Атақлиқ рәссам пәйзирахман ибраһимоф тунҗи кәспий сәһнә рәссами иди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.10.31
peyziraxman-ibrahimof-1.jpg

Атақлиқ рәссам пәйзирахман ибраһимоф. 2000-Йиллири, алмата. RFA/Oyghan

peyziraxman-ibrahimof-5.jpg

Атақлиқ рәссам пәйзирахман ибраһимофниң әсири. RFA/Oyghan

peyziraxman-ibrahimof-4.jpg

Атақлиқ рәссам пәйзирахман ибраһимофниң әсири. RFA/Oyghan

peyziraxman-ibrahimof-3.jpg

Атақлиқ рәссам пәйзирахман ибраһимофниң әсири. RFA/Oyghan

peyziraxman-ibrahimof-2.jpg

Атақлиқ рәссам пәйзирахман ибраһимофниң әсири. RFA/Oyghan

Мәлумки, қазақистан уйғур рәссамлиқи өз тарихида бир нәччә басқучларни бесип өткән болуп, униң раваҗлинишиға дәсләптә авакри шәмси, зәйнидин йүсүпоф, рәшит йолдашеф охшаш атақлиқ рәссамлар чоң төһпә қошқан иди. Кейинки йилларда болса, уларниң қатарини марис һетахуноф, абдукерим иса, һакимҗан гулийеф, күрәш зулпиқароф қатарлиқ көплигән талантлиқ рәссамлар толдурди. Рәссамларниң бир топи “қазақистанниң хизмәт көрсәткән сәнәт әрбаби” дегән юқири атаққа муйәссәр болди. Шуларниң бири пәйзирахман ибраһимофтур.

Игилишимизчә, бу йили рәссам пәйзирахман ибраһимоф һаят болған болса, 80-баһарини қарши алатти.

Уйғур тиятириниң режиссори, “қурмет” ордениниң саһиби муһит һезимофниң пикричә, уйғур хәлқиниң ичидин көплигән бүйүк намайәндиләр чиққан болуп, уларниң һәр қайси өзигә хас мунасип орунни игиләйду. У бу һәқтә мундақ деди: “дуняда наһайити бүйүк инсанлар болиду. Ундақ инсанларға учрашқан киши өзини наһайити бәхтлик дәп һесаблиса керәк. Мана бу иссиқ сөзләр улуғ рәссам пәйзирахман акиға тәәллуқ. Оқушларни пүттүрүп, униң билән тонушушқа муйәссәр болдум. Иҗадий һәмкарлиқ ишлири шуниң билән башлинип кәтти. Биз бир нәччә сәһнә әсәрлиридә биллә ишлидуқ. Пәйзирахман ака һәққидә қанчә иллиқ сөзләр ейтсақму кәмлик қилидиған инсан. Һәр бир йеңи әсәрни сәһниләштүргәндә униң йоқлуқини бәкла сезиватимиз.”

М. Һезимофниң ейтишиға қариғанда, п. Ибраһимоф яркәнт тәвәсидә туғулған болуп, оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, алмата шәһиридики рәссамлиқ мәктипидә оқуп, андин ташкәнттики островский намидики дөләт тиятир вә рәссамлиқ институтини пүттүрди. Рәссам кейинки һаятини һазирқи қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур тиятириниң раваҗлинишиға, омумән уйғур миллий сәнитиниң гүллинишигә сәрп қилди. У сәһниниң қанунини, униң сирлирини яхши чүшинидиған һәм йеқиндин сезидиған бирдин-бир рәссам болған иди. П. Ибраһимоф пәқәт уйғур тиятирила әмәс, бәлки мухтәр әвезоф намидики қазақ драма тиятири, абай намидики академийәлик тиятир вә лермонтоф намидики рус тиятирида бир нәччә әсәрләрни, уйғур елида қоюлған муқамға беғишланған әсәрләрни безәштә алаһидә көзгә чүшкән. Бу җәһәттә у даңлиқ қазақ, рус, уйғур режиссорлири билән һәмкарлишип ишлигән.

М. Һезимоф рәссамға хас өзгичилик һәққидә тохтилип, мундақ деди: “у, уйғурларниң бесип өткән азаб-оқубәтлирини, тарихий чоң вәқәләрни, көч-көч пәйтидә тартқан җапа-мушәққәтлирини наһайити яхши биләтти. Униңда миллий ғурур наһайити күчлүк иди. Кимдә миллий ғурур, вәтәнпәрвәрлик бар икән, у һечқачан өчмәйду. У миллий ғурур арқилиқ хәлқимизниң йетәлмигән, бесип өткән, келәчәк арзу-арманлирини әкс әткән әсәрләрни дуняға елип кәлди.”
М. Һезимоф рәссамниң уйғур тиятири қойған классик әсәрләр “анархан”, “муқамлар сири”, “одиссейниң ғәзипи”, шундақла с. Башоян, и. Җәлилоф, ш. Шавайеф вә башқилар билән бирликтә “назугум”, “лутпулла”, “ғерип-сәнәм”, “қәшқәр қизи”, “ләйли-мәҗнун”, “билал назим”, “муқамчилар” вә башқиму көплигән әсәрләрни сәһниләштүрүшкә алаһидә күч чиқарғанлиқини илгири сүрди.

Радийомиз зияритини қобул қилған тонулған рәссам, сәнәтшунаслиқ пәнлириниң намзати һакимҗан гулийефниң қаришичә, п. Ибраһимоф өз билимини мукәммәлләштүрүш мәқситидә даим издиништә болған рәссам иди. У мундақ деди: “униң алдида уйғур тиятирида һәр хил рәссамлар болған. Бирақ улар һәммиси һәвәскар рәссамлар. Биринчи уйғур кәспий сәһнә рәссами у ‏- пәйзирахман ака. Шуниңдин кейин уйғур тиятириниң сәһнә әсириниң безилиши башқа түскә игә болди.”

Униң ейтишичә, п. Ибраһимофни башқа тиятирларға ишқа тәклип қилғандиму, у бу тәклипни рәт қилип, өмриниң ахирқи дәқиқилиригичә уйғур тиятириға садиқ болуп қалғанлиқини, униң ахириға чиқмиған көплигән әсәрлириниң һазир тиятир музейида сақлиниватқанлиқини, башқиму хәлқләрниң надир әсәрлирини сәһниләштүрүшкә актип қатнашқанлиқини, сәһнә әсәрлирини безәштин ташқири, көплигән портретларни, тәбиәт көрүнүшлирини вә башқиму әсәрләрни яритип, қалдуруп кәткәнликини билдүрди.

Игилишимизчә, п. Ибраһимоф 1970-йили совет иттипақи рәссамлар иттипақиниң әзалиқиға елинған болуп, 1982-йили қазақистанниң хизмәт көрсәткән сәнәт әрбаби дегән атиқиға муйәссәр болған иди. 1986-Йили болса, у “һөрмәт бәлгиси” ордени билән мукапатланған. Рәссам 2009-йили 73 йешида көз юмди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.