Чәтәлдики уйғур зиялийлар уйғур тилини сақлап қелишқа әһмийәт бәрмәктә
2016.02.23

21-Феврал хәлқара ана тил күни мунасивити билән чәтәлләрдики уйғур җамаити, җүмлидин уйғур зиялийлири бу күнни һәр хил шәкилдә хатирилиди. Болупму бир қисим уйғур зиялийлири уйғур дияриниң ичи-сиртидики тор бәтләрдә ана тил һәққидә бир қисим мақалә вә көз қарашларни елан қилип, уйғур тили мәсилиси һәққидә һәр хил қарашлар оттуриға қоюлди.
Нөвәттә, чәтәлгә чиқип яшаватқан уйғурларниң сани күндин-күнгә ешишиға әгишип, чәтәлләрдә туғулуп өскән уйғур пәрзәнтләрниң тилини уйғур тилида чиқириш һәмдә уйғур тилида раван сөзләйдиған, оқуп- язалайдиған қилип тәрбийиләп чиқиш һәр бир ата-аниниң баш қатуридиған мәсилисигә айлиниватқанлиқи мәлум.
Муһаҗирәттики бир қисим әрбаблар ата-аниларниң һәр қайси дөләттики уйғур тәшкилат, җәмийәтләр тәрипидин ечилған уйғур тили курслириға һәптидә бир қетим апирип қоюш билән ойлиғандәк нәтиҗә бәрмәйдиғанлиқи, аилиниң балилар үчүн тунҗи мәктәп икәнликигә сәл қараш әһвали мәвҗутлуқини оттуриға қоймақта.
Чәтәлләрдики бир қисим ата-анилар пәрзәнтлириниң ана тилни яхши билмәй чоң болуп, ахирида өз миллий тил кимлики вә мәдәнийитидин айрилип қелишидин наһайити әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шиветсийәдә яшайдиған уйғур зиялийси хәдичә ханим өз қаришини баян қилди.
Зияритимизни қобул қилған мустәқил тәтқиқатчи, уйғур ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп әпәнди чәтәлләрдики уйғур пәрзәнтләрниң ана тилни өгинишиниң уйғур җамаитиниң чәтәлләрдә сақлинип қелиши вә раваҗлинишидики муһим амил икәнликини көрсәтти.
Абдувәли аюп әпәнди чәтәлләрдә ана тил оқутуш усули вә тәдбирлири һәққидә анализ йүргүзүп, чәтәлләрдә ана тил оқутушта уйғур дияридики оқутуш усули билән пәрқлиқ усулда тәрбийиләш елип беришни тәвсийә қилип, өзиниң “балиларға елипбәни өгәткәндә башта йезишни тәкитлимәй, көпрәк оқуш вә аңлашни асас қилиш, балиларни динда оқутушта айәтләрниң уйғурчисини қошуп ядлитиш, һәм динда, һәм уйғурчида тәң тәрбийәләш, чоңлар йиғлишиғиму балилар үчүн айрим паалийәт сорунни һазирлап бериш, ана тилдики ләтипә, итотларни көп көрситиш арқилиқ балиларниң ана тилини толуқлишиға йетәкчилик қилиш” дегәндәк тәвсийилирини оттуриға қойди.
Японийәдә яшайдиған уйғур сиясий паалийәтчи доктор турмуһәммәт һашим өз қаришини баян қилип, чәтәлләрдә пәрзәнтләргә ана тил өгитишниң көп җәһәттин пайдилиқ икәнликини, болупму уйғурларниң чәтәлләрдә өз миллий тили, мәдәнийити, өрп-адәтлирини сақлап қелиш һәмдә уйғурларниң хәлқара сиясий сәһниләрдики паалийәтлири үчүнму муһим әһмийәтлик икәнликини оттуриға қойди.
Абдувәли аюп башлиқ уйғур зиялийларниң әскәртишичә, чәтәлдики уйғурларниң өз ана тилиға болған қизғинлиқи пәқәт йилида бир келидиған “хәлқара ана тил күни” биләнла чәклинип, шу күндила яд етилсә, башқа күнләрдиму, даим әһмийәт берилмисә, алақә вә тәпәккурниң асаси болған өз ана тил күндилик муһим ишлар тизимликидин орун алалмиса, уйғур тили қәдәмму-қәдәм чәтәлдики уйғурлар арисида алақә қорали қилинмай қелиши вә бара-бара истемалдин қелишини кәлтүрүп чиқириши мумкин.