Уйғур паалийәтчиләр 2016-йили уйғурлар һаятида йүз бәргән вәқәләр һәққидә тохталди (2)

Мухбиримиз меһрибан
2016.12.30
misranim-tor-tursunjan-memet-korla.jpg Мисраним ториниң башқурғучиси турсунҗан мәмәт маршал, у 3-айниң 29-күни корлидики өйидин тутуп кетилгән.
RFA/Qutlan


2016-Йилниң ахирқи айлирида һәрқайси дөләт һөкүмәтлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә таратқулар 2016-йилда йүз бәргән зор вәқәләр һәққидә хуласә-баянатларни елан қилмақта. Чәтәлләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғур паалийәтчилириму зияритимизни қобул қилип, 2016-йили хәлқара таратқуларда сөз темиси болған уйғурларға даир вәқәләрни тилға елип, 2016-йилниң уйғурлар һаятида унтулмас хатириләрни қалдуруп кәткәнликини билдүрди.

2016-Йили уйғурларға қаритилған бастуруш вә тутқун қилиш йәнила күчлүк болған

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди вә қурултайниң тәшвиқат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиләр 2016-йили уйғур дияридики тутқун қилинишниң еғир болғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, 2016-йили 4-айда даириләр уқтуруш елан қилип, 2016-йил 5-айниң 1-күнидин башлап уйғурларниң башқа юртларға барғанда беҗириши тәләп қилинған “аммиға қолайлиқ карта”ниң бикар қилинғанлиқини җакарлиди. Әмма 2016-йили уйғурларға қаритилған бастуруш вә тутқун қилиш йәнила күчлүк болған.

3-Айниң ахиридин 5-айниң ахириғичә болған мәзгилдә уйғур елида аз дегәндә 5 нәпәр тор саһәсидики уйғур зиялийси тутуп кетилгән.

Улар “мисраним” ториниң саһиби абабәкри мухтәр, “мисраним” ториниң корладики тор бәт башқурғучиси турсунҗан мәмәт маршал, “бағдаш” ториниң саһиби әкбәрҗан әсәд, даңлиқ тор язғучи өмәрҗан һәсән бозқир һәмдә маарип саһәсидики исим-шәрипи техичә дәлилләнмигән йәнә бир тор язғучиси болуп 5 киши икән. Буларниң ичидә абабәкри мухтәрниң 10-июн күни қоюп берилгәнлики илгири сүрүлгән. Тор язғучиси турсунҗан мәмәт маршал 3-айниң 29-күни тутуп кетилгән болуп, һазир у ақсу вилайәтлик мәркизий тутуп туруш орнида тутуп турулмақтикән. “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәрҗан әсәд 4-айда “камандиропка” ға елип кетилип, һазирғичә из-дерики болмиған.

язғучи вә даңлиқ тәрҗиман өмәрҗан һәсән бозқир
Язғучи вә даңлиқ тәрҗиман өмәрҗан һәсән бозқир
RFA/Qutlan

6-Айниң 9-күни даириләрниң гуаңҗу шәһәрлик 75-оттура мәктәпниң “шинҗаң синипи” да оқуйдиған 10 нәпәр уйғур оқуғучи тутқун қилғанлиқи ашкариланди. Адвокат таң әпәндиниң гуаңҗу шәһәрлик биринчи тутуп туруш орнидин елип чиққан мәлуматиға қариғанда, тутқун қилинған 10 нәпәр уйғур оттура мәктәп оқуғучисиниң һәммиси “террор гумандарлири” сүпитидә тутуп турулмақтикән. Мәлум болушичә, 10 нәпәр тутқунниң сәккизи оғул, иккиси қиз оқуғучи икән. Һалбуки, гуаңҗу шәһәрлик сақчиханилар бу һәқтә тәпсилий мәлумат беришни рәт қилди.

Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинлик җәһәттә “тарихтики әң яхши вәзийәт” тә яшаватқанлиқини илгири сүргән. Әмма 2016-йили уйғур районида бир қисим уйғурларниң диний етиқад сәвәблик җазалиниватқанлиқи һәққидә учурлар игиләнди.

Мәлум болушичә, ақсуниң онсу наһийәсиниң тохула йезисидики бир кәнттә 3 аилидин 11 киши диний мәзмундики лента көргәнлики үчүнла 2 йилдин 17 йилға қәдәр еғир қамақ қазасиға һөкүм қилинған.

Кәнт секретариниң билдүрүшичә, җазаланғанларниң һечқайсиси хитай һакимийитигә қарши һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ һәрикитини ойлиған яки пиланлиғанлар әмәс икән. Улар пәқәт өзлири қизиққан диний вә иҗтимаий темидики учурларни тор арқилиқ көргәнләр икән.

25-Май күни үүрүмчи уланбайдики өсмүрләр түрмисидә вәқә йүз берип, аз дегәндә 5 кишиниң өлгән мәлум болушичә, вәқә 25-май таң сәһәр әтрапида уланбайдики өсмүрләр түрмисидә йүз бәргән болуп, узун өтмәйла алаһидә сақчилар тәрипидин бесиқтурулғанлиқи дәлилләнди. Игилинишичә, вәқә уланбай түрмисидики сақчиларниң мәһбусларни намаз оқуштин тосуши вә ислам диниға һақарәт қилиши сәвәблик келип чиққан.

