Тарихчи абләһәт камалоф моңғулийәдә тепилған уйғур ядикарлиқи һәққидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.03.22
Qedimiy-kochmenlerning-qebriliri-Kitabtin-elinghan-resimler.jpg “қәдимий көчмәнләрниң қәбрилири” намлиқ китабтин сүрәткә елинған.
RFA/Oyghan

Мәлумки, қәдимий уйғурлар макан әткән әлләрниң бири һазирқи моңғулийә территорийиси болуп, бу йәрдә тарихий вә мәдәний әһмийәткә игә ядикарлиқларниң тепилиши давам қилмақта. Әнә шуларниң бири 2009-йили тепилған “шороон бумбагар” қорғинидур. Бу ядикарлиқни моңғул алимлири билән бирликтә қазақистанлиқ тарихчи, “қәдимий уйғурлар: 8-вә 9-әсирләр” намлиқ әмгәкниң аптори абләһәт камалофму тәтқиқ қилмақта. У мәзкур қәбриниң таш тахтисида оюлуп йезилған хитай тилидики текистни оқуп, уни чүшәндүрүш билән шуғулланған.

Р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, профессор абләһәт камалоф радийомиз зияритини қобул қилип, бу һәқтә мундақ деди. “тарихтин яхши мәлумки, 8- вә 9-әсирләрдә моңғулийә территорийиси уйғур қалғанлиқиниң мәркизи болған иди. 19-Әсирдин тартип алимлар бу йәрдә көчмән уйғурлар тәрипидин яритилған көплигән ядикарлиқларни издәп тепишқа башлиди. Бу ядикарлиқларниң арисида уйғур шәһәрчилириниң, шу җүмлидин уйғур пайтәхти қарабаласағунниң харабилири, ташқа оюлуп йезилған руникилиқ текистлар, шундақла көплигән маддий мәдәнийәт буюмлири учрайду. Йеқинда моңғул археологлири тәрипидин йеңи уйғур ядикарлиқлири ечилди. Әнә шундақ ядикарлиқларниң бири һәққидә моңғул алимлири тәрипидин нәшр қилинған “қәдимий көчмәнләрниң қәбрилири” намлиқ китабта ейтилған. Униңда әң ахирқи вақитларда тепилған чоң бир ядикарлиқ һәққидә һекайә қилиниду. Бу, шороон бумбагар, моңғулчә “тупрақтики дөң” дегән мәнани билдүриду, шу намлиқ йәрдә дәпнә қилинған уйғур қәбилиси даһийсиниң қәбриси. Бу җай моңғулийә пайтәхти уланбатордин тәхминән 300 километир ғәрбтики мәркизий моңғулийә аймиқида орунлашқан.”

А. Камалофниң ейтишичә, шороон бумбагар қорғини 2009-йили моңғул профессори очир башқурған бирләшкән русийә-моңғул екиспедитсийәси тәрипидин ечилған вә тәтқиқ қилинған. Мәзкур қорғанда бөгү уйғур қәбилиси даһийси йәрләнгән болуп, у, өз вақтида моңғулийәниң әң шималий районлирини маканлиған. Алимниң пикричә, таш тахтида оюлуп йезилған мәлуматларға қариғанда, уйғур даһийси 678-йили вапат болған. Бу қәбридә мәрһумниң сөңәклири тепилмиғанлиқиниң сәвәби, бөгү қәбилисидә өлүкләрни көйдүрүш әнәнә һесабланған икән.

А. Камалоф мәзкур ядикарлиқниң әһмийити һәққидә тохтилип, йәнә мундақ деди: “бу, моңғулийә территорийисидә тепилған уйғурларниң әң қәдимий археологийилик ядикарлиқи болуп һесаблиниду. Буниңдин ташқири, адәмләрниң өрә турған һәм атта олтурған қияпитини тәсвирләйдиған көп сандики яғач вә керамикилиқ һәйкәлчиләрму чоң әһмийәткә игә. Бу қәбрини тәтқиқ қилған русийәлик археолог алексей бурайеф қәбриниң ичкәрки бөлмисидин тепилған икки әң чоң яғач һәйкәлчиниң әнә шу бөгү қәбилиси даһийси икәнликини тәкитләйду. А. Бурайефниң пикричә, бу һәйкәлчиләр бир-бириниң әйнәктики әкси болуп, улар уйғурларниң қәдимий диний чүшәнчилирини әкс етиду. У вақиттики чүшәнчиләр бойичә, бу икки фигура у дунядики һаятта бир пүтүн болуп қошулуши лазим икән. А. Бурайеф шундақла лайдин ясалған фигуриларниң көпиниң бөгү қәбилиси җәңчилирини тәсвирләйдиғанлиқини, барлиқ фигуриларниң адәмләрниң чирайини вә уларниң кийимини очуқ көрситип берәләйдиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.”

