Һүсәйин йилдирим әпәнди “пүтүн дунядики уйғурларни уйғур сәнәт фестивалиға тәклип қилимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.08.31
uyghur-senet-festiwal.jpg Түркийәниң шәрқий шималиға җайлашқан амася вилайитиниң уйғур наһийисидә һәр йили өткүзүлүп келиватқан сәнәт фестивалиниң 18-нөвәтликиниң әлани.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң шәрқий шималиға җайлашқан амася вилайитиниң уйғур наһийисидә һәр йили өткүзүлүп келиватқан сәнәт фестивалиниң 18-нөвәтлики қурбан һейтниң 3-күни өткүзүлмәкчи.

Бу фестивалниң уюштуруш комитети мәсули һүсәйин йилдирим әпәнди зияритимизни қобул қилип, әнәниви һалға кәлгән уйғур сәнәт фестивалиниң 18-нөвәтликиниң 14-авғуст күни уйғур наһийәсидә өткүзүлидиғанлиқини, дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурларниң келип қатнишишини қарши алидиғанлиқини ейтти.

Әтигәндин ахшамғичә давамлишидиған паалийәткә амася валиси, шәһәр башлиқи, һәр дәриҗилик кадирлар, парламент әзалири, аммиви тәшкилат мәсуллири вә йеқин кәнтләрниң мәсуллири вә истанбулдики уйғур тәшкилатлири тәклип қилинған. Бу сәнәт фестивалида түркийәдә тонулған нахшичи гүлҗиһан қоч ханим, алпәрән мадал әпәнди қатарлиқлардин сирт амася районида тонулған сәнәтчиләрму нахша орунлайдикән.

Биз 18 йилдин бери уйғур наһийәсидә өткүзүлүп келиватқан фестивалниң 18-нөвәтлики тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн уйғур йезисиниң мәдәнийәт мираслирини қоғдаш вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һүсәйин йилдирим әпәнди вә бурун бу фестивалға иштирак қилған профессор доктор алимҗан инайәт вә һамут гөктүрк әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Һүсәйин йилдирим әпәнди 18-нөвәтлик сәнәт фестивалини өткүзүштики мәқсәтниң яш әвладларға уйғур өрп-адәтлирини вә күлтүрини өгитиш икәнликини тәкитләп мундақ деди: “18-нөвәтлик күлтүр фестивали һәр замандикигә охшашла амася вилайитигә қарашлиқ уйғур кәнтимиздә өткүзүлиду. Бу паалийәтни өткүзүштики мәқситимиз, күлтүримизни йеңи әвладларға өгитиш, сиртта туруватқан уйғурларни бир җайға җәм қилиш, һәмкарлишиш еңини өстүрүштин ибарәт. Фестивалда сәнәтчиләр оюн қойиду, йеза хәлқи қол сәнәт буюмлирини сатиду. Өрп-адәтлиримиз көрситилиду.”

Һүсәйин йилдирим әпәнди шәрқий түркистанлиқ уйғурларниңму фестивалға келип қатнишишини үмид қилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бу фестивалға мәмликитимизниң һәр тәрипидин кишиләр келип қатнашса болиду. Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз келип қатнашсиму болиду. Сизгиму мәлум болғинидәк 8-9 ай бурун, 2015-йилиниң ахирида уйғурларниң тарихи тоғрисида илмий муһакимә йиғини чақирған идуқ. Бу йиғинда, уйғурларниң чиңгизхан армийәси билән бирликтә анатолийәгә кәлгәнлики, әратна уйғур дөлитини қурғанлиқи, түркийәниң қайси районлириға җайлашқанлиқи оттуриға қоюлған иди. Биз шәрқий түркистандики, түркийәдики вә дуняниң һәрқайси җайлирида туруватқан уйғурларниң фестивалға иштирак қилишини үмид қилимиз вә күтимиз.”

Егә университети оқутқучиси профессор октор алимҗан инайәт әпәнди һәр йили өткүзүлүп келиватқан сәнәт фестивалиниң түркийәгә қәдимдә кәлгән уйғурлар билән йеңи чиққан уйғурларни, “вәтәндики уйғурлар билән чәтәлдики уйғурларниң мәниви риштини күчәйтиш үчүн зор пайдилиқ икәнлики”ни тәкитлиди.

Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәнди амася вилайитидики уйғурларниң өзлириниң уйғур икәнликини илгири сүрүп, тарих тоғрисида йиғинлар ечиватқанлиқини, фестивал өткүзүватқанлиқини, буниңға түркийәдики уйғурларниң актип қатнишиши керәкликини баян қилди.

Һамут гөктүрк әпәнди түркийә амася вилайитидики уйғурлар билән шәрқий түркистандики уйғурларниң охшаш икәнликини, бу фестивалниң уйғур дәваси үчүн пайдилиқ икәнликини баян қилди.

Амася вилайитидики уйғурлар тарихи мәнбәләргә асасланғанда, 13-әсирниң ахирида түркийә земиниға кәлгән икән. Бурун 450 әтрапида аилә туруватқан уйғур дәп аталған җай, 1990-йилларниң башлирида наһийә қилип бекитилгән болуп, нопусиниң азийип кетиши билән наһийә болуш салаһийити елип ташланған. Уйғур сәнәт фестивали 1999-йилидин тартип өткүзүлмәктә болуп, америка, германийә вә әнқәрәдики бәзи уйғурлар фестивалға қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.