“уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китабниң йезилип чиқиш җәрянидики сирлар - 2
2015.02.26

“‛уйғурларниң қисқичә тарихи‚ ни йезиш гурупписи” дәп аталған бу сирлиқ гуруппидики кишиләр арисида уйғур тарихчилириму болғанму? әгәр бар дейилсә, “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ бу һөкүмәт китабида уйғур апторлар язған мәзмунлар киргүзүлгәнму - йоқ?
Бу соалларниң җавабини әйни вақиттики шаһитлардин археолог вә қәдимки йезиқлар мутәхәссиси қурбан вәли әпәнди бериду.
Униң билдүрүшичә, “уйғурларниң қисқичә тарихи” ни йезип чиқиш пиланида мәлум сандики уйғур апторларниңму йезиш гурупписидин чоқум орун алидиғанлиқи шундақла йезилип пүткән нусхини уйғур мутәхәссисләрниң пикир беришигә сунидиғанлиқи бекитилгән икән. Һалбуки, мәзкур китаб нәшр қилинған вақитта турғун алмас, қасим ариш вә башқа уйғур апторларниң язған қисимлири киргүзүлмигән. Уларниң пикир - қарашлириму қобул қилинмиған.
“уйғурларниң қисқичә тарихи” ни йезип чиқиш вә ахириқи нусхини бекитиш гурупписидикиләр ичидә бурһан шәһидиниң күйүоғли, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәсиниң муавин башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан татар тәтқиқатчи уйғур сайранидин башқиларниң һәммиси һөкүмәт тәшкиллигән хитай апторлар икән. Уйғур тарихчилардин һечким бу гуруппиға қатнаштурулмиған.
Қизиқарлиқи шуки, уйғур апторлардин бириму қатнаштурулмиған бу китаб нәшрдин чиққанда, китабниң “ахирқи сөз” қисмида мундақ дәп йезилған: “шундақ дәп ейтишқа болидуки, "уйғурларниң қисқичә тарихи" узақ вақит материял җуғлаш нәтиҗисидә, нурғун кишиләрниң җапалиқ хизмәт қилиши, әҗир сиңдүрүши билән, болупму уйғур, хәнзу алимлириниң ортақ тиришчанлиқи арқисида йезип чиқилди. Әгәр уйғур вә хәнзу алимлири һәмкарлашмиған, түзгүчиләр көңүл бөлмигән, қоллимиған вә өзини унтуған һалда меһнәт сиңдүрмигән болса, бу китабниң вуҗутқа чиқиши тәс иди.”
Мәзкур китабниң “ахирқи сөз” қисмида йәнә 1987 - йили 12 - айдин 1988 - йили 4 - айғичә болған арилиқта “йезиш гурупписи” бейҗиңда әң ахириқи қетим китабниң өзгәртилгән нусхисини бекитиш йиғини ачқанлиқини тилға алиду. Бу йиғинға хәнзу тәтқиқатчилардин башқа бирму уйғур тарихчи қатнаштурулмиған. Пәқәтла татар миллитидин болған тәтқиқатчи уйғур сайрани билән қирғизлардин әнвәр байтур тәклип қилинған.
Бу әһвалниң өзи мәзкур китабниң “ахирқи сөз” қисмида алаһидә әскәртилгән “бу китаб уйғур вә хәнзу алимлириниң ортақ тиришчанлиқи вә һәмкарлиқида йезилип чиқилди” дегән баянниң ялғанлиқини көрситип бериду.
Қурбан вәли әпәнди бу китабта уйғур тәтқиқатчилири бәргән пикирләрдин пәқәт бирила қобул қилинғанлиқи, йәни хитайлар ялғандин ясап чиққан сахта шаир кәкмәнирниң исминиң чиқирип ташланғанлиқини тилға алиду. Ундин башқа пикирләрниң һечқайсиси қобул қилинмиған.
Қурбан вәли әпәнди әйни чағда мәзкур китабниң уйғурчә тәрҗимисини тәһрирләш җәрянида униң пүтүнләй сиясий муддиани чиқиш қилип йезилғанлиқини, әмма уйғур тарихидики бир қисим йип учлири билән бәзи учурларниң уйғур сайрани тәрипидин имканийәт яр бәргән даиридә қошуп қоюлғанлиқини тәкитләйду. Шуңа у әгәрдә оқурмәнләр пайдилинишни билсә, мәзкур китабни униңда илгири сүрүлгән сиясий муқамниң тәтүри бойичә оқуп чүшәнсә болиду, дегәнни илгири сүриду.
1989 - Йилидин кейин, болупму мәрһум тарихчи турғун алмасниң “уйғурлар” намлиқ китаби нәшр қилинғандин кейин, хитай һөкүмити “уйғур тарихини уйғур тарихчилириниң өзи йезиши керәк” дегән җамаәт пикрини ирғип ташливетип, “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ һөкүмәт китабини нәшр қилған. Шуниңдин башлап бу китабни уйғур тарихини шәрһиләштики “өлчәм” яки “қелип” қилип бекитип, турғун алмас қатарлиқ уйғур тарихчилири язған тарихий темидики язмиларға қарши һәрикәт башлиған.