Тәйвәндики “авангарт” нәшрияти “шәрқий түркистан” намлиқ йеңи китаб һәққидә пикир баян қилди (2)
2016.09.22
Тәйвәндики “авангарт” нәшрияти йеқинда “шәрқий түркистан: уйғурларниң һәқиқий дуняси” намлиқ йеңи китабни нәшр қилип тарқатқандин кейин, радийомиз мәзкур нәшрияттин бу китабниң нәшр қилиниш җәряни һәққидә мәлумат беришни тәләп қилди.
Бу китабниң баш тәһрирликини өз үстигә алған җең чиңхоң әпәнди алди билән “авангарт” нәшриятиниң бу китабни нәшр қилиштики чиқиш нуқтиси һәққидә чүшәнчә бәрди:
“биз торда мәзкур китабниң тәшвиқатини елип барғандин кейин дәсләпки қәдәмдә оқурмәнләрдин яхши инкасларни тапшурувалдуқ. Тәйвәндә илгири шәрқий түркистан мәсилисигә даир китаблар нәшр қилинған болсиму, әмма уйғурларниң нуқтисидин вә уйғур апторлар тәрипидин йезилған бу һәқтики китаблар йоқ дейәрлик иди. Нәшриятимиз бу китабни нәшр қилип тарқитишта ноқул һалда шәрқий түркистан мәсилиси вә униң реал әһвалини ташқи дуняға ечип көрситишни көздә тутупла қалмастин, бәлки йәнә оқурмәнләргә тибәт, хоңкоң вә тәйвән мәсилисиниңму шәрқий түркистан мустәқиллиқ дәваси билән параллиллиқ һасил қилидиған бир дәва икәнликини аңлитишниму мәқсәт қилған. Техиму ениқрақ қилип ейтқанда, биз тәйвәндики оқурмәнләр бу китабни оқуғанда шәрқий түркистан мәсилисигә нисбәтән қайта ойлиниш елип бериш билән бир вақитта йәнә тәйвән мәсилисиниму қайта ойлиниду, дәп қараймиз.”
Бу китабниң тәйвәндә йоруқ көрүшидә көп күч сәрп қилған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди китаб қолязмисиниң буниңдин 5 йил бурун өз қолиға тәгкәнликини, кейинчә тәйвәндики “авангарт” нәшриятиниң мәзкур әсәргә қизиқип ахири нәшр қилғанлиқини толуқлима қилди.
Баш тәһрир җең чиңхоң әпәнди мәзкур китаб һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди:
“китабта аптор уйғурларниң нуқтисидин шәрқий түркистан тарихини йорутушқа тиришқанлиқини алаһидә тәкитләйду. Китабта уйғурларниң пүткүл мустәқиллиқ күрәшлири җәрянида шәрқий түркистанни өзлириниң дөлити вә ана туприқи дәп қарайдиғанлиқи көплигән мәнбәләр вә пакитлар арқилиқ оттуриға қоюлған. Шуңлашқа биз аптор китабта илгири сүргән нуқтиинәзәрләр билән китабта ишлитилгән ‛шәрқий түркистан‚ дегән аталғуға һөрмәт қилип, өз пети нәшр қилдуқ.”
Илшат һәсән әпәнди мәзкур китабниң қәләм тәврәткүчисиниң кимлики, униң немә үчүн һүр тәңритағ дегән тәхәллус билән бу китабниң қолязмисини мәхпий һалда чәтәлгә әвәтип бәргәнлики вә униң бүгүнки әһвали һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.
Җең чиңхоң әпәнди ахирида “шәрқий түркистан: уйғурларниң һәқиқий дуняси” намлиқ китабниң хитай һөкүмити тәрғиб қиливатқан “бүйүк җуңхуа бирлики” вә “әзәлдин” нәзәрийигә җәң елан қилидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди:
“бизниң кәлгүсидә шәрқий түркистанниң тарихи вә мәдәнийитигә даир китабларни давамлиқ нәшр қилиш пиланимиз бар. Бу китабму дәл ашу темидики бир йүрүш китабларниң бири. Биз бу хил китабларни нәшр қилиш арқилиқ җуңго һөкүмитиниң аталмиш ‛җуңхуа бирлики‚ нәзәрийиси яки улар базарға селиватқан аталмиш ‛шинҗаң әзәлдинла җуңгониң айрилмас бир қисми‚, ‛тибәт әзәлдинла җуңгониң айрилмас бир қисми‚, ‛хоңкоң әзәлдинла җуңгониң айрилмас бир қисми‚ яки ‛тәйвән әзәлдинла җуңгониң айрилмас бир қисми‚ дегән сәпсәтиләргә җәң елан қилмақчи. Биз бу түрдики тарихий әсәрләр җуңго һөкүмитиниң милләтләр тарихи мәсилисидики йәккә монуполийәсигә қақшатқуч зәрбә бериду, дәп ойлаймиз.”