий дастанлириниң бәдиий жанир җәһәттә һәм шеирий һәм нәсрий шәкилни тәң қолланғанлиқини; ейтиш усули җәһәттә ағзаки һекайәт усули билән музикиға тәңкәш қилип орунлаш усулини тәң қолланғанлиқини тәкитләйду.

Уйғур дастанчилиқидики ағзакий тарихчилиқ әнәниси билән униңға сиңгән чоңқур миллий роһ узундин буян көплигән сәнәткарлар, әдибләр вә тарих тәтқиқатчилирини күчлүк җәлп қилмақта.

Йәршарилишиш вә заманиви мәдәнийәтниң тинимсиз зәрәтлиши нәтиҗисидә бүгүнки уйғур мәдәнийәт муһитидин барғансери тиниқи өчүп кетиватқан тарихий дастанчилиқ әнәниси илим саһәсидикиләрни әндишигә салмақта. Шундақ болушиға қаримай, уйғур билим адәмлири “тарихий дастанлар бүгүнки күндә яш әвладларға вәтәнни сөйүш, миллий қәдирийәтни һес қилдуруш һәмдә өтмүштики тарихий тәҗрибиләрни өгиништики әң җанлиқ тарихий дәрслик” дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.