Уйғур тарихида “ладақ йоли” вә әһмәд зияиниң “ладақ йолида карван” намлиқ әсири

Мухбиримиз қутлан
2015.04.07
Ladaq-Yolida-Karwan-305.jpg Әһмәд зияиниң 1947-йили нәшр қилинған “ладақ йолида карван” намлиқ әсириниң муқависи.
RFA/Qutlan

“ладақ йоли” уйғурлар вәтини билән һиндистан арилиқидики тарихий кәчүрмишләр билән сеһирлик әслимиләргә бай сода-алақә йолидур.

Һималая тағлирини кесип өтидиған “ладақ йоли” 19-әсирниң ахирқи йеримидин 20-әсирниң алдинқи йеримиғичә болған тарихий җәрянда уйғурлар вәтининиң чәтәлләр билән болған алақисида интайин муһим орун тутқан.

Тарихчи мирза һәйдәрниң “тарихий рәшиди” намлиқ әсиридики баянларға қариғанда, 16-әсирдә йәкән сәидийә ханлиқи “ладақ йоли” арқилиқ қошун киргүзүп кәшмирни бир мәһәл истила қилған. 19-Әсирниң иккинчи йеримидин кейин һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәсиниң әлчилири “ладақ йоли” арқилиқ қәшқәрийә дөлити билән учрашқан.

“ладақ йоли” да йәнә узақ әсирләрдин буян уйғурлар юртидин һәҗ сәпиригә атланған тәқвадарларниң, сода-тиҗарәт үчүн һиндистанға йол салған карванларниң шундақла вәтән сәвдаси йолида вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болған инсанларниң аяқ излири қәп қалған.

Мәрһум әһмәд зияиниң 1947-йили “қәшқәр гезити” идарисидә бесилған “ладақ йолида карван” намлиқ әсири уйғур әдәбиятида “ладақ йоли” темисиға беғишланған тунҗи саяһәт хатирисидур.

Шиветсийәдә олтурушлуқ уйғур зиялийлиридин абдушүкүр муһәммәт әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, ладақ йолиниң уйғур йеқинқи заман тарихидики муһим орнини тәкитләп өтти.

Америкидики пешқәдәм уйғур зиялийлиридин бу йил 85 яшқа киргән ғуламиддин пахта әпәнди буниңдин 66 йил илгири, йәни 1949-йилиниң ахирида “ладақ йоли” арқилиқ вәтәндин айрилғанлиқини тилға алди.

Шаир вә язғучи әһмәд зияи (1913-1989) 20-әсирдики уйғур әдәбиятиниң әң муһим намайәндилиридин бири. Әдәбият тәтқиқатчилири мәрһум әдиб әһмәд зияи һәққидә тохталғинида, униң уйғур классик әдәбияти билән һазирқи заман уйғур әдәбият оттурисида көврүклүк рол ойниған муһим әдиб икәнликини алаһидә тәкитләйду.

Мәрһум әһмәд зияи “ладақ йолида карван” намлиқ әсириниң муқәддимисидә, өзиниң қәшқәрдики гоминдаң түрмисидә 552 күн ятқанлиқини, түрмидин чиққандин кейин һаятиға келиватқан хәвптин вақитлиқ панаһлиниш үчүн 1946-йили 7-айда тәйярлинип, шу йили 12-айниң 17-күни қағилиқтин ладақ йолиға атланғанлиқини тилға алиду.

Ладақ сәпиридин кейин әһмәд зияи мәзкур әсирини йезип тамамлап, 1947-йилида “қәшқәр шинҗаң гезити” идарисидә китабчә һалитидә елан қилиду. Әпсуски, уйғурлар вәтинидә йүз бәргән кейинки бир қатар боран-чапқунларда бу әсәрниң санақлиқ нусхилири йоқап кетиду. Бу әсәрниң мәлум болған йеганә бир нусхиси кейинчә сиринагарда туруватқан шивет миссионерлириниң васитиси арқилиқ гуннар ярриңниң қолиға чүшиду. Гуннар ярриң һаятиниң ахирқи йиллирида бу әсәрниң йеганә нусхисини ситокһолм университетиниң шәрқ тиллири факултетиға тәқдим қилиду.

Абдушүкүр муһәммәт әпәнди “ладақ йолида карван” намлиқ бу әсәрниң уйғур һазирқи заман әдәбиятидики тунҗи саяһәт хатириси болуш сүпити билән интайин муһим әдәбий вә тарихий әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.