“үрүмчи ресторани” роттердам кочилирида уйғур мәдәнийитини намаян қилмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.05.28
urumchi-restorani-leghmen.jpg “үрүмчи ресторани” роттердам шәһәрлик һөкүмәтниң тәлипи бойичә шәһәр мәркизидики ават бир кочида уйғур таамлирини нәқ мәйданда көргәзмә қилди. 2018-Йили 27-май, голландийә.
RFA/Ekrem

Голландийәниң роттердам шәһиридики “үрүмчи ресторани” ғәрбий явропада уйғур йемәк-ичмәк мәдәнийитини тонуштурушта көзнәклик рол ойнимақта.

27-Май күни голландийәниң роттердам шәһиридики “үрүмчи ресторани” роттердам шәһәрлик һөкүмәтниң тәлипи бойичә шәһәр мәркизидики ават бир кочида уйғур таамлирини нәқ мәйданда көргәзмә қилип, кишиләрниң яхши баһасиға еришкән.

“үрүмчи ресторани” ниң хоҗайини зәйнидин әпәндиниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, йүздин артуқ йәрлик голландийәликләр бу қетимқи уйғур йемәк-ичмәк мәдәнийити көргәзмисигә дахил болған. Улар нәқ мәйданда уйғурчә ләғмән, полу, кавап қатарлиқ әнәниви таамларға еғиз тегип, өз мәмнунийәтлирини изһар қилишқан.

Зәйнидин турсунниң иниси қәһриман турсунниң билдүрүшичә, уйғур йемәк-ичмәк көрмәзмә соруниға қәдәм тәшрип қилған йәрлик голландийәликләр уйғур таамлириниң һазирлиниш җәрянини нәқ мәйданда телевизор екрани арқилиқ көргән. Улар уйғур таам мәдәнийити вә уйғур миллитиниң кимлики һәққидә көплигән соалларни сорашқан.

Зәйнидин турсунниң аяли раһилә ханим нәқ мәйданда ләғмән созуш маһарити көрситип, әтраптики кишиләрни һәйран қалдурған. Нәқ мәйданда көзитип турған йәрлик аһалиләр ләғмәнниң етилиш җәрянини көрүш билән бир вақитта йәнә бу хил таам мәдәнийитиниң игиси болған уйғурлар тоғрилиқ көплигән чүшәнчиләргә еришкән.

“үрүмчи ресторани” бундин 3 йил бурун голландийәдики уйғур паалийәтчиләрдин зәйнидин турсун әпәнди тәрипидин роттердам шәһиридә ечилған. Илгири бу ресторан намида уйғур кимлики вә мәдәнийитини тонутуш мәзмун қилинған көплигән иҗтимаий вә мәдәнийәт паалийәтлири елип берилған. Зәйнидин әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бундин кейин мәзкур ресторанни сәһнә қилип, көлими техиму зор болған паалийәтләргә һазирлиқ қиливатқанлиқини әскәртти.

Раһилә ханим бу қетимлиқ уйғур йемәк-ичмәк мәдәнийити көргәзмисидә уйғур әнәниви таамлирини тәйярлаштики алаһидә маһарити билән йәрлик голландийәликләрни һәйран қалдурупла қалмай, бәлки йәрлик голландийәликләрниң уйғур миллитигә вә уларниң таам мәдәнийитигә болған қизиқишлиридин өзиниңму һәйран болғанлиқини тилға алди. Қәһриман турсун әпәнди бу қетимқи йемәклик көргәзмисиниң уйғур мәдәнийитини намаян қилипла қалмай, бәлки йәнә уйғур тарихи вә уйғурларниң бүгүнки ечинишлиқ вәзийитини аңлитишта бир алаһидә көзнәк болғанлиқини тәкитлиди.

Игилишимизчә, “үрүмчи ресторани” ниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди өз нөвитидә дуня уйғур қурултийи мәдәнийәт комитетиниң мудири вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әзаси икән. У хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң роттердам шәһиридики хадимлири билән зич һәмкарлишип, йиллардин буян уйғурлар мәсилисини голландийә хәлқигә аңлитиш йолида бир қатар тиришчанлиқларни көрситип кәлмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.