“уйғур тарихиниң муқәддәс йоллири” дики уйғур җәмийити вә мәнивийити (1)
2018.08.15

Уйғурлар дияри өткән әсирниң башлиридин тартипла ғәрб дунясидики һәр саһә алимлириниң диққитидә болуп кәлгән иди. Заманимизға кәлгәндиму мәзкур район һәққидики охшаш болмиған издинишләр давамлиқ һалда мәтбуатларда көзгә челиқиду. 2014-Йили харвард университети нәшрияти нәшр қилған “уйғур тарихиниң муқәддәс йоллири” намлиқ китаб әнә шундақ әсәрләрниң бири.
Әсәрниң муәллипи йетиливатқан яш тарихшунас, лойола университетиниң дотсенти раян сам болуп, у бу әсәрни өзиниң уйғурлар диярида тамамлиған көп йиллиқ әмили тәкшүрүш паалийәтлири асасида йезип чиққан. Аптор бу җәрянда уйғур җәмийитидә барғансери йоқилип меңиватқан диний муәссәсәләрниң, җүмлидин һәрқайси юртлардики мазарлар вә уларға бағлинишлиқ һадисиләрниң өткән әсирләрдә пүткүл уйғур җәмийитиниң тәрәққиятида қандақ рол ойниғанлиқини, шуниңдәк буниң уйғурлардики миллий кимлик вә тарих чүшәнчисиниң һасил болушида “муқәддәс йол” шәклидә мәвҗут болғанлиқини нуқтилиқ баян қилған. Раян самниң қаришичә, уйғур мазарлиридики ривайәтсиман текистләр буниңда муһим рол ойниған.
У бу һәқтә сөз болғанда мундақ деди: “мән бу китабқа мавзу қилип қолланған ‛муқәддәс йол‚ аталғусини ишлитиштә уйғурларниң өзигә яриша тарих тәсәввури болғанлиқи, бу тарихни өзлири өгиниш билән биргә йәнә кейинки әвладлириға йәткүзүш йоллириниңму болғанлиқи, йәнә келип бу йолларниң һәрқачан муқәддәс санилидиған текистләр билән юғурулуп кәткәнликини алаһидә гәвдиләндүрмәкчи болдум. Биздә омумлашқан шундақ бир көзқараш бар: буниңда тарих яки тарих туйғуси улуғ шәхсләр, улуғ алимлар яки басма буюмлар техникиси дегәндәк васитиләрниң ярдимидә кишиләрниң қәлб дунясиға баридиған бир йол һасил қилиду, дәп қарилиду. Әмма уйғурлар баштин кәчүргән бу мәзгилдә болса тарих чүшәнчилиридин бирликтә һәмбәһирлиниш әһвали уйғур җәмийитидә толиму ғәйрий болған бир шәкилдә йол пәйда қилған. Әмма бу йоллар өз нөвитидә өзигә хас муқәддәслик түсини алған. Чүнки бу йоллар һәрқачан муқәддәс санилидиған җайларға четилиду.”
Тарихий мәнбәләрдин мәлум болушичә, 1644-йилидин башлап хитайниң һөкүмрани болған вә чиң сулалисини қуруп чиққан манҗулар 1759-йили “алтә шәһәр” дәп атиливатқан уйғурлар диярини ишғал қилғандин кейинму бу җайдики йәрлик аһалиниң омуми һаятида чоң бир өзгириш барлиққа кәлмигән. Чүнки бу вақитта чиң сулалиси бу җайға йәрлик хоҗиларниң васитисидә васитилик һөкүмранлиқ қилиш усулини қолланған. Бу басқуч һәққидә сөз болғанда раян сам манҗуларниң алтәшәһәр районини ишғал қилишиниң бир қетимлиқ “күтүлмигән истила” болуп қалғанлиқини тәкитләйду.
У бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә силәрниң радийони аңлиғучиларниң көп қисми өз вақтида ‛алтәшәһәр‚ намида мәлум болған бу район чиң сулалисиниң императори чйәнлоң дәвридә истила қилинғанлиқини билиду. Һалбуки, чйәнлоң падишаһ әмәлийәттә алтәшәһәр районини қандақтур бирәр мәқсәттә истила қилишни әсла ойлап бақмиған. Чүнки чйәнлоң падишаһниң бу районни өзи идарә қиливатқан чиң сулалисиниң земиниға қошувелишқа урунғанлиқи яки шундақ бир арзуда болғанлиқи һәққидә һечқандақ пакит мәвҗут әмәс. Әмма кейинки вақитларда чйәнлоң падишаһ (һазир ‛җуңғарийә‚ дәп атилидиған даиридики) җуңғар моңғуллирини бойсундурғандин кейин, уларниң ханиданлиқини һалак қилған. Әмма чйәнлоң падишаһ һазирқи шималий шинҗаң районини сораватқан җуңғар моңғуллирини йоқатқандин кейин бу җуңғарларниң алтә шәһәр райониғиму һөкүмранлиқ қиливатқанлиқини байқиған. Чиң ханиданлиқиниң тарихий дүшмини болған җуңғар ханлиқини һалак қилғандин кейин чиң сулалиси өзлири һалак қилған бу моңғулларниң башқурушидики алтә шәһәр райониниму тезла өзлириниң башқурушиға өткүзүвалған. Шундақ қилип һечқачан алтә шәһәр районини истила қилишни ойлап бақмиған чйәнлоң падишаһ бу районға қошна болған җайларни бойсундурғандин кейин, алтәшәһәрниму қошупла чөнтикигә салған.”
Чиң сулалиси әнә шу йосунда алтәшәһәр районини ишғал қилғандин кейинму бу җайдики йәрлик аһалиниң мәдәний һаятида изчил давам қилип кәлгән әнәниләр өзгәрмигән. Болупму шу дәврләрдики зиялийлар һесаблинидиған диний затларниң қолидин чиққан тәзкирә текистлири шу вақиттики йәрлик мусулман хәлқниң бир пүтүн ой-пикрини өзигә тегишлик рәвиштә әкс әттүрүп бәргән. Биз нөвәттә хитайдики тарих вә мәдәнийәт саһәсидә хитай алимлириниң изчил өзлириниң орда тарихидин башқа һечқандақ йәрлик мәнбәләрни яки тәзкирә текистлирини етирап қилғили унимайдиғанлиқини, әмма “уйғур тарихиниң муқәддәс йоллири” намлиқ әсәрдә бу хилдики тәзкирә әсәрлириниң тарихий мәнбәләр сүпитидә көпләп қоллинилғанлиқини ейтқинимизда доктор раян сам бу тәзкириләрниң өзгичә қиммитини башқа мәнбәләрниң толдуралмайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: “тәзкириләр мениң нәзиримдә бәкму муһим һесаблиниду. Чүнки бу тәзкириләрдин йүз йил яки икки йүз илгирики шу кишиләрниң өз вәтини һәққидә қандақ ой-пикирләрдә болғанлиқини көрүп йәткили болиду. Әмма бу хилдики мәлуматларни (хитай сулалилириниң) орда тарихнамилиридин тапқили болмайду, һәтта чағатай яки фарсий тилидики мәнбәләрдинму бу хилдики мәлуматларни тапқили болмайду. Йәнә келип бу мәнбәләр асасән шу заманниң сәрхиллири болған затлар һәққидики йүзәки мәлуматлар билән тошуп кәткән. Әмма тәзкириләр буниңға охшимайду. Биз дәватқан бу тәзкириләрниң толиму муһим болушидики бир сәвәб буларниң әмәлийәттә авам хәлқ үчүн уларниң өтмүш мусапилири, йәнә келип алтәшәһәрниң өтмүши һәққидики хатириләр болғанлиқидур. Шуңа бу тәзкириләрни шу җәмийәттики аддий инсанларниң һаяти вә ой-пикрини чүшиништики толиму қиммәтлик көзнәкләр һесаблиниду.”
