Вашингтон университетида уйғур тарихиға даир йеңи бир әсәр нәшр қилинди

Мухбиримиз әзиз
2017.01.30
Jastin-Jeykobs-eser.jpg Җастин җейкобсниң 2016-йили нәшр қилинған әсириниң муқависи.
Mezkur kitabtin süretke élin’ghan

Уйғурлар дияриниң сиясий тарихи изчил рәвиштә заманимиздики тәтқиқатчиларниң тәтқиқат обйектлириниң бири болуп кәлмәктә. Әнә шу қатарда уйғурлар дияриниң боран-чапқунға толған йеқинқи заман тарихидики 1930-йилларниң алди-кәйнидики тарихий һадисиләр мәйли уйғур җамаәтчиликини болсун яки чәтәлликләрни болсун, изчил түрдә қизиқтуруп келиватқан темиларниң бири. Америкалиқ яш тарихшунас җастин җейкобсниң йеқинда вашингтон университетида нәшр қилинған тунҗи әсири әнә шу дәврниң тарихиға беғишланған әң йеңи тәтқиқат нәтиҗиси һесаблиниду. Муәллип бу мунасивәт билән мәхсус зияритимизни қобул қилип, бәзи алақидар мәсилиләргә җаваб бәрди.

Йеқинқи йиллардин буян уйғурлар диярида сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт саһәлиридә рояпқа чиқиватқан түрлүк өзгиришләр, шуниң билән биргә бу өзгиришләрниң тәсири сүпитидә пәйда болушқа башлиған түрлүк шәкилдики қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири уйғурлар мәсилисиниң хәлқараға тонулушида сәвәбчи амиллар, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Буниң билән чәтәлләрдики алий мәктәпләр вә тәтқиқат орунлириниң уйғурлар дияриға болған қизиқишиму мунасип дәриҗидә ешип, буниңға алақидар тәтқиқат нәтиҗилириму оттуриға чиқмақта. Шуниң билән биргә, бу тәтқиқат нәтиҗилири уйғурлар дияридики қаршилиқларниң түп йилтизи вә униң һәл қилиш чариси һәққидики издинишләргиму йол ачмақта.

Йеқинда вашингтон университети нәшрияти нәшр қилған җастин җейкобсниң “шинҗаң вә һазирқи заман хитай дөлити” намлиқ әсири әнә шу хилдики тәтқиқат нәтиҗилириниң бири болуп, уйғурлар дияриниң йеқинқи заман тарихидики сиясий давалғуш вәзийити әң рошән болған 1930-йилларниң алди-кәйнидики тарихий һадисиләргә беғишланған.

Һазир америка университетиниң тарих факултетида дәрс бериватқан җастин җейкобс 2011-йили калифорнийә университетиниң сан дйего шөбисидин тарих пәнлири бойичә докторлуқ унвани алған. Шундақла һазирға қәдәр изчил түрдә уйғурлар дияриниң сиясий тарихи һәққидики темилар бойичә ишләп кәлмәктә. Шундақла “америка авази”, “әл җәзирә” қатарлиқ ахбарат васитилиридә сөһбәтләргә қатнишип, өзиниң алақидар мәсилиләрдики көз қарашлирини баян қилип кәлмәктә.

Биз бу мунасивәт билән җастин җейкобсни мәхсус зиярәт қилип, униң йеқинда нәшр қилинған тунҗи китаби һәққидә сөһбәтләштуқ. Сөһбәт җәрянида йеқинқи он йил ичидә уйғурлар дияриниң тарихи һәққидә чәтәлликләр язған әсәрләр тоғрилиқ сөз болди. Биз униң әсириниң башқа әсәрләрдин қандақ пәрқи барлиқи һәққидә сориғинимизда җастин җейкобс мундақ деди: “тоғра дәйсиз, бу һәқиқәтәнму җайида соралған бир соал болди. Мениң китабимдики пәрқләр һәққидә сорисиңиз, мән шуни дейишим мумкин, мән асаслиқ қилип шинҗаң вә уйғурлар мәсилисиниң 20-әсирдики әһвалиға қарап чиқтим. Башқа апторлар болса асаслиқ қилип чиң сулалиси дәвригә, йәни 17-әсир, 18-әсир қатарлиқ басқучларға бәкрәк зеһин қойған. Шуңа китабимда баян қилинған вәқәләрниң дәвр арқа көрүнүши уларниңкигә охшимайду. Иккинчидин, мән йорутуп беришкә бәкрәк тиришқан, шундақла башқа апторларниңкидин пәрқлиқ болған нуқта шуки, мән хитай һөкүмдарлири, хитай һакимийәтлири, шундақла хитай дөлитиниң “қандақ қилғанда хитай дөлитиниң шинҗаңни контрол қилиши вә уни өз қолида тутуп турушиға пайдилиқ болиду?” дегән муддиада қолланған истратегийилирини чүшинишкә тириштим. Бу истратегийиләр болса, әмәлийәттә 20-әсирдә қоллинилған. 20-Әсирдә йүз бәргән мушу әһвалларға қарап чиқишни нишан қилған һәмдә һазирға қәдәр нәшр қилинған әсәрләрниң көп қисми бу һадисиләрни йәрлик хәлқниң әһвали нуқтисидин, йәни уйғурларниң көзидин чүшинишкә тиришқан. Шуңа хитай һөкүмдарлириниң немиләрни ойлиғанлиқини билиш, шундақла хитайчә һөҗҗәтләр арқилиқ бу мәсилиләргә қарап чиқишқа күч чиқарған кишиләр наһайити аз санни тәшкил қилиду. Мән әнә шу саһәләргә бәкрәк күч чиқардим.”

