Түркийәдә уйғур тарихи тоғрисида 2 китаб нәшр қилинди
2018.07.18

Уйғурлар түркий милләтләр тарихида муһим орунға игә болуп, уйғур тарихи түркийәдики бәзи университетларда мәхсус дәрс сүпитидә оқутулуп келинмәктә. Уйғур тарихчилар язған китабларму түркчигә тәрҗимә қилинип тарқитилмақта.
Уйғур диярида ана тилда маарипниң чәклиниши билән чәтәлдики уйғурларниң уйғур тилида нәшриятчилиқ паалийәтлириму күчәймәктә. 1940-Йилларда полат қадири язған “өлкә тарихи” намлиқ әсәр уйғур тилида, америка қошма штатлиридики уйғур шаир абдулһеким бақи илтәбир язған “шәрқий түркистан тарихи вә җуғрапийәси” намлиқ әсәр уйғур тилида нәшр қилинди.
Бу әсәрләр истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған болуп, бу китабларни нәшргә тәйярлиғучи абдуҗелил туран әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, бу әсәрләрни нәшр қилиштики мәқсәт һәққидә тохталди.
Абдуҗелил туран әпәнди уйғур тилида нәшр қилинған китабларға болған тәләпниң юқири икәнликини, шуңа кейинки күнләрдә уйғурчә китабларни көпләп нәшр қиливатқанлиқини тилға алди.
Биз уйғур тилида нәшр қилинған 2 китаб һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн китабниң аптори абдулһеким бақи илтәбир әпәндигә көп қетим телефон қилған болсақму сөзлишәлмидуқ.
Абдулһеким бақи илтәбир язған “өсмүрләр үчүн шәрқий түркистан тарихи вә җуғрапийәси” намлиқ китаб 5 бабтин тәркиб тапқан болуп, 1-баб, шәрқий түркистанниң җуғрапийәлик тарихи, 2-баб, шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи, 3-баб, шәрқий түркистанниң миллий мәдәнийити, 4-баб шәрқий түркистанда диний етиқад, 5-баб йеқинқи заманда шәрқий түркистанда өткән тарихий шәхсләр қатарлиқ темилардин тәркиб тапқан.
Китабни нәшр қилған тәклимакан уйғур нәшриятиниң мудири абдуҗелил туран әпәнди абдулһеким бақи илтәбир язған “өсмүрләр үчүн шәрқий түркистан тарихи вә җуғрапийәси” намлиқ китабни нәшр қилиштики мәқсәтниң чәтәлдә чоң болуватқан яш-өсмүрләргә өзиниң тарихини өгитиш, миллий кимликни қоғдап қелишқа төһпә қошуштин ибарәт икәнликини ейтти.
Тарихчи вә журналист полат қадири 1940-йилларда “өлкә тарихи” намлиқ әсәрни йезип уйғур дияридики алтай нәшриятида нәшр қилдурған. 1980-Йилларға кәлгәндә алтай нәшриятида бесилған нусхиси көпәйтип тарқитилған. Китабта уйғурларниң һон дөлити мәзгилидин 1940-йилларғичә болған тарихи баян қилинған. Абдуҗелил туран әпәнди мәзкур китабни түркийәдә уйғур тилида нәшр қилдурушниң әһмийитиниң зор икәнликини баян қилди.
Түркийә, қазақистан вә қирғизистандин қалса әң көп уйғур олтурақлашқан дөләтләрдин бири болуп, йеқинқи йиллардин бери арқа-арқидин ана тил мәктәплириму ечилди. Абдуҗелил туран дегәндәк уйғур тарихиға болған қизиқишму күчәйгән. Һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди кейинки йилларда уйғурларниң өз тарихиға қизиқишидики сәвәбләр тоғрисида тохталди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди тарихини билмәйдиған милләтниң есини йоқитип қойған адәмгә охшайдиғанлиқини уйғур кимликини қоғдап қелиш үчүн яш әвладларға уйғур тарихини өгитишниң зор әһмийәткә игә икәнликини оттуриға қойди.
“өлкә тарихи” ниң аптори полат қадири 1949-йили коммунист хитай уйғур диярини бесивалғандин кейин кәшмир арқилиқ түркийәгә кәлгән. Түркийәдә бир мәзгил оқутқучилиқ қилғандин кейин германийә мюнхендики азадлиқ радийосида ишлигән. Полат қадири әпәнди 1970-йили 8-айниң 26-күни түркийәниң истанбул шәһиридә йүрәк кесили билән вапат болған иди.