Уйғуршунас җәй давчер вә униң “тар коча” сөйгүси (2)

Мухбиримиз әзиз
2018.12.27
tar-kochini-boylap-namliq-kitab-jay-dautcher.jpg Уйғуршунас җей давчер әпәнди язған “тар кочини бойлап” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Eziz

Мәрһум уйғуршунас җәй давчерниң “тар кочини бойлап: шинҗаңдики уйғурларда кимлик вә әркәклик” намлиқ китаби униң 1999-йили калифорнийә университетиниң беркелий шөбисидә яқлиған докторлуқ диссертатсийәси асасида тәйярланған. Мәзкур әсәр униң ғулҗа уйғурлириниң һаятлиқ маканидики бирнәччә йиллиқ әмәлий вә биваситә турмуш тәҗрибиси асасида йезилған болуп, аптор һәммидинму бәкрәк зеһин қойған нуқта уйғур җәмийитидики әрләрни мәркәз қилиш вә әрләрниң йетәкчи орунда туруш йүзлиниши болған. Болупму аиливи һаяттин таки җәмийәт сәһнисидики паалийәтләрдә, җүмлидин ислам йосунидики тәқвадарлиқта әрләрниң мәркизий орунда туруп келиши һәмдә мушу арқилиқ әрләрниң уйғур җәмийитини тәшкил қилғучи әң асаслиқ амил болуп қелиши уни бәкму қизиқтурған.

Мунасивәтлик тарихий вә етнографийәлик материялларда болса уйғурларниң оттура асиядики башқа түркий тиллиқ хәлқләргә охшаш қәдимки заманлардин тартипла қәһриманлиқни улуғлаштәк қәдимий әнәнигә игә икәнлики, шу сәвәбтин қорқумсизлиқ, батурлуқниң типик мисали сүпитидә “көк бөрә” образи билән чәмбәрчас бағлинип кәткән “оғузхан” дастани, шуниңдәк “кор оғли” қатарлиқ хәлқ дастанлириниң әсирләр бойи унтулмай келиватқанлиқи алаһидә қәйт қилиниду. Бу хил әркәкликни гәвдиләндүрүш хаһиши заманниң өтүшигә әгишип аҗизлишип маңған болсиму, бүгүнки уйғурларниң шәһәр һаятида йәнила бәлгилик дәриҗидә өз ипадисини сақлап кәлгән.

Бу мәсилиләр һәққидә сөз болғанда мәрһум җәй давчерниң йеқин дости, уйғуршунас гарднер бовиңдон уйғур җәмийитидә һазирму давам қиливатқан әрләрни мәркәз қилиш һадисисиниң әйни вақитта ғулҗа вә үрүмчидә тәкшүрүштә болуватқан җәй давчерни бәкму қизиқтурғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

“уйғур җәмийитидә худди мусулманлар асасий орунда туридиған башқа җәмийәтләргә охшаш җинсий айримичилиқ мәвҗут. Мениңчә, көп қисим кишиләр бу мәсилә һәққидә башқичә қарашта әмәс, дәп ойлаймән. У җайларға барған көплигән әр тәтқиқатчилар әрләр топиға арилишишниң аяллар топиға қариғанда көп асан икәнликини байқиған. Буниңда қисмән әһваллар буниңдин мустәсна болсиму әмма көпинчә җайларда шундақ. Шуңа җәй давчер учрашмақчи болған бу топтики инсанлар асаслиқи мушундақ арқа көрүнүштики кишиләр иди. Мениңчә, у йәнә җинс айримисиниң бу җайларда тәбиий бир категорийә әмәсликини, кишиләрниң һәрқачан җинс бойичә иккигә айрилип мәвҗут болуп туруш һалитидә әмәсликини байқиған, дәп қараймән. Әмәлийәттә әрләр вә аялларниң иҗтимаий топлири вә охшимиған җинстикиләрниң өз алдиға паалийәтлири болған. Мәсилән алсақ, уйғур аяллири ‛чай‚ ойнаш арқилиқ башқа аяллар билән яки җәмийәт билән арилишалайду. Әрләр болса ресторанлар яки башқа җайлардики һәр хил ‛олтуруш‚ лар арқилиқ дост-ярәнлири билән сорун түзүп һал-муң қилишиду. Шуңа мениңчә җәй давчер уйғур мәдәнийити һәққидә гәп башлаштин бурун алди билән бу хил җинс айримичилиқи асасидики мәдәнийәт һәмдә уйғурларда әрләрниң әркәкләрчә түстики уйғур җәмийити бәрпа қилип чиққанлиқини һес қилишниң зөрүрлүкини тонуп йәткән. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн у наһайити қизиқарлиқ вә мол мәзмунлуқ мушундақ бир китабни йезип чиқалиған.”

