Түркийәдә мукапатқа еришкән уйғур язғучи: мукапатни хәлқим намидин алдим
2015.12.09
“мәһмуд қәшқири” намлиқ сәһнә әсири билән түркийәдә мукапатқа еришкән қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәтоф 8-декабир әнқәрәдә өткүзүлгән мурасимида мукапатни уйғур хәлқи намидин тапшуруп алғанлиқини билдүрди. Мурасим хәлқара түрк күлтүри тәшкилатиниң залида өткүзүлгән болуп, мукапатини түркийә дөләтлик тиятир идариси мудири неҗат бирәҗик әпәнди әкрәм әхмәтофқа тәқдим қилди. Униң “мәһмуд қәшқири” намлиқ әсири “туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси” дә иккинчиликкә еришкән иди.
8-Декабир күни чүштин кейин саәт үчтә хәлқара түрк күлтүри тәшкилати әнқәрәдики мәркизидә мурасим өткүзүп, мукапатларни игилиригә тарқитип бәрди. Мурасимға түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министир муавини ниһат гүл әпәнди, хәлқара күлтүр тәшкилати мудири дүсән күсәноф әпәнди қатарлиқлар һәмдә оттура асия түркий җумһурийәтлириниң дипломатлиридин болуп көп санда киши қатнашти.
Дүсән күсәноф әпәнди тонулған түрк драма язғучиси һалдун танәрниң туғулғанлиқиниң 100-йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән мәзкур драма йезиш мусабиқисиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “түркий хәлқләр оттурисидики қериндашлиқ риштини күчләндүрүш вә түркий милләтләрниң мәдәнийитини дуняға тонутуш үчүн һәр хил паалийәтләрни елип бериватқан хәлқара түрк күлтүр тәшкилати түркий милләтләрниң мәдәнийитигә зор төһпиләрни қошқан мәшһур кишиләрниму хатириләш паалийити өткүзүп кәлмәктә.”
Мурасимда йәнә йиғин риясәтчиси “туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр драма йезиш мусабиқиси” ниң баһалаш һәйити бу әсәрләрни оқуп баһалаш нәтиҗисидә русийә федератсийәси башқурдистан районидин мәрйәм буракайеваниң “сайә” намлиқ әсириниң биринчиликкә, қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәтофниң “мәһмуд қәшқири” намлиқ әсириниң иккинчиликкә, әзәрбәйҗанлиқ афак мәсудниң “мәнсур һәллаҗи” намлиқ әсириниң үчинчиликкә, молдавийәниң гагавуз районидин кәлгән тодур занәтниң “система” намлиқ әсириниң төтинчиликкә вә түркмәнистанлиқ набатгули рәҗәпофниң “нәсридин әпәнди, сән ким?” намлиқ әсириниң бәшинчиликкә еришкәнликини җакарлиди. Кейин, мукапат саһиблири айрим-айрим сәһнигә тәклип қилди вә уларға мукапат буюмлири тарқитилди.
Мукапатқа еришкән қазақистанлиқ уйғур язғучи әкрәм әхмәдоф әпәнди мукапатини алғандин кейин қисқа сөз қилип, бу мукапатни уйғур хәлқи намидин алғанлиқини, дивану луғатит түрк һәққидә түркийәдә тәтқиқат елип барған барлиқ түркологларға рәһмәт ейтидиғанлиқини баян қилди.
Әкрәм әхмәдоф қазақистанда туғулуп чоң болған уйғур болуп, қазақ тиятирханиси билән алматадики уйғур тиятирханисида режиссор болуп ишлигән, униң бир қанчә әсири сәһнидә қоюлған. Униң бу қетим мукапатқа еришкән икки пәрдә сәккиз көрүнүшлүк мәзкур драмиси уйғурчә йезилған болуп, униңда мәһмуд қәшқәриниң қәшқәрдин башлинип бағдадқичә созулған “дивану луғатит түрк” ни йезиш сәпири мәзмун қилинған. язғучи әсәрдә мәһмуд қәшқәриниң издиниш усуллири, мушәққәтлик һаят сәргүзәштлири, дүшмәнләрниң һәр хил суйиқәстлирини наһайити җанлиқ вә қизиқарлиқ шәкилдә ипадиләп бәргән.
Явро-асия язғучилар бирликиниң уюштуруши, түркийә баш министирлиқ тармиқидики түркийәни тонутуш фондиниң қоллап -қуввәтлиши, хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати йәни түрксой вә түркийә дөләт тиятирханилири баш идарисиниң һәмкарлишиши арқисида орунлаштурулған “туғулғанлиқиниң 100-йилида халдун танәр тиятир әсәрлири мусабиқиси” тунҗи қетимлиқ драма йезиш мусабиқиси болуп, мәзкур мусабиқә бундин кейинму давамлишидикән.