Қазақистандики “чоң алтай дуняси” хәлқара илмий журнилиниң бир сани уйғуршунаслиқ мәсилилиригә беғишланди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.09.13
Chong-altay-dunyasi-jurnili-305.jpg “чоң алтай дуняси” хәлқара илмий журнилиниң муқависи.
RFA/Oyghan

Йеқинда қазақистанниң өскәмән шәһиридә нәшр қилинидиған “чоң алтай дуняси” хәлқара илмий журнилиниң нөвәттики сани йоруқ көрүп, у пүтүнләй уйғуршунаслиқ мәсилилиригә беғишланди. Шәрқий қазақистан дөләт университети тәрипидин 2015-йилдин башлап қазақ, рус вә инглиз тиллирида нәшр қилинип келиватқан бу журналниң тәһрир һәйәтләр кеңиши тәркибигә қазақистан, русийә, өзбекистан, қирғизистан, франсийә, түркийә қатарлиқ ондин ошуқ мәмликәтләрниң йетәкчи алимлири киргән.

Мәзкур кеңәш әзалириниң бири, сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарихчи доктор абләт камалофниң ейтишичә, бу журнал һәр хил хәлқләр тәрипидин тәшкилләнгән алтайни бир пүтүн милли-мәдәний бошлуқ сүпитидә тәтқиқ қилишқа беғишланған. Бүгүнки күндә алтай төт мәмликәтниң территорийисини өз ичигә алған болуп, униң бир қисми уйғур елигә җайлашқан. А. Камалоф чоң алтайни тәтқиқ қилишта болупму уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири әһмийитиниң интайин муһим икәнликини алаһидә тәкитлиди. Униң пикричә, уйғурларниң вә барлиқ түркий хәлқләрниң әҗдадлири алтайдин келип чиққан, шуниң үчүн алтай уларниң дәсләпки вәтини болуп һесаблиниду. Өткән әсирниң 40-йиллири алтайниң уйғур елиниң барлиқ түркий хәлқлири бирликиниң символи болуши һәм үч әпәнди нәшр қилған җурналниң шу нам билән атилишиму тасадипий әмәс.

А. Камалоф журналниң илгирики вә йеңи сани һәққидә тохтилип, мундақ деди: “кейинки вақитта журнал мавзу принсипиға қарап, йәни униң бир сани пүтүнләй бир мәсилигә беғишлинип, нәшр қилинишқа башлиди. Һазирғичә ислам вә түркшунаслиқ бойичә санлири йоруқ көрди. Журналниң бу қетимқи сани пүтүнләй уйғуршунаслиқ мәсилилиригә беғишланди. Мәзкур санниң асасий мәқсити оқурмәнләрни қазақистандики вә чәтәлдики уйғуршунаслиқниң тарихи вә бүгүнки әһвали билән тонуштуруштин ибарәттур. Униңдики бир нәччә мақалиләр уйғуршунаслиқ мәркизиниң паалийити вә уйғуршунаслиқ илминиң айрим саһәлири, мәсилән, тилшунаслиқ, әдәбиятшунаслиқ, мәнбәшунаслиқ саһәлири билән тонуштуриду. Биз дуняниң барлиқ уйғуршунаслиқ мәркәзлиридики бу илимниң әһвалини тәтқиқ қилиш мумкинчиликигә игә болалмидуқ, пәқәт америка қошма штатлиридики уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириниң тәрәққияти билән тонуштурушни тоғра көрдуқ”.