2016-Йили хитайниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиригә қаритилған бесимлири күчәйтилди

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиләр 2016-йилида хитай һөкүмтниң дөләт ичидә уйғурларға қаратқан сиясий, диний бесимларни күчәйтиш биләнла чәкләнмәстин, бәлки муһаҗирәттики уйғурлаға, болупму уйғур паалийәтчилиригә қаратқан бесимларни күчәйткәнликини билдүрди.

2016-Йили 23-април һиндистан һөкүмити дарамсаладики милләтләр вә диний гуруһларниң өз-ара диалогиға тәклип қилинған долқун әйсаға берилгән визисини бикар қилған.

26-Апрел мухбирларниң бу һәқтики соаллириға дуч кәлгән хитай баянатчиси хуа чүнйиң “һиндистан һөкүмитиниң долқун әйсаға виза бәргәнликини аңлиғандин кейин, мунасивәтлик дипломатик қаналлар арқилиқ һиндистанға етираз билдүргән” ликини етирап қилди.

Түркийә һөкүмитиниң хитайниң бесими сәвәблик 2016-йил 8-айниң ахири тутқун қилинған уйғур паалийәтчиси, җамаәт әрбаби абдуқадир япчанни, сот гунаһсиз дәп елан қилған һаләттиму 2016-йил йил ахириғичә қоюп бәрмәслики уйғур тәшкилатлири, паалийәтчилири вә түркийә җамаити арисида наразилиқ қозғиди.

2016-Йили чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаитиниң паалийәтлири җанланди

Пәрһат муһәммиди әпәнди баянида йәнә 2016-гәрчә хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилиригә қаратқан бесимлири күчәйгән болсиму, әмма уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаитиниң паалийәтлири көпәйгәнликини билдүрди.

2016-Йили дуня уйғур қурултийи вә башқа уйғур тәшкилатлириниң тәшкиллиши билән 1985-йилдики 12-декабир оқуғучилар намайиши, 1990-йилдики барин инқилаби, 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәси, 1998-йилдики ғулҗа вәқәси қатарлиқларни хатириләш намайишлири өткүзүлгәндин башқа, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң тарихий әһмийәтлик йиғинлири ечилип, муһим қаралар елинди.

2016-Йил 25-26-апрел күнлири германийә пайтәхти берлинда чақирилған “уйғур мусапирлар мәсилиси йиғини” да хитай түрмисидики мәшһур уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини қоллаш гурупписи қурулғанлиқи җакарланди. Мәзкур гуруппа 12-декабир германийәниң миюнхин шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ йиғинда илһам тохтини 2017-йиллиқ сахароф әркинлик мукапатиға көрситиш вә униңға әркинлик тәләп қилиш һәққидә муһим қарарларни алди.

2016-Йили 7-айниң 11-күни франсийиниң париж шәһиридә дуня уйғур қурултийиниң 5-қурултийи чақирилди. Мәзкур қурултайда дуня уйғур қурултийиниң йеңи нөвәтлик рәһбәрлик һәйити сайлап чиқилди. Рабийә қадир ханим қурултай рәисиликигә, долқун әйса баш катиплиққа сайланди, қурултайниң муавин рәислири вә мәслиһәтчиләр кеңиши сайлап чиқилип, дуня уйғур қурултийиниң кейинки төт йиллиқ хизмәт пилани оттуриға қоюлди.

8-Июл фирансийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлишиши билән париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида 5-июл вәқәси вә илһам тохти тоғрисида илмий муһакимә йиғини чақирилди.

2016-Йили 12-ноябир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити “шәрқий түркистан җумһурийәт күни” ни хатирилиди. Техиму әһмийәтлик болғини 13-ноябир күни германийәдики уйғур җамаити дағдуғилиқ паалийәт өткүзүп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим тәвәллутиниң 70 йиллиқини тәбриклиди. Бу паалийәткә 8 дөләттин кәлгән 150 тин артуқ киши қатнашти. Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин рабийә ханимға алтундин ясалған истиқлал медали тәқдим қилди һәмдә рабийә ханимниң күрәш қайнимида өткән 70 йиллиқ һаятиға юқири баһа бәрди. Америка пайтәхти вашингитон шәһиридики уйғур җамаитиму 2016-йили 11-декабир күни“аманнисахан ресторани” ға җәм болуп, рабийә қадир ханим тәвәллутиниң 70 йиллиқини қутлиди. Мәзкур паалийәттә рабийә ханимниң һаяти вә күрәш қайнимида өткән өмүр мусаписи замандашлири тәрипидин әсләп өтүлүп, җамаәт тәйярлиған гүлдәстиләр тәқдим қилинди. Рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидин азад болғандин буян уйғур даваси үчүн елип барған паалийәтлиригә юқири баһа берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.