Доктор раян самниң қаришичә, уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлириға юлтуз кәби тарқалған, әмма нөвәттә барғансери йоқилип кетиватқан мазарлар өз дәвридә уйғур җәмийитидики тарих туйғуси, кимлик чүшәнчиси вә иқтисадий алмаштуруш паалийәтлири үчүн мәркәзлик ролини ойнап, уйғур мәниви дунясиниң бир пүтүнлүк һасил қилишини сорун билән тәминлигән.
У бу һәқтә мундақ дәйду: “мазарларниң көп хил роли болған. Әмма уларниң әң муһим роли шуки, бу мазарлар көпинчә мәһәллиләргә қошна болған орунларға җайлашқан, бу мәһәллидики кишиләр болса бу мазарларда өзлириниң һәр хил шәкилләрдики ибадәтлирини давам қилған. Шундақла өзлириниң аләмдин өткән кишилирини мушу мазарлиқларға дәпнә қилған һәмдә мушу җайларда уларниң дәпнә мурасимлирини тамамлиған. Йәнә бири, бу кишиләр йирақ җайлардики мазарларни тавап қилиш үчүн шу йәрләргә сәпәр қилған. Улар бу җайларға топланғанда болса диний байрамларни өткүзүп, өмлүк вә коллектиплиқ туйғусида болған, шундақла өзгичә болған муқәддәс яки диний туйғуларға чөмгән. Йәнә бир яқтин мушу мазарлардики байрамларда кишиләр өзигә яриша сода-сетиқ ишлири билән мәшғул болған. Шуңа бундақ мазар сәйлиси өз нөвитидә чоң типтики базар ролини ойниған. Мән болсам китабимда асаслиқи мазарларниң мушу хилдики роллири тоғрисида тохталдим, җүмлидин шу қатарда кишиләрниң өз нөвитидә дәл мушу хилдики мазарларда бир-бирини чүшиниши әмәлгә ашидиғанлиқи һәққидә тохталдим. Чүнки (өзара алақә толиму кәмчил болған у заманларда) кишиләр мушу хил шәкилдә бир-бирини билгән. Мәсилән, қәшқәр, кучар, турпан қатарлиқ җайлардики мазар сәйлисидә охшаш болмиған юртлардин кәлгән кишиләр бир йәргә топлинип, өзлириниң охшаш бир затқа һөрмәт билдүрүватқанлиқини һес қилған. Техиму муһими бу кишиләр мушу хилдики мазар сәйлисидә өзлириниң өтмүшидин хәвәрдар болған. Мәсилән, ордам падишаһ мазирини алидиған болсақ бу җайда болидиған мазар сәйлисидә кишиләр тарихтики султан сатуқ буғраханға четилиду, дәп қарилидиған әли арслан хан һәққидә мәлуматлиқ болиду һәмдә шу районниң тарихи һәққидә чүшәнчигә игә болиду. Һазирқи көплигән тәтқиқатлар шу җайлардики мәһәллиләрниң тарих туйғусини ортақлишишида муқәддәс санилидиған қолязма текистләрниң тарқилиши вә айлинишиниң муһим рол ойниғанлиқини көрситиду. Мәсилән, явропада кишиләрдә ортақ тарих вә кимлик чүшәнчисиниң турғузулушида басма техникисиниң иҗад болуши бәк чоң рол ойниған. Әмма алтәшәһәр районида болса инсанларниң тарих нуқтилириға қарап йөткилиши бу чүшәнчиләрниң һасил болушида һәл қилғуч рол ойниған.”
Мәлум болушичә, нөвәттә зор күч билән иҗра болуватқан “диний әсәбийликкә қарши туруш” сиясий һәрикити уйғурлар дияридики бу хил диний паалийәтләрни пүтүнләй мәни қилған болуп, буниң уйғур җәмийитидики мәниви қурулмиға зор тәсир көрситиватқанлиқи мәлум.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, бу һәқтики сөһбитимизниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун!