“уйғур тарихиниң муқәддәс йоллири” дики уйғур җәмийити вә мәнивийити (2)
2018.08.16
Лойола университетидики раян самниң харвард университетини пүттүрүштики докторлуқ илмий мақалиси асасида рояпқа чиққан “уйғур тарихиниң муқәддәс йоллири” намлиқ әсәрдә нуқтилиқ баян қилинған темиларниң бири 20-әсирниң 30-йиллири уйғур милләтчиликиниң баш көтүрүшидә мазар тавапчилиқи вә тәзкирә әнәнисиниң ойниған роли болған.
1930-Йиллири унтулғиниға узун әсирләр болған “уйғур” намини уйғур милләтчилири көпләп қолланған. Әмма бу мәзгилләрдә уйғурларниң мәнивийәт дунясидики дурданиләр һесабланған мазар амили бу кишиләрниң қарши турушиға дуч кәлгән. У бу һәқтә мундақ деди:
“мән йәрлик вә районлуқ миқястики кимлик чүшәнчиси һәрқайси җайлардики мазарларни тавап қилишниң күчлүк тәсиридә һасил болған, дәп қараймән. Әмма уйғур милләтчиликини вуҗудқа кәлтүргән кишиләр, йәни ‛уйғурлар өзлириниң мустәқил дөлитигә игә болушқа һәқлиқ‚ дәп қарайдиған ашу кишиләр болса әмәлийәттә ашу хилдики районлуқ кимлик чүшәнчисини яратқан мазар мәдәнийитигә қарши паалийәтләрдә болған кишиләрдур. Йәнә келип уларниң мутләқ көп қисми ашкара һалда мазарларға қарши чиққан һәмдә мазарларниң кишиләрниң роһийәт дунясидики күч-қудритини аҗизлаштурушни истигән. Шуңа мушу әһвалларға асасән биз милләтчиликниң баш көтүрүшидә бир түрлүк бөлүнүш болған, десәкму болиду. Шуңа 1930-йиллардики уйғур милләтчилири бу хилдики мазарлардин халий болған башқа бир идийәни бәрпа қилмақчи болған.”
Раян самниң баян қилишичә, хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқи орнитилғандин кейин уйғурлардики тунҗуққан милләтчилик идийәси 1980-йилларға кәлгәндә йәнә бир қетим тәдриҗий баш көтүрүшкә башлиған. Буниңда уйғур милләтчилик идийәси бир қисим язғучиларниң тарихий роман иҗадийити арқилиқ җамаәткә сунулған. Әмма мушу йеңи йүзлиништә бу язғучилар уйғурлардики әнәниви мазар темисини өз әсәрлиригә мәнбә қилған. У бу һәқтә мундақ деди:
“иккинчи түрлүк болған йәнә бир хил һадисә 1980-йилларда, йәни бу милләтчиләр уйғурлар үчүн бир түркүм миллий қәһриманларни яритишқа тәмшәлгәндә оттуриға чиқти. Шу вақитларда милләтчи уйғур зиялийлири йәрликтики уйғур аммисиниң қәлб төридин орун алған бир түркүм қәһриманларниң мәвҗутлуқини байқиди. Йәнә келип ашу ‛йәрлик қәһриманлар‚ниң бир қисми дәл мушу мазарларға дәпнә қилинған иди. Мәсилән, буниңдики әң типик мисал қатарида султан сатуқ буғраханни тилға елиш мумкин. Шуниң билән бир қисим милләтчиләр бу мәзмунларға нәзирини ағдурди һәмдә тавапчилиқ вә тәзкирә әдәбиятидин талланған мәзмунларни милләтчилик роһи билән юғурулған әдәбий әсәргә айландурмақчи болди. Улар бу һәқтә қәләм тәвритишни башлиғандин кейин тәзкириләрдин көплигән учурларни вә әдәбий тәсвир усуллирини қобул қилди. Шуниң билән уларниң бу әмгәклири уйғур җәмийитигә ‛тарихий роман‚ яки ‛биографик роман‚ шәклидә тәқдим қилинди. Мәсилән, сәйпидин әзизи язған ‛сатуқ буғрахан‚ романи әнә шундақ болди.”
