Тарихий вәқәләр шаһити: совет иттипақи 1960-йиллири уйғур қәртини ойнашқа киришкән иди (1)
2018.11.26
1960-Йилларда совет-хитай мунасивәтлириниң йирикләшкән мәзгилидә уйғур, қазақ вә башқа милләтләрниң хитай коммунистик һакимийитигә қарши күришиму давам қилди. Бу күрәш болупму совет-хитай мунасивәтлири кәскинләшкән пәйттә, йәни 1966-йиллардин кейин, мәдәнийәт инқилаби дәвридә техиму әвҗ алди. Уйғур дияриниң көплигән районлирида хитайниң тәқибләш сияситигә қарши наразилиқлар пәйда болушқа башлиди. Әнә шу вақитта “шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәси” намлиқ бир чоң тәшкилат пәйда болуп, бу хитай коммунист һакимийитигә болған наразилиқлардин вә сиясий мәқсәтләрдин келип чиққан иди. Бу тәшкилат хитай компартийәси тәрипидин бастурулуш җәрянида бир қисим әзалири совет иттипақиға қечип кетип сақ қалған иди.
Һазир алмута шәһиридә яшаватқан сабиқ шәрқий түркистан хәлқ-инқилабий партийәсиниң сабиқ әзаси абдурешит илясофниң әслишичә, йәрлик хәлқләрниң хитай һөкүмитигә қарши көтүрүлүшигә болупму 1950-йиллири башланған сиясий тәқибләшләр сәвәб болған икән. Әмди 1966-йили пүткүл хитай бойичә башланған аталмиш “мәдәнийәт инқилаби” ақивитидә аһалә мисли көрүлмигән азабларға дучар болған. Абдурешит илясоф мундақ деди: “бу чағда аз санлиқ милләтләргә, болупму уйғурларға болған бесим күчлүк болди. Хәлқ ичидә буниңға нисбәтән наразилиқ көпәйди. Шуниң билән шәрқий түркистан хәлқ-инқилабий партийәси пәйда болди. Униң мәқсити шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш болди. Бу тәшкилатқа әза болғандин кейин биз борталада һәрикәт елип бардуқ. Буниңда совет иттипақи қоллайду дедуқ. 1968-Йили совет иттипақиға бәш кишилик вәкилләр гурупписини әвәткән. Биз шуларниң җавабини күтмәкчи идуқ”.
Шәрқий түркистан хәлқ-инқилабий партийәси уйғур елидә өз мәқсәтлирини әмәлгә ашуруш үчүн қандақ һәрикәт қилмақчи болған? бу һәқтә абдурешит илясоф мундақ деди: “партийә пүткүл шәрқий түркистан бойичә һәрикәт қилди. У сирттин ярдәмни асас қилған. Өзидә һеч нәрсә йоқ. Пилан бойичә қозғилиш, мәсилән, борталада башланса, биз у яқтин кирип, базини игиләп ятимиз дәп ойлиған идуқ.”
Абдурешит илясофниң әслишичә, бу тәшкилат совет-хитай риқабитидин пайдилинип, совет иттипақидин ярдәм күткән вә униңға үмид бағлиған икән. Чүнки, улар совет иттипақиниң шу вақиттики хитайни әйиблиши вә икки дөләт арисидики дүшмәнлик әһвалидин өзлиригә советлар иттипақи ярдәм бериду дә ишәнгән икән.
Улар совет иттипақиға мәхпий вәкилләрни әвәткән болуп, улар совет иттипақидики партийә, мәхсус органлар вәкиллири билән учришип, уларни хәлқ-инқилабий партийәсиниң мәқсити вә вәзипилири билән тонуштуруш, уйғур елидә қаршилиқ һәрикәтлири болған тәқдирдә совет иттипақи буни қоллап-қуввәтләмду дегәңә охшаш мәсилиләрни муһакимә қилишни көзлигән икән. У сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “улардин җавабму болмиди. Тәшкилат рәһбәрлири қозғилидиған болдуқ дәп, һәммә нәрсә тәйяр болғанда, қозғилидиған күни һәммини кейингә қалдурди. Шуниң билән һәммиси бир-бирини тонуп кәтти. 1969-Йили апрелға кәлгәндә борталада биринчи тутуш башланди. Бизниң бир нәччә балиларни тутушқа башлиғандин кейин, юқиридин чиқип кәтмисәңлар болмайду деди. Биз шу вақитта 170тәк бала бөлүнүп-бөлүнүп чиқтуқ”.
Абдурешит илясофниң ейтишичә, хәлқ-инқилабий партийәси әзалири вә башқиларни совет-хитай чеграсидики қораллиқ тоқунушлар хели үмидләндүргән икән.
Мәлуматларға қариғанда, совет вә хитай чеграсидики тунҗи қораллиқ тоқунуш 1969-йили март ейида даманский арилида йүз бәрди. Бу хитай вә русийә тарихидики әң қаттиқ тоқунуш болған иди. Йәнә бир қораллиқ тоқунуш шу йили авғуст ейида қазақистан билән уйғур ели арисидики җаланашкөл көли бойида орун алған.
Әпсуски, шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсиниң советләрдин күткән үмидиму қуруқ болуп чиқти вә хитай буни 1969-1970-йиллири тамамән бастуруп ташлиған иди.
Қазақистандики сиясәтшунас вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң пикричә, хитай коммунистик һакимийитигә қарши наразилиқлар, һәрикәтләр уйғур елиниң көплигән шәһәр вә йезилирида елип берилған болсиму, әмма улар кәң даиридә вә бир тутуш болмиған икән. Коммунистик һакимийәт миллий-азадлиқ һәрикәтләрни үзүл-кесил бастурғандин кейин, җай-җайларда аммиви етиш, тутуш вә түрмигә ташлаш һәрикәтлирини елип барған. У мундақ деди: “коммунистик хитай шәрқий түркистан җумһурийитиниң пүткүл изини йоқ қилишқа вә уйғур җәмийитини коммунистик идийә бойичә қуруп чиқиш үчүн һәр хил аммиви һәрикәтләрни уюштурди. Мушу дәврдә уйғурлар давамлиқ қораллиқ қаршилиқ көрсәтти”.
Униң тәкитлишичә, 1960-йиллардин кейин, йәни совет-хитай мунасивәтлири бузулғандин кейин, уйғур елидики тирик қалған бир қисим миллий-азадлиқ һәрикәт тәрәпдарлири хитай коммунистик һакимийитигә қарши күрәш йүргүзүш қарариға кәлгән икән. 1962-Йили қурулған шәрқий түркистан хәлқ-инқилабий партийәси әнә шу күрәшкә рәһбәрлик қилған болуп, униң 60 миңға йеқин әзаси болған. Униң мәркизий үрүмчи шәһиридә, шундақла башқа шәһәрләрдә униң бөлүмлири һәрикәт қилған.
Қәһриман ғоҗамбәрди хәлқ-инқилабий партийәсиниң пилани паш болғандин кейин, пүткүл уйғур ели бойичә аммиви тәқибләшләрниң әвҗ алғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “нәччә йүзлигән кишиләр етилип кәтти. Нәччә он миңлиған кишиләрни түрмиләргә қамиди”.
Тарихтин мәлум болушичә, шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәсиниң һәрикәтлири 1949-йили хитай компартийәси уйғур елини игиләп, 5 йил мәвҗут болған шәрқий түркистан җумһурийити, йен үч вилайәт һөкүмитини ахирлаштурғандинки уйғур ели тарихидики әң чоң бир қәтимлиқ тәшкиллик қаршилиқ һәрикити икән.