“асияниң мәдәнийәт мәркизи шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди
2016.02.29

26-Феврал шәнбә күни истанбулдики сулайманшаһ университети түрк дуняси тәтқиқат кулубиниң уюштуруши билән “асияниң мәдәнийәт мәркизи шәрқий түркистан” дегән темида бир йиғин уюштурулди.
Йиғинға сулайманшаһ университетиниң оқутқучилири вә оқуғучилири болуп көп санда киши қатнашти. Йиғин уйғур өсмүрләрниң қуран кәрим тилавәт қилиши билән башланди. Йиғинда түрк дуняси тәтқиқат кулубниң башлиқи хелил гүнгөр әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди вә йиғинниң мәқсити вә әһмийити тоғрисида тохталди.
Йиғинда уйғур өсмүрләр уйғурлар тоғрисида шеир декламатсийә қилди. Йиғинниң давамида истиқлал телевизийәси тәрипидин уйғурлар тоғрисида тәйярланған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Кейин йиғинға тәклип билән қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман сөз қилди. У сөзидә, уйғурларниң қисқичә тарихи, шәрқий түркистанниң җуғрапийәлик орни вә истратегийилик әһмийити шундақла уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида лексийә бәрди.
2 Саәт давам қилған йиғин ахирида түрк дуняси тәтқиқат кулубиниң башлиқи хелил гөнгөр әпәнди абдуләһәд абдурахман әпәндини тәбрикләп тәқдирнамә тәқдим қилди.
Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман вә йиғинни уюштурған түрк дуняси тәтқиқат кулубиниң башлиқи хелил гөнгүр әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Хелил гөнгүр әпәнди, немә үчүн шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида йиғин уюштурғанлиқиниң сәвәбини баян қилип мундақ деди: “османли импираторлуқи тарқалғандин кейин биз түркийә җумһурийити болуш сүпитимиз билән оттура асия билән болған мунасивитимиз үзүлүп қалди. Шәрқий түркистан билән аримиздики мунасивәтни күчләндүрүш шундақла у йәрдики инсанларни тонуштуруш мәқситидә бир программа оюштурушни қарар қилдуқ. Түрк дунясиға алақидар қәйәрдә немә қилиш керәк болса уни орунлаш бизниң вәзипимиз. Шәрқий түркистан биз наһайити әһмийәт бәргән орунлардин биридур. У йәр бизниң йилтизимизниң келип чиққан орнидур. Биз у йәрни зулум билән әмәс, бәлки өтмүштикигә охшаш йүсүп хас һаҗип, мәхмут қәшқири қатарлиқ алимлиримиз йетишип чиққанға охшаш, кәлгүсидиму мушундақ мәдәнийәт инсанлириниң, алимларниң йетишип чиққанлиқи көрүшни халаймиз. У йәрниң бизниң әсли мәвҗутлуқимиз икәнликини, наһайити қиммәтлик инсанларни йетиштүрүп чиққанлиқини вә бүгүн ишғал астида икәнликини билдүрүш үчүн бу йиғинни уюштурдуқ. Биз күнтәртиптә болмиған шәрқий түркистанни күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн бу йиғинни оюштурғанлиқимиздин мәмнун болдуқ”.
Хелил гүнгөр әпәнди сөзиниң ахирида мундақ деди: биз түрк дуняси тәтқиқат кулуби болуш сүпитимиз билән у йәрдики қериндашлиримизға салам вә һөрмәт йоллаймән. Биз йеқинда у йәргә берип зиярәт қилишни пиланлидуқ, аллаһ несип қилса, биз түрк дуняси тәтқиқат кулубидин бир һәйәт шәрқий түркистанни зиярәт қилимиз.
26-Феврал шәнбә күни йәнә илим яйма җәмийити зәйтинбурну шөбисиниң уюштуруши билән қериндаш тәшкилат вә җәмийәтләр мунбири намида бир қанчә аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлириниң қатнишиши билән бир йиғин өткүзүлди. Йиғинда уйғурлар тоғрисида музакирә елип берилди. Йиғин ахирида илим яйма җәмийити, “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити”, “әһмәт йәсәвий илим вә һәмкарлиқ җәмийити” қатарлиқ йиғинға қатнашқан аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири бирдәк, 5-айдин башлап уйғур мәсилиси тоғрисида бир түркүм паалийәтләр елип бериш билән биргә, илмий муһакимә йиғини ечишни ортақ қарар қилди.
Биз бу йиғин тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн, йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.