Өткән әсирниң ахирлири баш көтүргән уйғур милләтчилики һәрикитидә уйғурлардики мазар мәдәнийитиниң бир муһим тәркиби қисми болған тәзкиричиликму муһим рол ойниған. Хитай һөкүмитиниң нөвәттики мазар әнәниси вә тәзкиричиликни мәни қилишиму мәлум мәнидин алғанда дәл мушу хил һадисиләрни чиқиш қилған дейишкә болидикән. У бу һәқтә мундақ деди:
3. “шуниң билән биргә, тарим вадисидики түркий тилда сөзлишидиған алтәшәһәр аһалисиниң еңида миллий уюшчанлиқ туйғусини қозғашта бу милләтчиләр мәвҗут реаллиқтинму зор дәриҗидә пайдиланди. Улар мушу хил уюшчанлиқ вә коллектиплиқ туйғусини бәрпа қилишта йәрлик тәзкириләрдә аллиқачан муқимлишип кәткән қарашларниң ярдимидә миллий кимликни оттуриға чиқарди. Шуңа бу нуқтидин алғанда уйғур миллий кимликиниң шәкиллинишидә тәзкириләрниң роли бәкму чоң болди. Баятин мән тилға алғандәк, бу тәзкириләр шу миллий топниң бир әзаси болушниң немидин дерәк беридиғанлиқи һәққидә пүтүнләй башқичә бир тәсвирни намаян қилиду. Дәрвәқә уларда һечқачан уйғур дегән нам тилға елинмиған. Буниң орниға униңда ‛мусулман‚ дегән аталғу даим көзгә челиқиду. Йәнә келип бу тәзкириләрдики ‛мусулман‚ кишиләр үчүн бир мусулман болушниң немидин дерәк беридиғанлиқи ‛из‚ романида тилға елинған уйғурниң бир әзаси болушниң немидин дерәк беришидин пүтүнләй пәрқлиқ. Әмма мәйли қандақла болсун, буларниң һәммиси хитай дөлити тәсәввур қиливатқан уйғур образидин толиму йирақтики нәрсиләр иди. Мушу әһваллардин қариғанда, хитай һөкүмитиниң тәзкириләргә қаратқан чәклимилиридә һәмдә уларни йоқитиветиш һәрикәтлиридә мундақ бирнәччә амил болуши мумкин, дәймән: бири, хитай һөкүмити бу қолязмиларни оқуялмиғанлиқи үчүн уларни хитай һөкүмитиниң уйғурларға болған һөкүмранлиқиға хирис пәйда қилиду, дәп қариған; йәнә бири бу әсәрләрдики диний мәзмунлар уйғурларни ‛әсәбийлик‚кә башлайду, дәп әнсиригән. Техиму муһими, уларниң қаришичә бу қолязмилар һечқачан сүзгүчтин өтүп баққан китаблар әмәс иди.”
Раян сам уйғурлар дияридики биваситә тәкшүрүшлири җәрянида һес қилған йәнә бир нуқта уйғурларниң мәниви дунясида изчил мәвҗут болуп кәлгән бу әнәниләрниң ташқи муһитниң қандақ болушидин бипәрва һалда изчил давам қилиши икән. Гәрчә нөвәттики чәкләш тәдбирлири бу һадисиләрни мәлум вақит нәзәрдин сақит қилишқа қадир болалисиму, уйғурларниң мәнивийәт дунясиға туташқан бу “муқәддәс йол” ниң шараит йол бәргәндә йәнә бир қетим заһир болуши мумкин икән. У бу һәқтә мундақ деди:
“мазарларға болған бу хил һөрмәт заманимизға кәлгәндиму йәнила өзиниң тәсирини йоқатмиған иди. Әмма хитай һөкүмити өткән бәш йил ичидә мазар тавапчилиқини қаттиқ чәклиди. Әмди буниңдин кейин бу ишларниң қандақ болуп кетишигә һазир бирнәрсә дегили болмайду. Немила болмисун, мазар тавапчилиқи уйғурларниң мәниви һаятида изчил мәвҗут болуп кәлгән һадисиләрдур. Мән 2004-йилидин таки 2010-йилиғичә болған арилиқта һәр йили мушу мазарларда тәкшүрүштә болдум. Шу җәрянда мән нурғун кишиләр билән сөзләштим һәмдә бу кишиләрниң тарихни ашу мәшһур затларниң намиға бина қилинған ‛ мазар системиси‚ ға толиму йеқин, дәп қарайдиғанлиқини һес қилдим. Билишимчә, бу кишиләр 1980-йилларда вә 1990-йилларда шинҗаңда кәң тарқалған милләтчилик роһидики тарихий әсәрләрни анчә билип кәтмәйтти. Йеза-қишлақлардики ‛сатуқ буғрахан‚ яки ‛апақ хоҗа‚ романлирини оқупму бақмиған бу кишиләр изчил түрдә өзлириниң өтмүшини ашу мазарларға туташқан йоллардин издәшкә адәтләнгән иди. Хәвириңиз болғинидәк, ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ дәврини баштин кәчүргәндин кейинму уйғурлардики бу хил мазар әнәниси йоқилип кәткини йоқ, у изчил уйғурларниң мәниви һаятидики муһим мәзмунлардин болуп кәлгән. Шуңа буларниң һәммиси һазирқи қабаһәт аяғлашқанда мазар әнәнисиниң йеңиваштин җанлинишиға пурсәт яритиду, дәп қараймән.”
Мәлум болушичә, нөвәттә тәзкиричилик қисмән районлардики уйғур аилилиридә йошурун рәвиштә давам қиливатқан болсиму, униң зор көләмдә мәвҗут болалмаслиқи уйғур мәдәнийәт саһәсидики әпсуслинарлиқ бир һадисә болуп қалмақта икән.