1990-Йилларда уйғурлардики миллий кимлик һәққидә издәнгән алимлардин җәй давчер вә “бостанлиқтики кимлик: йипәк йолидики уйғур милләтчилики” (коломбийә университети нәшрияти, 1998-йили) намлиқ әсәрниң аптори җастин руделсонни көрситиш мумкин. Әмма профессор гарднерниң пикричә, бу икки кишиниң издиниш нуқтиси вә обйекти охшимайду. Уйғурлардики миллий роһ вә милләтчилик мәсилилиригә бәкрәк көңүл бөлгән доктор җастинниң бәзи қарашлири шу вақиттиму бәзиләрниң қарши турушиға учриған.

“җастин руделсон үрүмчи вә турпандики нәччә йиллиқ әмили тәкшүрүш асасида ‛бостанлиқ кимлики‚ темисидики диссертатсийә вә китабни вуҗудқа кәлтүрди. У әсиридә охшаш болмиған бостанлиқлардики үрүмчи, турпан, ғулҗа, қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрниң һәммисидила өзигә хас зиялийлар топи, шаирлар топи, музикантлар топи дегәндәк топларниң барлиқини, сирттин қариғанда бирла хил ортақ шәкилгә игидәк көрүнидиған уйғур миллий вә мәдәнийәт кимлики яки уйғур милләтчиликиниң әмәлийәттә өзара риқабәткә чүшкән милләтчилик тармақлириға парчилинип кәткәнликини оттуриға қойған. Бу мундақ икки мәсилини көрситиду: бири, һәрқайси бостанлиқларниң өзигә хас бир йүрүш батурлири вә символлуқ мәдәнийәт образлири болған; иккинчиси, милләтчиликниң сиясий паалийәт сүпитидә һәмдә әмәлий йосунда җари болуш җәрянида һәрқайси бостанлиқлардики кишиләр өзлириниң қәһриманлириниң, өз батурлириниң мушу хил уйғур милләтчилик һәрикитидики рәһбәрликтә әң муһим шәхсләр икәнликини испатлашта бәсләшкән. У мушу хуласини оттуриға қойған ашу йилларда бәзиләр бу хуласигә анчә қошулуп кәтмигән. Әйни вақитта мәнму бу һәқтә бәзи өзгичә қарашлиримни оттуриға қоюп өткән идим. Йәни мениң қаришимда үрүмчидә һәрқайси бостанлиқлардин кәлгән охшаш болмиған зиялийлар, музикантлар дегәнләр өзара учрашқан һәмдә бу җәрянда өзлири ортақ бәһримән болалайдиған нәрсиләрниң бәслишидиған нәрсиләрдин көп икәнликини байқиған. Һечболмиғанда үрүмчи бостанлиқидики уйғурларда мушу әһвал мәвҗут болған. Мән әйни вақитта мушуни оттуриға қойған идим.”

