“хәлқара уйғур тәтқиқати журнили” ниң йеңи сани оқурмәнлири билән йүз көрүшти
2017.01.03
Түркийәдә тунҗи мәхсус уйғур тәтқиқати һәққидики алтә айда бир нәшр қилинидиған Илмий журналНиң 8-сани оқурмәнлири билән йүз көрүшти.
Тор журнилиниң 8-санида уйғур тили, әдәбияти, фолклори, тарихи вә мәдәнийити тоғрисида йезилған 14 мақалә вә 3 китаб тонутуш мақалисигә орун берилгән. Журналниң игиси вә баш тәһрири измир егә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди журналниң 8-санини чиқиришқа әмгәк сиңдүргәнләргә рәһмәт ейтқандин кейин, бу санда орун берилгән мақалиләр тоғрисида мәлумат бәрди.
Бу санда абдулваһит һәсәнҗан әпәндиниң “һазир заман уйғур язғучиси мәмтиимин һошур вә униң әсәрлири”, нәвшеһир һаҗи бәкташ вәли университети оқутқучиси доктор адәм өгәр әпәнди билән рәҗәп тәк әпәнди язған “уйғурларда һекмәт ейтиш адити вә чағатайчә икки қол язмидики һекмәтләр”, доктор әхмәт қараман әпәндиниң “уйғур шаири сабит абдурахман”, әхмәтҗан мөмин тариминиң “20-әсирдә хитайда уйғур тарихи тоғрисида елип берилған тәтқиқатлар”, профессор доктор алимҗан инайәтниң “уйғур хәлқ қошақлириға хитайчиниң тәсири” қатарлиқ 14 парчә мақалигә орун берилгән.
Журналниң игиси, профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди бу санда елан қилинған мақалиләрниң юқири илмий қиммәткә игә икәнликини баян қилди.
Түркийәдә яшаватқан уйғур зиялийси абдувәли әпәнди чәтәлдә түрк тилида чиқиватқан “Хәлқара уйғур тәтқиқати илмий журнили” ниң уйғур тәтқиқати үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Абдувәли әпәнди “хәлқара уйғур тәтқиқати илмий журнили” ниң 7-сани билән бу санида уйғур әдәбияти тоғрисида икки парчә мақалиси елан қилинғанлиқини, чәтәлдә уйғур әдәбиятини тонутушниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди “журналниң 4 йилдин бери изчил һалда торда чиқиватқанлиқи, вәтән ичи вә сиртидин көп кишиниң торни зиярәт қиливатқанлиқи, яхши инкасларниң келиватқанлиқи”ни баян қилди.
4 Йилдин бери елан қиливатқан мақалиләр дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур вә башқа милләт зиялийлириниң илмий әмгики болуп, уйғурларниң тарихи, тили, әдәбияти, иҗтимаий әһвали вә сиясий вәзийитини өзигә сиңдүргән һалда “хәлқара уйғур тәтқиқати” журнилиниң бир пүтүн гәвдисини тәшкил қилиду.