Атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗаноф: “өз хәлқим вә вәтинимни әсәрлиримдә җанландурдум”

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2018.05.16
Sabitjan-babajanof-Roza-aytmatowa.jpg Қирғизистан җумһурийитиниң уйғур рәссами сабитҗан бабаҗаноф өзиниң рәсим көргәзмисидә қирғиз язғучи чиңгиз айтматофниң қериндиши роза айтматова билән. 2018-Йили май.
RFA/Féruze

20-Әсирниң 60-йиллири уйғур дияридин айрилған миңлиған уйғурлар қирғизистанға келип орунлишип, бу дөләтниң садиқ пуқралиридин болуп қалди, улар арисидики йүзлигән уйғурлар алий дәриҗидики унванларға еришип, һөкүмәт тәқдирнамилири билән мукапатланди. Уларниң бири сабитҗан бабаҗанофдур. У қирғизистан җумһурийитиниң әмгәк сиңдүргән рәссами болуп, йеқинда у өз көргәзмисини ачти.

Мәзкур көргәзмә атақлиқ қирғиз язғучи чиңгиз айтматофниң 90 йиллиқиға беғишлинип 7-майдин 31-майғичә давам қилиду. Көргәзмидә 95 парчидин артуқ рәсим тамашибинларниң һузуриға сунулди. Рәссамниң әсәрлиридә вәтәнпәрвәрлик роһи пәлсәпиви мәниләрдин көрситилгән.

Сабитҗан бабаҗанофниң дейишичә, у язғучиниң вәтәнпәрвәрликидин илһам елип өз әсәрлиридә ана-вәтәнгә болған сөйгүлирини, һәсрәттә өткән һес-туйғулирини ипадилигән.

Сабитҗан бабаҗаноф һәр йили өз көргәзмилирини уюштуруп, яш-өсмүрләрни әдәп-әхлаққа чақириду, чүнки униң һәр бир рәсими-чоңқур мәнигә игә. Мәзкур көргәзмә чиниңгиз айтматофниң иҗадийитигә беғишланған болсиму, әмма уйғур өсмүрләрни вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийәләш, уйғур милли-кимликини сақлап қелишида муһим рол ойнайду. Бу һәқтә новопокровка мәктипиниң мудири пәридә низамидинова өз пикирлирини изһар қилди.
Қирғиз хәлқиниң дуня бойичә мәшһур язғучиси чиңгиз айтматофниң әсәрлини тәсәввур қилиш һөкүмәт тәрәптин уйғур рәссамға тапшурулғанлиқи сабитҗан бабаҗанофниң маһирлиқи, меһнәткәш вә билимликини көрситиду. Чиңгиз айтматоф туғулған шекәр йезисидики музейға сабитҗан бабаҗаноф рәһбәрлик қилидикән.

Неврологийә илминиң профессори нумуһәммәт бабаҗаноф уйғурларниң мәниви байлиқи һәққидә тохтилип, яш-өсмүрләрни илимпәрвәрликкә чақирди.

Қирғизистан-хитай мунасивәтлири ахирқи йиллири техиму күчийип бармақта. Бу вәзийәттә уйғурларниң бәзи бир паалийәтлири чәклинишләргә учримақта. Бундақ шараитта сабитҗан бабаҗанофниң көргәзмиси қирғизистан уйғурлириниң садиқ вәтәндашлар икәнликини, қирғизистанни өз вәтинидәк сөйидиғанлиқини, шундақла қирғизистанниң раваҗлиниши үчүн тиришиватқанлиқини көрсәтти.

Қирғизистан рәссамлар уюшмисиниң мудири талайбек усубалийеф өз нутқида сабитҗан бабаҗанофнин иҗадийитини юқири баһалап, униңға “қирғизистан хәлқ рәссами ” унванини беришни рәссамлар уюшмиси тәвсийә қилидиғанлиқини изһар қилди.

Көргәзмини зиярәт қилған сәнәт сөйәрләр сабитҗан бабаҗанофниң иҗадийитигә юқири баһаларни берип, бу көргәзминиң хәлқара дәриҗидә уюштурулғанлиқини билдүрүшти.

Мәзкур көргәзмидә униң “мәшһурларниң сеймаси” дәп аталған рәсимлик китабчиси тамашибинларға сунулди. Бу китабта уйғур мәшһурлириниң рәсимлири алаһидә салмақни игиләйду.Уларниң ичидики йүсүп хас һаҗип, мәхмут қәшқири, әлишир навайи, лутпулла мутәллип, әхмәтҗан қасими, садир палван қатарлиқларниң сүрәтлири көрүрмәнләрни җәлп қилиду.

Көргәзмини йәнә қазақистан, русийә, иран вә башқа дөләтләрдин кәлгән сәнәт сөйәрләр зиярәт қилишти.

Сабитҗан камал оғли бабаҗаноф 2016-йили москва шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ көргәзмигә қатнашқан вә рус хәлқигә уйғур дәвасини мәдәнийәт арқилиқ тонуштурған иди.

Сабитҗан әпәнди қирғизистан уйғурлириниң сәнәт вәкили болуп, у, уйғур хәлқиниң мәдәнийәт байлиқи вә әдәп-әхлақ әнәнисини илгири сүрүшкә қошқан төһпилири үчүн қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити тәрипидин “еһсан” медали вә бир нәччә тәқдирнамилири билән мукапатланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.