Әмма профессор гарднер бовиңдонниң пикричә, җәй давчер биваситә һалда бир пүтүн уйғур миллий кимликини әмәс, бәлки шуни тәшкил қилғучи әң кичик бирликләрдин болған мәһәлливи кимликни қезип чиқиш, шу арқилиқ бир пүтүн уйғур миллий кимликини йорутушқа һәссә қошушни талливалған. Чүнки җәй давчерниң нәзиридә тар кочилар билән толған ашу уйғур мәһәллилири йоқилиш хәвпигә дуч келиватқан болуп, буниң ақивәттә уйғур миллий кимликиниң аҗизлишиши вә йоқилишиға зор тәсир көрситидиғанлиқини көрүп йәткән.

“мениң билишимчә, җәй давчер у җайларға барған көплигән алимлар қизиқидиған уйғурлардики милләтчилик яки миллий тоқунуш дегәнләргә әмәс, бәлки өзиниң сазәндилик қилидиған уйғур достлири билән, йәнә келип ‛әркәк‚ болған палван сүпәт йигитләр билән көрүшүшкә, шулардин уларниң ашу мәдәнийәт кимликини қандақ бәрпа қилип чиққанлиқини өгинишкә бәкрәк қизиққан. Бу җәрянда уларниң иҗтимаий дуняси, уларниң кимләр билән арилишидиғанлиқи, уларниң қәйәрдин иш издәйдиғанлиқи дегәндәк тәпсилатларни игилигән. Бу җәрянда уйғурлар үчүн бир пүткүл шәһәрниң әмәс, бәлки көләм җәһәттә шәһәрләрдин көп кичик болған мәһәллиләрниң һәммидинму бәкрәк сөйүмлүк икәнликини байқиған. Бу хил мәһәллиләр һәрқачан шу җайдики асаслиқ мәсчит, даңлиқ базар дегәндәк шәйиләрниң нами билән аталған болиду. Шуңа җәй давчерниң нәзиридә ‛мәһәлливи кимлик‚ у көргән уйғурлар үчүн бәкму муһим һесабланған. Немишқа дегәндә у ғулҗидики натонуш уйғурлар өзара учрашқанда һәрқачан қайси мәһәллидин икәнликини сорайдиғанлиқини көп көргән. Шуңа у өзи түзүп чиққан категорийәни уларға тәтбиқлашниң орниға йәрлик уйғурларниң гәп-сөзлирини көпрәк аңлиған һәмдә улар үчүн неминиң муһим икәнликини рәткә тизип чиққан. Бу җәрянда хитай даирилириниң, болупму шәһәр районлирини лайиһиләйдиған органларниң әмәлийәттә мәһәллиләрни вә униңдики символлуқ мәниләрни йоқитиветишкә алдираватқанлиқиниму байқиған. Шуңа униңға нисбәтән уйғурларниң мәһәллә чүшәнчисини сақлап қелиш, өзлириниң мәһәлливи кимликини қоғдаш тиришчанлиқлири әмәлийәттә уйғур кимликини вә уйғурниң маканини қоғдашниң бир қисми болуп һесабланған.”

Мәрһум җәй давчер вапат болғандин кейин униң уруқ-туғқанлири вә достлири индияна университети қармиқида “җәй давчер хатирә фонди” ни тәсис қилған. Профессор гарднер бовиңдонниң пикричә уйғур тили, уйғур тарихи, шуниңдәк уйғур мәдәнийити һәққидики оқутуш вә тәтқиқатта алдинқи сәвийәдики орунларниң бири болған индияна университети қармиқида мушундақ бир хатирә фондниң тәсис қилиниши буниңдин кейин техиму көп яшларниң уйғуршунаслиқ саһәсигә қәдәм бесишиға түрткә болушни ахирқи нишан қилған икән. Биз уларниң ишлириға утуқ вә хәйрлик тиләп зияритимизни ахирлаштурдуқ. Шундақла уйғурниң тар кочилириға муһәббити сиңгән мәрһум җәй давчерни “тар коча” ниң күйлиригә әбәдий җөр болсикән, дәп үмид қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.