Түркийәдики уйғур музикант гүлдияр: “уйғурлуқум тәлийим”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.10.20
guldiyar-tengritaghli-tengritaghliq.jpg Түркийәдики уйғур музикант гүлдияр тәңритағли калан музика студийәсидә пианино челиватқан көрүнүши. 2016-Йили январ, истанбул.
RFA/Abduweli Ayup

2017-Йили өктәбирниң биринчи һәптиси түркийәдә әң қизғин көрүлүватқан “дадам” дегән филимда бир тәңритағлиқниң фамилисини милйонларчә тамашибин оқуди. Бу түркийәдики музикант қиз гүлдияр тәңритағли. Бу фамилә бултур “чүчүк алмилар” дегән филимда айларчә көзләргә ташланған иди. Истанбулдики ишханисиға барғинимда түркийә киночилиқиға исми йезилған бу қиз өз хәлқигә қисинған сөзлирини мундақ башлиди.

Қумулдин башланған ғәлибә сәпири

Гүлдияр бәш йерим йешиғичә уйғурларниң қәдимки шәһәрлиридин болған қумулда чоң болған. Бовиси мәмәтели һаҗи оттура мәктәпниң әдәбият оқутқучиси иди. Қолидин китаб вә саз чүшмәйдиған бу бовай, кичиккинә гүлдиярға уйғур йезиқини, рәсим сизишни вә хәлқ нахшилирини өгәткән. Худди түркийәдики ата-аниси елип кәтсила гүлдияр уйғур болалмай қалидиғандәк, бовай үч йерим яшлиқ қизчақниң саватини чиқирип хели көп китабларни оқутуп болған, дуня хәритисидин түркийәни көрситип түрүп һекайә сөзләп бәргән. Гүлдияр истанбулға келиштин бурунлар бу шәһәргә даир қиссәләрни уйғурчә аңлап болған. Шуңа гүлдияр өзини утуқ мәнзилигә узатқан бовисини тунҗи ана тил устази, мувәппәқийәтлик һаятиниң асасчиси сүпитидә сеғиниш илкидә әсләйду.

“уйғурлуқум тәлийим,” дәйду гүлдияр өзини йиллардин бери һаяҗанға селип келиватқан рахманоф музикилиридики ана тупрақниң садасини тапалиғанлиқиниң сәвәби соралғанда.

Бир уйғур яңратқан татарниң күйи

Рахманоф инсанийәт тарихидики йүз мәшһур пианиночиниң бири. Униң музикилири дуняға даңлиқ болсиму миллий кимлики нәзәрләрдин йирақ қалған. Униң пианино билән орунланған музикилири явропа алий мәктәплиридә оқутулиду. Гүлдияр тәңритағли австрийәдә музика өгәнгән 8 йилда рахманофниң нотилириға бармақ басқанлирида күйләрдә бир йеқинлиқни, балилиқида қәлбигә сиңгән уйғур нахшилириға охшиған бир мелодийәни байқиған. Өзи росийәлик музикант дәп билинидиған бу кишиниң әсли татар болуши униң тәәҗҗүплиригә җаваб бәргән.

Гүлдияр бир уйғурниң қәлбидә байқалған рахманофни түрк дунясиға қайтуруп бәрди. Униң музикилирини пианиноға түрк чалғулиридин яйли тәмбүр вә дүдүкни қошуп тәңкәш қилдуруп йеңилиқ яратти. Бир уйғур бир татарниң күйини қериндаш түрк хәлқигә түркчә пурақ вә муңни қошуп сунди. 2015-Йили у чиқарған “рахманоф анатолийә қурулуши” намлиқ албом қизғин алқишқа еришти. Түркийәдики “сабаһ”, “һүррийәт”, “йеңи шәпәқ” қатарлиқ нопузлуқ гезитләр арқа-арқидин бу һәқтә хәвәр бәрди.

Мусапир яшларға йүрәк сөзүм

Яшлиқиниң 8 баһарини австрийәниң қуяшсиз күнлири вә соғуқ кечилиридә муздәк пианинониң алдида мүкчийип өткүзгән гүлдияр, уйғур хәлқи болупму яшлири дуч келиватқан, бу һоқуқсизлиқ, бу сәрсанлиқ вә бу мүшкүлатларни бир синақ, бир пурсәт дәп қарайду. Өзиниң һаят тәҗрибисигә асасән у барған дөләтниң тилини пухта игиләш, ишләшкә аит қаидә қанунларни бурунрақ өзләштүрүп бирәр ишқа киришини утуқлуқ һаятниң биринчи қәдими дәп қарайду. У музика саһәсидә явропада йиллап җапа чекип еришкән утуқлирини туманлиқ йиллардин кейинки аптаптәк тәсәввур қилиду. яшларни мусапирлиқ дәртлиридә муңланмай, ишқа, җапаға, өгинишкә һәр қачан өзини уруп, қанлирини қизитип турушлирини үмид қилиду. У яшларға туманлиқ күнләр һәр қанчә узун болсиму парлақ қуяшни тунҗи көргүчиләрниң һаман үмидлик сәһәрчиләр болидиғанлиқини әскәртиду.

Утуқниң бөшүки аилә

Гүлдиярниң дадиси доктор пәрһат тәңритағли аилә тәрбийәсини гүлдиярниң мувәппәқийәтлири үчүн бөшүк болған дәп қарайду. У өзиниңму сәнәткә ашиқ икәнликини, кичикидә анисидин дутар өгәнгәнликини, кейинчә абдурәһим һейтта тәрбийә алғанлиқини, аяли гүлзадәмниң хәлқ нахшилирини кәспи сәвийәдә орунлашқа қабил икәнликини, мундақ аилә муһитниң қизиға тәсир қилғанлиқини тәкитлиди. Улар қизида музикиға қизиқиш пәйда қилипла қалмай мунасивәтлик курсларда мәқсәтлик тәрбийәлигән икән. Гүлдиярниң бовисидин сиңдүргән сәһәр туруши, ишчанлиқи вә әстайидиллиқи шундақла ата-анисидин сиңдүргән милләт сөйгүси уни бүгүнки утуқларға йәткүзгән икән. Мимар синан университетида музика оқуватқан чағлиридин башлапла көзгә көрүнүшкә башлиған гүлдияр бүгүнки күндә түркийәдә өткүзүлидиған пианино консертлириниң даимлиқ музикантиға айланған. У 2016-йили анталйәдә өткүзүлгән хәлқаралиқ пианино мусабиқисидә техиму көзгә көрүнүп, түрк таратқулирида тонулған.

Гүлдиярниң йеңи музикисини тиңшап олтуруп, түрк музикантларниң баһасини билгүм кәлди. Гүлдиярни музика ишләшкә тәклип қилған, “дадам”, “чүчүк алмилар” дегән филимларниң режиссори йилмаз әрдоған билән көрүшәлмидим. Гүлдиярниң тәвсийәси билән җан айкал дегән музикант зияритимни қобул қилди.

Қәшқәрдәк қәдими пайтәхт истанбулда, гүлдиярниң һузурида зияритимни аяғлаштурдум. Қулақлиримда җан айкалниң “у һаятини музикиға айландурувәткән” дегән сөзлири, көз алдимда гүлдиярниң ана тилда раван сөзләватқан сәмимий, еғир бесиқ чирайи гәвдилинип туратти. Ахирида муһаҗирәттики уйғур сәбийләргә бир хош хәвәрни дегүм кәлди. Гүлдияр уйғур балилар үчүн музика ишләп уларниң ана тил өгинишни асанлаштурушқа қошулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.