Герман язғучиси ингрид ханимниң уйғурлар һәққидики икки китаби оқурмәнләр билән йүз көрүшти

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.09.18
Ingrid-Widiyarto-Yanar-Uyghur-kitab.jpg Герман язғучисиингрид видиярто ханимниң “янар-уйғур: хитайниң ғәрбий-шималий районидики бир яшниң һаяти” намлиқ китабиниң муқависи.
RFA/Qutlan

Йеқинқи йиллардин буян германийә язғучилири тәрипидин уйғурлар һаятини тема қилған аммибаб әсәрләр арқа-арқидин йезилип герман тиллиқ оқурмәнләрниң уйғурлар вә уларниң вәтини һәққидики чүшәнчисини илгири сүрди.

Германийәлик аял язғучи ингрид видиярто ханимниң йеқинда нәшр қилинған уйғурлар темисидики икки китаби дәл шуниң җүмлисидиндур.

Герман язғучиси ингрид видиярто ханим йеқинда герман тилида нәшр қилинған уйғурлар һәққидики икки китаби һәққидә мәхсус зияритимизни қобул қилди. У әслидә аммибаб әдәбий әсәрләр йезиқчилиқи билән шуғуллинидиған язғучи болуп, өзиниң илгири уйғурлар билән һечқандақ тонушлуқиниң йоқлуқини, тасадипий кәлгән бир пурсәт униң уйғурлар тоғрилиқ әсәр йезишиға сәвәб болғанлиқини илгири сүрди:

“бирқанчә йиллар илгири мән йолдишим билән хитайға саяһәткә бардим. Қайтишимда айропилан һәйвәтлик тәңритағлири билән тәклимакан қумлуқиниң үстидин кесип өтти. Үсти апақ қар-музлар билән қапланған тәңритеғи билән паянсиз тәклимакан қумлуқи мәндә туюқсизла бу сирлиқ земин вә бу тупрақта әсирләр бойи яшап кәлгән натонуш хәлққә болған қизиқишни қозғиди. Германийәгә қайтип кәлгәндин кейин берлинда өткүзүлгән бир қетимлиқ рәсим көргәзмисидә уйғурлар вә уларниң юрти тема қилинған рәсимләрни көрүш пурситигә ериштим. Арқидинла телевизийидә йипәк йоли тонуштурулған филимни көрүп қалдим. Буниң билән уйғурлар юртиға болған қизиқишим техиму күчәйди. Кейин бир уйғур рәссам достимизниң йол башлиши билән уйғурлар юртиға рәсмий саяһәткә бардим. Турпандин башланған бу саяһәт тарим вадисини бойлап җәнубтики уйғур юртлириға қәдәр давамлашти вә мәндә чоңқур тәсиратлар қалдурди. Шундақ қилип уйғурлар һәққидики биринчи китабим-‛уйғурлар земиниға сәпәр‚ дәл ашу қетимлиқ сәпәр тәсиратлири асасида йоруқлуққа чиқти”.

Ингрид ханим зияритимиз җәрянида өзиниң уйғурлар һәққидики тунҗи китабини йезиш җәряни һәққидә тохтилип мунуларни билдүрди:

“мән китабимни йезиштин бурун өзүмниң әмәлий сәпәр тәсиратлиримдин башқа йәнә уйғурлар һәққидә йезилған китаб-материялларни көрүп чиқишқа тириштим. Әпсуски, уйғурлар һәққидә герман тилида илгири експедитсийичиләр язған китаблар, етнологийәлик материяллар вә сиясий мәзмундики әсәрләрдин башқа йеңи учурлар кәм икән. Йеңирақ мәзмундики китаб дейилсә пәқәтла рабийә қадирниң һаяти һәққидә йезилған китабни көрдүм дейәләймән”.

Ингрид ханим мәзкур китабиниң мәзмуни һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди: “мән бу китабимда уйғурлар юртида биваситә көргән вә шаһит болған вәқәләрниң һәммисини яздим. Ашу тупрақни, қумлуқларни, һәйвәтлик тағларни, тарихий изларни, бостанлиқлардики шәһәр-базарларни вә йеза-сәһраларни шундақла бу земинниң игиси болған йәрлик уйғурларниң күндилик һаятини әйнән әкс-әттүрүшкә тириштим”

“мән бу китабимда йәнә уйғурлар земинидики иҗтимаий һаятни, екологийәлик мәсилиләрни, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тәңпуңсиз мунасивәтни, райондики тәбиий байлиқлирини қалаймиқан ечиш нәтиҗисидә келип чиққан еғир ақивәтләрни әйнән йезишқа тириштим. Шуниң билән биргә йәнә уйғурларниң әнәниви мәдәнийити, өзигә хас турмуш усули шундақла хитай мәдәнийитиниң күнсайин еғирлишиватқан бесими нәтиҗисидә уйғур миллий мәдәнийитидә көрүлүватқан хәтәрлик амилларни көрситип өттүм”.

Ингрид ханим өзиниң йеқинда нәшрдин чиққан уйғурлар һәққидики иккинчи китаби-“янар-уйғур” намлиқ китаби һәққидә тохтилип мунуларни билдүрди: “мән туйғумдики уйғур хәлқигә болған чоңқур һессиятниң зади нәдин кәлгәнликини ениқ тәсвирләп беришкә қийнилимән. Бәлким бу хил чоңқур һессиятниң пәйда болушиға рәссам достимиз сәвәб болған болушиму мумкин. Униң маңа сөзләп бәргән балилиқ һаяти мәндә зор қизиқиш пәйда қилди. Шундақ қилип мән униң тәклимакан қумлуқиниң бир бурҗикидики хилвәт йезида өткүзгән ғубарсиз балилиқ һаяти вә башқа миңлиған уйғур балилириға охшаш өткән әсирниң 70-80-йиллиридики давалғуш вә романтикиға толған кәчүрмишлирини йип учи қилип иккинчи китабимни яздим. Бу китабимни оқуған кишиләр уйғурларниң һаят реаллиқиниң хитайлардин пәрқлиқ болупла қалмастин, бәлки йәнә германлар яки башқа ғәрб җәмийәтлиридинму пәрқлиқ икәнликини һес қилиду”.

Ингирид ханим “янар-уйғур” намлиқ китаби һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди: “нурғун кишиләр уйғурлар һәққидә чүшәнчигә игә әмәс, шәхсән мәнму илгири уйғурлар һәққидә һечнемә билмәйттим. Мән уйғурларни чүшәнгәнсери улар һәққидә көп ойлинидиған болдум. Мән бу китабимниң герман тили дунясида уйғурларниң реал һаяти һәққидә учур берәләйдиған бир китаб болуп қелишини үмид қилимән!”

Ингрид ханим ахирида “буниңдин кейин йәнә уйғурлар темисида китаб йезиш пиланиңиз барму?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “шундақ, уйғурлар һәққидә давамлиқ әсәр йезиш хиялим бар, лекин уйғурларни йәниму илгирилигән һалда чүшинишкә вә техиму көп уйғурлар билән һәмкарлишишқа моһтаҗмән. Навада өзиниң кәчмишлирини вә һаят һекайисини тәқдим қилидиған уйғурлар болса мән уни қәләмгә елип герман тили дунясиға йеңи әсәр тәқдим қилишни халаймән!...”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.