А. Камалофниң көрситишичә, бу ядикарлиқтики хитай текистиниң мәвҗут болуши шу дәврдә бәзи көчмән қәбилиләрниң таң империйисигә беқинди болғанлиқидин келип чиқсиму, әмма, улар даим таң империйиси билән уруш һалитидә болуп кәлгән. Мәсилән, 660-вә 663-йиллири уйғурлар вә хитай таң империйиси оттурисида һәқиқәтәнму уруш һәрикәтлири йүз бәрди. Хитай текистлири шу вақиттики түрк вә уйғур қағанлири һөрмитигә орнитилған иди. А. Камалоф шундақла көл текин вә билгә қаған һөрмитигә орнитилған ядикарлиқлардиму, шундақла қарабаласағун ядикарлиқидиму хитай текистлириниң орун алғанлиқини оттуриға қойди. Униң қаришичә, шороон бумбагар ядикарлиқида уйғур қәбилилириниң ичидики әң абруйлуқ даһийларниң биригә атап йезиқ пүтүлгән. Шороон бумбагар ядикарлиқидики мәлуматлар бөгү қәбилисидики даһийларниң муһим бир шәҗәрисиниң мәвҗут болғанлиқини көрситиду. Мундақ мәлуматларни башқиму язма мәнбәләрдин ениқлашқа болиду. Мушу күнгичә уйғурларниң бөгү қәбилисидин болған үч әвлад даһийсиниң исми мәлум иди. 635-Вә 678-йиллири яшиған бөгү қәбилисиниң даһийси һәққидики тәрҗимиһал мәлуматлири көпинчә 7-әсирдә өзлириниң даладики һакимийитини йоқатқан шәрқий түркләр һәққидики мәлуматларни толуқлайду.

Әмди “туран” университетиниң дотсенти, тарих пәнлириниң намзати зулфийә кәримованиң ейтишичә, а. Камалоф пәқәт мәркизий асияла әмәс, бәлки дуня бойичә тонулған тарихчидур. Униң әмгәклиридә уйғурларниң өтмүши вә йеқинқи заман тарихиға аит қизиқарлиқ мәлуматларни учритишқа болиду. З. Кәримова мәзкур “шороон бумбагар” қорғини һәққидә тохтилип, мундақ деди: “шороон бумбагар” ядикарлиқиниң ечилиши моңғулийә йериниң мушу күнгичә уйғур ядикарлиқлириға бай икәнликини йәнә бир қетим испатлиди. Бу, әлвәттә, қәдимий уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә билимимизни йәниму кеңәйтиду, дәп ойлаймән. Мундақ ядикарлиқларни тәтқиқ қилишқа русийәниң бурят алимлириму өз төһписини қошуп кәлмәктә. Йеқинда моңғулийәниң түрк дәвридики ядикарлиқлири һәққидә китабниң йоруққа чиқиши буниңға дәлил болалайду. Шороон бумбагар ядикарлиқи көчмән уйғурларниң шәрқий түркистанниң олтурушлуқ аһалиси билән зич мунасивәттә болғанлиқини көрситиду. Улар охшашла дәпнә мурасимлиридин пайдиланған, қәбрә буюмлириға игә болған.”

З. Кәримова а. Камалофниң шороон бумбагар ядикарлиқи бойичә археологийилик мәлуматларни өзиниң тарихий мәнбәләр бойичә елип бериватқан тәтқиқатлири билән толуқлап, уйғурларниң қәдимий тарихидики ақ җайларни толдурушқа күч чиқириватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

А. Камалофниң қаришичә, бу ядикарлиқта тепилған адәмләрниң һәйкәлчилири муһим әһмийәткә игә болмақта. Шундақла һәйкәлчиләр уйғур елиниң қарашәһәр, кучар вә турпан шәһәрлиридиму тепилған. Мундақ ядикарлиқлар һәққидә чоң топлам дуня музейлирида сақланмақта. Уларниң әң чоңи болса, санкт-петербург шәһиригә орунлаштурулған. Шороон бумбагар ядикарлиқидин елинған дәпнә фигурилири моңғулийә территорийисидә тепилған шундақ һаләттики тунҗи фигурилардин болуп һесаблиниду. А. Камалоф шундақла шороон бумбагар ядикарлиқлиридики адәм фигурилири билән 10-вә 11-әсирләрдә турпанда тепилған қәбрә фигурилири арисида чоң охшашлиқниң барлиқини тәкитлиди. Униң пикричә, бу фигуриларни арилаш моңғул-явропа чирайиға игә икәнлики һәм алди тәрипи япилақ кәлгән алаһидә “уйғур” қара бөки бирләштүриду. Униң көрситишичә, берйезовский рәһбәрликидики рус екиспедитсийиси тәрипидин тепилған кучар қәбрә фигурилири арисида җәңчи һәйкәлчилирини қуюш үчүн ишлитилгән қелипларниң барлиқиму чоң қизиқиш пәйда қилмақта икән. Бу шәрқий түркистан районлириниң лайдин һәйкәл ясаш мәркәзлири болуп кәлгәнликигә асас болиду.

Алимниң ейтишичә, йеңи ядикарлиқ бойичә тәпсилий тәтқиқатлар һазир икки, йәни текистләрни мәнбәшунаслиқ асасида анализ қилиш һәмдә қорғанда тепилған буюмларни, болупму адәм һәйкәлчилирини селиштурма анализ қилиш йөнилишлиридә елип берилиши зөрүрдур. Бу һәйкәлчиләрниң барлиқи һазир уланбатордики г. Дзанабазар намидики музейда сақланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.