Уйғур зиялийлири “хәтәр астидики әдибләр” ториниң йиллиқ доклатидин орун алди
2018.10.24
Нөвәттә уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин зор көләмлик тутқун қилиниши бир чоң тема сүпитидә қизиқ нуқта болуватқандин башқа йәнә, шу милләтниң ичидин йетишип чиққан уйғур зиялийлириниңму кәйни-кәйнидин тутулуп, муддәтсиз қамақ җазаси яки өлүм җазалириға һөкүм қилиниши, бәзилириниң техи из-дерәксиз йоқап кетиши әслидинла мәвҗут болуватқан еғир кишилик һоқуқ мәсилисини йәниму бир дәриҗигә көтүрди.
23-Өктәбир күни ню-йорк университети қанун факултетида өткүзүлгән “2018-йиллиқ әркин пикир йүргүзүш” темисидики дуняниң һәрқайси җайлиридики алий мәлуматлиқ зиялийларниң нөвәттики қийин вәзийити тонуштурулған йиллиқ доклатини елан қилиш йиғини юқирида ейтип өткән зиялийларни қоғдаш паалийитиниң рошән ипадисидур.
Мәзкур паалийәт “хәтәр астидики әдибләр” тори тәрипидин уюштурулған болуп, бу пүтүн дунядики хәтәр астида қалған һәм бесимға учриған илим әһлилири, зиялийлар вә оқуғучиларни қоғдашни асаслиқ мәқсәт қилған бир хәлқаралиқ тәшкилат.
“хәтәр астидики әдибләр” тори елан қилған бу доклатта уйғур зиялийлар вә оқуғучиларғиму алаһидә орун берилгән. Доклатта хитайниң дәп келиватқан аталмиш “қайта тәрбийәләп өзгәртиш лагерлири” тилға елинип, шу лагерларда җисманий вә роһий җәһәттин қаттиқ бесимға учраватқан уйғур илим әһлилири нуқтилиқ чүшәндүрүлгән.
Юқирида ейтип өтүлгәндәк уйғур мәсилисиниң бу хәлқаралиқ тәшкилат елан қилған йиллиқ доклаттин орун елиши диққәт қозғиди. Мәзкур тәшкилатниң алий дәриҗилик программа башлиқи вә тәшвиқатчиси дәниял патрик мунийр бу нуқтида өз көз-қаришини биз билән ортақлашти.
У мундақ деди: “йеқиндин буян уйғурларниң вәзийити күнсайин начарлишишқа қарап кетиватиду. Бултур мисирдики оқуғучилар хитайға қайтурулғандин башлапла биз бу мәсилигә диққәт қилип келиватқан идуқ. Әң аддийси илһам тохтиға охшаш нурғун уйғур зиялийлири хитай һөкүмити тәрипидин җазаларға һөкүм қилинди яки лагерларға ташланди. Бу қәтий етибарсиз қарашқа болмайдиған бир мәсилә, шундақла бизниңму күчлүк әндишимизни қозғиди. Биз мушу нуқтиларни көздә тутуп уйғур мәсилисини доклатқа қоштуқ.”
Биз дәниял мунийрдин йәнә уйғур зиялийлириниң вәзийитини аңлитишта қолланған асаслиқ мәнбәниң қайси икәнлики һәққидиму пикир елишқа тириштуқ.
У мунуларни көрсәтти: “биз бу йиллиқ доклатни елан қилишта уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ башқа уйғур тәшкилатлар елан қилған баянат, доклат вә хәвәрләргә асасландуқ. Униңдин башқа йәнә әркин асия радийоси елан қиливатқан күндилик хәвәр вә тәпсилий хәвәрләрму бизниң бу доклатни тамамлишимизда ярдими болди.”
Мәзкур паалийәткә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәнди тәклип билән қатнашқан. Йиғинда у уйғур әдиблири вә оқуғучилири һәққидә муһим сөз қилған болуп, паалийәтниң роһини биз билән ортақлашти.
У мундақ деди: “‛хәтәр астидики әдибләр‚ тори уюштурған бу паалийәт һәқиқәтән яхши болди. Уйғур зиялийларниң мәсилиси тунҗи қетим мәзкур тәшкилатниң доклатидин орун алди. Паалийәттә мән 22-өктәбир өзимиз елан қилған мәхсус уйғур зиялийлириниң вәзийити һәққидики доклатимизниму чүшәндүрдүм. Мушу сәвәбтин паалийәткә қатнашқан университет җамаити вә зиялийлар уйғурларниң омумий вәзийити һәққидә техиму яхши чүшәнчиләргә игә болди.
Өмәр қанат әпәнди мушу паалийәт арқилиқ уйғурларниң бундин кейинки әһваллири һәққидә оттуриға қойған тәләплириниму тилға елип мундақ деди: “биз бу тәшкилатқа мундақ икки тәләпни оттуриға қойдуқ, биринчидин уйғур диярида лагерларға қамалған кишиләрни қоюп бериши үчүн мушу тәшкилат өзи башчилиқ қилип хәлқарани сәпәрвәр қилишқа үндидуқ. Иккинчидин, өзи чәт-әлләрдә оқуватқан, әмма ата-аниси лагерларға әкетилгән оқуғучилар иқтисадий җәһәттин еғир қийинчилиққа учраватиду. Биз шуңа мәзкур тәшкилатниң мушундақ оқуғучиларға ярдәм бериш үчүн чарә тепишқа чақирдуқ, шундақла университетлар билән алақилишип, қийинчилиқта қалған оқуғучиларниң оқуш пулини йоқ қиливетиш имканийити болсила уни йоқ қиливетиш үчүн ярдәмдә болушини тәләп қилдуқ.”
Дәниял бу қетимлиқ доклатниң уйғурларниң хәлқарада қозғиялайдиған тәсири һәққидиму чүшәнчә бәрди.
У мундақ деди: “әң аввал хәлқарадин уйғурларни хитайға қайтурувәтмәслик һәққидә бир қоғдиғучи пасил шәкиллиниду. Мәсилән университетларда ишләйдиған вә оқуйдиған уйғур оқутқучи- оқуғучиларниң башқа милләттин болған хизмәтдаш яки савақдашлири уларни қоғдаш үчүн мәктәптин ярдәм тәләп қилиду. Иккинчидин, дунядики алий маарип министирлиқи, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар уйғурларниң вәзийити һәққидики тонуши техиму юқири көтүрүлүп, уларниң кәлгүси тәрәққияти үчүн яхши болған бир асас шәкиллиниду.”
Америкиниң чикаго университетида 1999-йили қурулған “хәтәр астидики әдибләр” ториға һәр қайси әлләрдин 500 дәк кичик тәшкилатлар әза болған болуп, мәзкур орган өзиниң дунядики хәтәр астидики илим әһлилирини қоғдаштики әһмийәтлик паалийәтлири билән хәлқарада күчлүк тәсир қозғиған.