“чоң алтай дуняси” журнилида қазақистанлиқ алимлардин ташқири, русийәлик алимлардин русийә пәнләр академийисиниң шәрқшунаслиқ институти шәрқ тарихи бөлүминиң башлиқи, профессор димитрий василйеф, мәзкур институтниң мәркизий асия, кавказ вә урал-волга тәтқиқ қилиш мәркизиниң чоң илмий хадими александир василйеф, шундақла австралийәниң сидней университетиниң заманиви хитай тарихи бойичә лектори девид брофи вә токйо чәт әлләрни тәтқиқ қилиш институтиниң илмий хадими җун сугавараниң тәтқиқатлири берилгән. А. Камалоф бу тәтқиқатларниң мәзмунини төвәндикичә чүшәндүрди: “мәсилән, тонулған русийәлик түркшунас димитрий василйеф тувадики пор-баҗин қәләси тоғрилиқ тәтқиқ қилса, әмди александир василйеф русийә вә түркийә осман империйилириниң йәттишәр уйғур дөлитигә нисбәтән елип барған сиясити һәққидә мақалисини елан қилди. Униң тәтқиқатлири русийә вә түркийәдики архип материяллири асасида түзүлгән. Австралийәлик уйғуршунас девид брофи болса, сүрийәлик мусулман алим шами дамулланиң ‛қанун-әл-син‚, йәни ‛хитайдики һоқуқ‚ намлиқ әсирини тәтқиқ қилиду вә бу әсәрниң уйғурчә ‛или китаби‚, йәни ‛император каңшиниң елани‚ дегән әмгәктин тәрҗимә қилинғанлиқини көрситиду. Шами дамулла бу китабни 1906-йили шәрқий түркистандин қайтип кәлгәндә әрәб тилида язған. японийәлик уйғуршунас җүн сугавараниң мақалиси абдурахман падишаһ һәққидики уйғур дастаниниң текистлирини анализ қилишқа беғишланған болуп, бу текистләр өз вақтида немис алими мартен хартман тәрипидин йезивелинған. Улар һазир германийәдә сақланмақта”.

Игилишимизчә, қазақистандики уйғуршунаслиқ мәркизи алимлириниң тәтқиқатлири чәтәлләрдә нәшр қилинидиған илмий топламларда пат-патла бесилиду. Мушу йили уларниң қатнишиши билән русийәниң “түрк дунясиниң хәвири”, италийәниң “ориентә модерн”, йәни “заманиви шәрқ” намлиқ журналлирида уйғуршунаслиқ илминиң һәр хил мәсилилиригә беғишланған илмий мақалиләр елан қилинди.

Радиомиз зияритини қобул қилған уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими халминәм мәсимованиң тәкитлишичә, мәркәз алимлири шундақла дуняниң һәр хил мәмликәтлиридә өтидиған илмий муһакимә йиғинлириға актип қатнишип, шу җайларда нәшр қилинидиған илмий топламлардиму өз тәтқиқатлирини елан қилип кәлмәктә. У “чоң алтай дуняси” зһурнилиниң бу санидики әнә шу уйғуршунас алимларниң әмгәклири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мәзкур журналдин алимлиримизниң түрлүк мәсилиләргә беғишланған мақалилириниң орун елиши биз үчүн чоң йеңилиқ һәм хушаллиқ, әлвәттә. Журналдики мақалиләрдин иккиси, йәни филологийә пәнлириниң намзатлири руслан арзийеф билән рәхмәтҗан йүсүпофниң тәтқиқатлири қазақистандики уйғур тили билиминиң, уйғур әдәбиятиниң шәкиллиниш вә раваҗлиниш мәсилилиригә беғишланған. Тарихчи абләт камалофниң мақалисидә америкилиқ алимларниң уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә тәтқиқ қилған мәсилилири, мәркәз рәһбири, профессор рисаләт кәримованиң мақалисидә уйғуршунаслиқ мәркизиниң шәкиллиниши вә тәрәққияти, өзүмниң тарихчи доктор зулпийә кәримова билән бирлишип язған мақаләмдә шәрқий түркистанда 18- вә 19-әсирләрдики уйғур тилида йезилған әрәб йезиқидики қолязмилар қараштурулиду. Шундақла иқтисад пәнлириниң намзати гүлҗаһан һаҗийева болса, ‛шинҗаң-уйғур аптоном райониниң хитайниң йеңи районлуқ истратегийисидики орни‚ни тәтқиқ қилған.”

Х. Мәсимова кейинки вақитларда дуня илмий мәркәзлириниң болупму уйғуршунаслиқ мәсилилиригә болған қизиқишиниң күчийиватқанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.