Җастин җейкобсниң әсиридә уйғур йеқинқи заман тарихи һәққидә сөз болғанда атлап өтүп кәткили болмайдиған, шундақла уйғурлар диярида әң узун һөкүмранлиқ қилған хитай милитаристлиридин яң зеңшин вә униң уйғурларни идарә қилиш сиясәтлиригә мәхсус сәһипиләр аҗритилған. Тарихшунаслар “җумһурийәт дәври” дәп аташқа адәтләнгән мушу мәзгил һәққидә сөз болғанда яң зеңшин һөкүмранлиқ қилған 17 йил вақит ичидә, йәни 1911-йилидин 1928-йили яң зеңшин қәстләп өлтүрүлгән вақитқа қәдәр болған мәзгилдә уйғурлар диярида немә үчүн “төмүр хәлипә исяни” дин башқа бирәр чоңрақ хәлқ һәрикитиниң барлиққа келәлмигәнлики һәққидә сориғинимизда, җастин җейкобс буниңда яң зеңшинниң һөкүмранлиқ тактикилиридин башқа, хәлқаралиқ вәзийәтниму һесабқа елишниң зөрүрлүкини алаһидә тәкитләйду. У бу һәқтә мундақ дәйду: “мән үчүн яң зеңшинниң һөкүмранлиқи һәқиқәтәнму адәмни өзигә җәлп қилидиған тема болди. Бу һәқтә издәнгән киши униң кәмтәрлик шәклидә ипадә әткән ташқи қияпитигә йошурунған зор арзуларни байқайду. Чүнки униңға шу нәрсә аян идики, шу вақитта хитайниң башқа җайлири пүтүнләй малиманға толған бир мәзгил иди, йәни ички уруш шәклидики айиғи чиқмас җәңги-җедәлләр һәммә яқни қаплиған иди. Шуңа у өзиниң шинҗаңда аләмни һәйрану-һес қалдурғудәк бирәр чоң ишни вуҗудқа чиқиралмайдиғанлиқиниму биләтти. Чүнки униң қолида унчилик зор күч-қуввәт йоқ иди, йәнә келип униң иликидә тилға алғудәк һәрбий күчму мәвҗут әмәс иди. Мушу сәвәбләрдин яң зеңшин йолға қойған түплүк истратегийә имканийәтниң яр беришичә шинҗаңдики асаслиқ хәлқниң күндилик турмушиға арилашмаслиқ болған. Шуңа бу әһвални мән униң бир муһим истратегийиси, дәп қараймән. Йәнә келип буни “башсиз идарә қилиш” дәп аташқиму болиду. Буни техиму ениқрақ қилип ейтсақ, яң зеңшин шинҗаңдики уйғурлар, қазақлар, моңғуллар вә қирғизларда бурундин келиватқан, шундақла мирасхорлуқ шәклидә давам қиливатқан һәр тәбиқә каттивашлири билән зич һәмкарлишиш йолини талливалған. Ашу каттивашлар яң зеңшин тәләп қилған садақәтни бәҗа кәлтүрсила у уйғурлар, қазақлар яки қирғизларниң һечқандақ ишиға қол тиқмиған, шундақла бирәр нәрсини өзгәртишниң койидиму болмиған. Мундақчә ейтқанда, уларни өз мәйлигә қоювәткән. Униң мундақ қилишқа қадир болалишиниң сәвәби шу йәрдики, у вақитлар униң әтрапини орап турған дуня бир зор малиманға муптила болған иди. Русийәниң ички уруши билән болуп кәткәнликиму яң зеңшинға толиму пайдилиқ болған йәнә бир амил болди. Чүнки улар өз һали билән болуп кетип, шинҗаңдики ишларға арилишип болалмиған. Йәнә бир яқта болса, пүткүл хитай ички уруш билән болуп кәткәчкә, һечқандақ бир милитаристниң шинҗаңға қол узитишқа чолиси тәгмәй қалған иди. Шуңа яң зеңшин һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә йәрлик уйғурларниң зор көләмлик қозғилаң көтүрүшигә сәвәб болғудәк муһим амиллар мәвҗут әмәс иди.”

Мәлум болушичә, җастин җейкобсниң әсири йәнә, кейинки вақитларда или инқилабидин кейин барлиққа кәлгән сиясий вәзийәт, шундақла гоминдаң һөкүмити тәйвәнгә йөткилип, хитай компартийиси уйғурлар райониға йетип кәлгәнгә қәдәр болған көплигән һадисиләргиму четилидиған болуп, бу һәқтә кейинки программимизда давамлиқ мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.