Өзбекистанда уйғур мәдәнийәт мәркизи қачан, қандақ қурулған?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.02.10
ozbekistan-uyghur-medeniyet-merkizining-paaliyet.jpg ozbekistan-uyghur-medeniyet-merkizining-paaliyet.jpg
Photo: RFA

Мәлумки, өткән әсирниң 80-йиллириниң оттурилирида совет иттипақида елан қилинған қайта қуруш һәрикити нәтиҗисидә уйғурлар зич олтурақлашқан оттура асия җумһурийәтлиридә уйғур мәдәнийәт мәркәзлири қурулған иди. Шу җүмлидин өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһири вә униң әтрапидики мәһәллиләрдә, шундақла мәмликәтниң башқиму вилайәтлиридә тәшкилләнгән мәдәнийәт мәркәзлири һәм уларниң шөбилири миллий әнәниләрни раваҗландуруш, билим, мәдәнийәт вә сәнәт саһәлиридә ишларни җанландуруш, башқиму паалийәтләрни елип барди.

Әнә шу уйғур мәдәнийәт мәркәзлирини қуруш һәрикәтлириниң бешида болған ярмуһәммәт абдусаттароф вә абдулҗан бәрайефларниң ейтишичә, мәркәз қуруш ишлири 1989-йили башланған болуп, униң тәшәббускарлириниң бири, шу вақиттики өзбекистан дөләт радийо-телевизийә комитети башлиқиниң орунбасари хеләм худайбәрдийеф иди. У ясин имин, абдуқадир зунун, мәһәммәт зәйиди, ирпан тохтийеф, абдукерим полатоф қатарлиқ уйғур җамаәтчилики арисида кәң тонулған кишиләрни җәлп қилған һалда, җай-җайларда йиғинлар өткүзүп, мәркәзниң низамнамилирини түзгән. Х. Худайбәрдийеф шу мәркәзниң тунҗи рәиси болған иди.

Биз ташкәнт шәһиридә истиқамәт қиливатқан 80 яшлиқ ярмуһәммәт ака абдусаттарофни телефон арқилиқ зиярәт қилғинимизда у бу һәқтә мундақ деди: “шу күн, шу саәттики бәзи бир шараитлар шу низамнамиләрни тәстиқлаш дәриҗисигә йетип, бу вақитта мәлум бир асаслар болмиғанлиқи үчүн бу ишни вақтинчә тохтитип қойди. Хеләм ака өз сақлиқиниң сәл начар вә күндин-күнгә давалиниш еһтияҗиға кирип қалғанлиқи үчүн бу ишни өзиниң ярдәмчиси болуп ишләватқан абдулҗан бәрайефқа тапшурди. А. Бәрайеф өзиниң йениға уйғур хәлқиниң ичидә хели нами чиққан балиларни муавин қилип елип, қануний асаста 1994-йилғичә рәис болуп ишлиди.”

Тәбиий пәнлириниң доктори абдулҗан бәрайефниң ейтишичә, мәдәнийәт мәркизиниң дәсләпки низамнамисини йезишта, болупму атақлиқ алим мурат һәмрайефниң иниси әдлийә мутәхәссиси алимҗан һәмрайеф көп күч чиқарған иди. У мундақ деди: “у пәйттә мәркәзләр йеңи чиққан үчүн әдлийә министирлиқи көп нәрсини билмәйтти. Уларда бир тәләп, шәһәрдики һакимийәттә бир тәләп. Бир-биригә шундақ мас кәлмәйдиған йәрлири көп иди. Өзбекистанда республикилиқ дәриҗидә болуш үчүн кәм дегәндә алтә областта мәдәнийәт мәркизиниң шөбилири болуш керәк дегән бир қарарни чиқиривалди. Бу мәсилини биринчи болуп немис вә корейлар көтүрүп чиқти. Немә үчүн биз алтә областни қошушимиз керәк? шуниң билән мәсилә сәл юмшиди. Биз һөҗҗәтлиримизни әдлийә министирлиқиға тапшуруп, республика бойичә иккинчи болуп ройхәттин өткән идуқ. Шуниң билән биз рәсмий ишни башлидуқ.”

Й. Абдусаттарофниң ейтишичә, а. Бәрайефтин кейин иминҗан осман, төмүрхан җамалоф, султан тохтәмоф, әкрәм һашимоф вә башқилар ишлигән болуп, һазир җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизини һәлимә баратова башқурмақта. У болупму мәшһур муқамшунас, профессор әзиз һашимофниң оғли, өзбекистан композиторлар җәмийитиниң әзаси, консерваторийә дотсенти әкрәм һашимофниң өзиниң яшлиқиға қаримай, мәркәз ишлирини қануний рәвиштә йүргүзүп, яхши нәтиҗиләргә елип кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди.

Й. Абдусаттарофниң сөзлиридин мәлум болушичә, у абдулҗан бәрайеф вә әхмәт йолдашефлар билән бирликтә 2004-йили ташкәнт шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизини қуруш мәқситидә әдлийә министирлиқиға әрз тапшурған иди. Амма бир айдин кейин рәт қилған җаваб келип, униңда бир қанчә кәмчиликләр көрситилгән икән. Йәнә он бәш күндин кейин барлиқ кәмчиликләр түзитилип, мәркәз ройхәттин толуқ өтти. Й. Абдусаттароф шу мәдәнийәт мәркизидә бәш йил давамида рәислик вәзиписини өтигән.

Радийомиз зияритини қобул қилған алим рабик исмайилоф уйғурларниң қәдимки дәврләрдин тартип өзлириниң түркий тиллиқ қәбилидашлири билән зич мунасивәттә яшап кәлгәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “болупму бу алақиләр, башқа хәлқләргә қариғанда өзбекләргә наһайити йеқин болған. Мустәқил вә миллий дөләтләр шәкилләнмигичә чегрилар очуқ болған. Буниңға әң яхши мисал өзбекистандики пәрғанә вадиси вә уйғуристандики қәшқәр тәвәси. Вақит өтүп, чегрилар йепилғанда мәвсумлуқ ишқа чиққанлар йеңи йәрләрдә қелишқа мәҗбур болиду вә улар өз-ара келишип, уйғур мәһәллилирини қуриду. Һазирниң өзидила әнҗан тәвәсидила әмәс, бәлки намангән, пәрғанә шәһәрлиридиму уйғур мәһәллилири мәвҗүттур.”

Р. Исмайилоф өзбекистанлиқ уйғурлар ичидин көплигән дөләт, мәдәнийәт, илим-пән, сәнәт әрбаблириниң йетишип чиққанлиқини, шуларниң ичидин көрнәклик язғучи камил яшин, совет иттипақи хәлқ артислири һәлимә насирова, мукарәм турғунбайева, өзбекистан хәлқ артислири уссулчи гүлнарә мәвайева, кино артиси әмин турдийеф шундақла атақлиқ деһқанлар алимахун қурбаноф, базарбай мамадалийеф, қумахун халиқоф, турсунай ахунова вә башқиларниң уйғур хәлқиниң ғурури икәнликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.