Уйғур мусапирлар тоғрисидики “юртсиз” намлиқ һөҗҗәтлик филим мукапатқа еришти
2018.05.15
Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиши билән арқа-арқидин уйғурлар тоғрисида һөҗҗәтлик филимларму ишлинишкә башлиди. Уйғур мусапирларниң ечинишлиқ сәргүзәштлири баян қилинған “юртсиз” намлиқ һөҗҗәтлик филим 6-май күни түркийәниң афйон вилайитидә өткүзүлгән 1-нөвәтлик һөҗҗәтлик филим фестивалида “йүҗәл чақмақли алаһидә мукапатиға” еришкән. Керим абаноз әпәнди, марал наҗафли ханим вә мәмәт җансиз әпәнди бирликтә ишлигән 2014-2015-йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларниң трагедийәси баян қилинған һөҗҗәтлик филим йеқинда түркийә дөләт телевизйәси т рт ниң мусабиқисигиму қатнаштурулидикән.
Мәзкур һөҗҗәтлик филим қәйсәридики 2000 әтрапида уйғур туруватқан аилә қоруси ичидә тартилған болуп, филим атқа мингән бир уйғур йигитниң көрүнүши билән башлиниду. Арқидин уйғурлар туруватқан түркийәниң қәйсәри шәһириниң зимистан қиш күни үстигә йелиң кийингән уйғур балиларниң қелин қарда мәктәпкә кетиватқан, мәктәпкә бармиған кичик бир балиниң анисиға ярдәм қилип деризә сүртүватқан көрүнүши көрситилиду.
Биз филим һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн филимниң режиссори, бисан филим академийәсидә ишләватқан марал наҗафли ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ.
“бу филимни ишләш фикри сиздә қандақ пәйда болди?” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“бир күни оқуғучилар ятиқиниң йенидин өтүп кетиветип, пәләмпәйниң астиға кичик бир қутуни қоюп ярдәм йиғиватқанларни көрдүм. Улар алдиға қойған бир қәғәзгә ‛қәйсәридики уйғур мусапир балилар үчүн оқуш қораллири ианә қилиң‚ дәп йезилған иди. Бу мениң диққитимни тартти. Қәйсәридә бунчивала уйғур барлиқини билмәйттим. Униңдин кейин қәйсәридики уйғурлар тоғрилиқ издәндим. Тор бәтлиридин бәк аз мәлумат таптим. Кейин уйғурлар туруватқан қору-җайни тепип, ‛юртсиз‚ намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләшкә башлидим”.
“һөрмәтлик марал наҗафли ханим бу һөҗҗәтлик филимда немиләр баян қилинған?” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди: “бу 24 минутлуқ бир һөҗҗәтлик филим. Мән мусапир уйғурларни һәр қетим зиярәт қилғинимда охшимайдиған һекайиләр чиқти. Қәйсәридики уйғурлар туруватқан қору-җайда 2000 әтрапида уйғур бар болуп, булар ичидә 600 әтрапида кичик бала бар иди. Биринчи қетим барғинимизда бир уйғурни зиярәт қилғанда, униң бешидин өткүзгәнлирини аңлап, буниңдин бәк ечинишлиқ иш болмиса керәк дәп ойлайттуқ. Әтиси барғинимизда техиму ечинишлиқ һекайә аңлайттуқ. Һәр барғинимизда уларниң юртида, йолларда тартқан җапа-мушәққәтлирини аңлап чидиялмай қалаттим. Филимни синалғуға еливетип көз йешимни туталмай йиғлап салған чағлирим болди. Қисқиси филимда мусапир уйғурлар бешидин өткүзгән вәқәләрни аңлитиш арқилиқ, бүгүн уйғурлар дучар болуватқан зулумни көрситишкә тиришту”.
“һөрмәтлик марал җанафли ханим сиз ишлигән бу һөҗҗәтлик филим 6-май күни өткүзүлгән 1-нөвәтлик афйон һөҗҗәтлик филим фестивалида мукапатқа еришипту, кишиләрниң қизиқиши қандақ? ” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди: “һөҗҗәтлик филимгә қизиқиш бәкла юқири иди. Зал толди. Көргүчиләр бәк тәсирләнди. Биз улардин тәсиратини сориғинимизда бәк тәсирләнгәнликини, булардин бихәвәр икәнликини дейишти. Улар түркийәдә бундақ мусапир уйғурларниң барлиқиниму билмәйтти. Бу филим арқилиқ нурғун кишиләр уйғурлардин, уйғур мәсилисидин хәвәрдар болған болди”.
Бундин кейин қайси фестивалларға қатнашмақчисиләр? дегән соалимизға марал җанапли ханим мундақ җаваб бәрди; “филимимиз 6-майда афйонда мукапатқа еришти. 14-Майда т р т филим фестивалида көрситилиду, буни төт көз билән күтүватимиз. Кейин башқа фестивалларғиму әвәтимиз. Қанчә көп фестивалда көрситилсә шунчә көп адәм көриду. Бу шәкилдә уйғурларниң дәрд-әләмлирини техиму көп кишигә билдүргән болимиз. Худайим буйруса хәлқара филим фестиваллиғиму қатнишиш имканийитигә еришәрмиз”.
Биз “юртсиз ” намлиқ һөҗҗәтлик филимни көргән һазир қәйсәридә туруватқан фаруқ әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ, у, филимниң наһайити яхши ишләнгәнликини, уйғурларниң вәтинигә болған сеғиниши, юртсизлиқтин түпәйли тартиватқан дәрд-әләмлириниң баян қилинғанлиқини ейтти.
Уйғурлар түркийәгә 1954-йили вә 1964-йили икки қетим гуруппа һалида көчкән болуп, 2014-2015-йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларниң көчүши“ 3-қетимлиқ түркийәгә көчүш” дәп атилиду. Бу көчүш һәққидә түркийәдә китаб вә мақалиләрму нәшр қилинди. 2009-Йили түркийә дөләт телевизйәси т р т уйғур көчмәнләрниң турмушини әкс әттүргән “түркийәдики түрк дуняси” намлиқ телевизийә филимини, т г р т телевизйәси болса 1954-йилидики уйғурларниң лидири әйса йүсүп аклптекин вә мәмәтимин буғралар башчилиқидики көч-көч баян қилинған һөҗҗәтлик филимларни ишлигән иди.