Уйғур дияриниң бүгүнки әдәбият мәсилилири қазақистан алимлири тәтқиқатлиридин орун алди
2017.01.26

Йеқинда алмата шәһиридә “21-әсирдики дуня әдәбият җәряни” намлиқ китаб йоруқ көргән болуп, униңда уйғур елидики әдәбиятниң раваҗлиниш алаһидиликлири тәтқиқ қилинған. Мәзкур әмгәк мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң шу мавзудики илмий лайиһәсиниң нәтиҗиси болуп һесаблиниду.
Мәлумки, уйғур әдәбияти узун тарихқа игә болуп, у өз тарихида бир нәччә басқучларни бесип өткән иди. Һазирқи заманда, йәни 21-әсирдә уйғур әдәбияти асасий җәһәттин уйғур елидә тәрәққий етиватқан болуп, шаир вә язғучилар тейипҗан елийеф, абдуреһим өткүр, турди самсақ вә башқиму исми дуняға мәлум болған көплигән әдибләрниң әнәнилирини давам қилған һалда, униң шәкил һәм мәзмун җәһәттин йәниму раваҗлинишиға өз төһпилирини қошмақта. Бүгүнки уйғур әдәбияти һәм униң тәрәққият алаһидиликлири қазақистандики илмий мәркәзләрниңму тәкшүрүш обйектиға айланмақта. Мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институти әнә шуларниң биридур.
Институтниң аналитика вә ташқи әдәбий алақиләр бөлүминиң башлиқи, филологийә пәнлириниң доктори светлана ананийеваниң ейтишичә, мәзкур китаб институтниң илгири ишлигән илмий лайиһилири нәтиҗилириниң давами болуп, 20-әсирниң ахири вә 21-әсирниң бешидики дуня әдәбияти бойичә дәсләпки китаб 2008-йили нәшр қилинған болса, иккинчи китаб йеңи чәтәлләр әдәбиятиға беғишланған болуп, у беларусийә, грузийә, қирғизистан, литва, татаристан, өзбекистан, шотландийә, иран вә финландийә билән бир қатарда уйғур елиниңму заманиви әдәбиятини өз ичигә алиду.
Светлана ананийева буниңдин илгири тәтқиқатчиларниң қазақистан уйғур әдәбиятиға мураҗиәт қилип, шуниң нәтиҗисидә 2003-йили тунҗи қетим нәшр қилинған қазақистан хәлқлири әдәбияти һәққидә коллектиплиқ әмгәктә 20-әсир уйғур әдәбияти бойичә обзор берилгәнликини илгири сүрди. Униң тәкитлишичә, қазақистан хәлқи ассамблейәсиниң 20 йиллиқиға беғишланған заманиви қазақистан әдәбияти топлимиғиму уйғур әдәбияти киргүзүлүп, мәзкур қисимни алимҗан һәмрайеф йезип чиққан иди. Светлана ананийева 21-әсир дуня әдәбиятиға беғишланған китабтики уйғур ели әдәбияти қисминиму алимҗан һәмрайефниң орунлап чиққанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “шоар әдәбияти институтимиз тарихида дәсләп қетим тәтқиқ қилиниватиду. Уйғур әдәбиятиға беғишланған қисимниң артуқчилиқи шуниңдики, униңда алим бу китабқа киргән әсәрләрни һәм тәрҗимидә, һәм әйни нусхисида оқуялайдиған болған, йәни бу әдәбият тәпсилий анализ қилинған. А. Һәмрайеф бу дәврдә уйғур әдәбиятиниң йеңи басқучиниң башланғанлиқини көрситип, болупму лирикиниң өзигә хас алаһидиликлирини алаһидә тәкитлигән. Лирикилиқ әсәрләрдә тәбиәт көрүнүши әркинлик символи вә илһам мәнбәси сүпитидә көрситилиду. У сотсиялистик мотивлар вә мавзуларни анализ қилиш билән бир қатарда бу аҗайип бир әдәбият тәрәққиятида йеңи усулларниңму мәйданға кәлгәнликини дәлилләйду”.
Светлана ананийева апторниң бир қатар шаирларниң әсәрлири мисалида шеирийәтни барлиқ алаһидиликлири тәрипидин тәпсилий анализ қилип, пүткүл уйғур шеирийитиниң тәрәққият йөнилишлирини бәлгиләп чиққанлиқини, келәчәктә алимҗан һәмрайефниң мушу йәрдила тохтап қалмай, бәлки уйғур әдәбиятиниң йеңи тәкшүрүш йөнилишлирини ениқлап, кейинки йеңи илмий лайиһиләргә йол ачидиғанлиқиға үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған алимҗан һәмрайеф өткән әсирниң 80-йиллиридин тартип уйғур елидики уйғур әдәбиятиниң йеңи тәрәққият басқучиға киргәнликини тәкитләп, мундақ деди: “бу дәврдә бизниң әдәбиятимиз йеңи реаллиқ билән тәрәққий қилиду. Сәвәби шәхсниң субйектиплиқ идийиви мәвқәси турақсизлинип кетиду. Бу әдәбий еқимларни һәр хиллаштуриду. Шуниң билән шаир-язғучилиримизниң әқидилиридә қариму-қаршилиқлар пәйда болиду. Бу дәврниң йәнә бир алаһидилики, кона мавзулар даириси тарийип, йеңи мавзуларға алмишиду. Буниң арисида ихтилап пәйда болиду. Мениң қариши, бойичә, 80-йиллардин тартип бүгүнгичә әдәбият үч хил басқучни бесип өтти”.
Алимҗан һәмрайеф 1989-йилдин башлап 2008-йилғичә уйғур әдәбиятида тәнқидий реализм тәсириниң күчәйгәнликини, униң билән биргә йеңи реализмлиқ услубниң, гуңга, йәни йеңи модернистик мәдәнийәтниң пәйда болғанлиқини тәкитлиди. У шундақла уйғур әдәбиятида мушу күнгичә тәрәққий қиливатқан йөнилишләрниң, услубларниң алаһидиликлирини, уйғур шаир һәм язғучилириниң әнә шуларға әгишип йеңичә әсәрләрни яритип келиватқанлиқини, уйғур ели әдәбиятида илмий тәқиқатниң йүргүзүлүшини тәләп қилидиған көплигән муһим мәсилиләрниң мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.