Шәрқий түркистан тарихиниң муһим басқучидики типик қурулуш “хәлқ тиятири”
2014.03.27

Уйғур елиниң мәркизи үрүмчидики ақ қувуққа җайлашқан “хәлқ тиятирханиси” 1954-йили қурулушқа башлап 1957-йили пүтүп ишлитилишкә киришкән. У үрүмчи шундақла уйғур елидики явропа-асия миллий услубида селинған нуқтилиқ мәдәнийәт қурулушиниң бири болуп, 2004-йили үрүмчи шәһәрлик хәлқ һөкүмити тәрипидин қоғдилидиған шәһәр дәриҗилик мәдәний ядикарлиқ орни қилип бекитилгән иди. Нөвәттә мәмликәт дәриҗилик қоғдилидиған мәдәнийәт ядикарлиқи болуп қалған тиятирхана 17-марттин башлап тақилип ремонт қилинишқа башлиған болуп, ремонт қилиш хизмити апрелниң оттурилири тамамлинидикән. “хәлқ тиятирханиси” 55 йил мабәйнидә нурғун тарихий вәқәләрниң шаһити болуп қәд көтүрүп турмақта. Интайин көркәм һәм мустәһкәм бу бина йәнә, уйғур тарихиниң муһим басқучидики типик қурулуш икәнлики биләнму мәшһурдур.
Хәлқ тиятирханиси үрүмчидики бәлгә характерлик қурулуш болупла қалмастин, йәрлик алаһидиликкә игә қурулуштур, бу қурулуш үрүмчиниң йүрики ақ қовуқ (бурун рәстә дәпму атилатти) қа интайин ярашқан өзгичә бинакарлиқ. Тамашибинлар бу йәрдә кино вә һәрхил консертларни көрәләйду. Үч қәвәтлик бу тиятирханиниң омумий көлими 9880 квадрат метир болуп, безилиш услубида уйғур қәдимий қурулуш мәдәнийәт әнәниси намаян қилинған.
1957-Йили пүтүп ишлитилишкә тапшурулған. Һазир бу тиятирхана,бир тиятир зали, 15 кино зали, 10 миң даимлиқ әзаси бар, йилиға 13 милйон йүән кирим қилидиған универсал, заманиви тиятирханиға айланған. Игилинишичә, йеқинда бу тиятирханиға “мәмликәт дәриҗилик нуқтилиқ қоғдилидиған мәдәнийәт ядикарлиқлири” бәлгиси есилған.
Мәдәнийәт мираслири мәйли қайси милләтниң болсун, у пәқәт бир милләт яки мәлум бир дөләткила тәәллуқ әмәс, бәлки пүткүл инсанийәткә тәәллуқ болғанлиқи үчүн пүткүл инсанийәтниң уни қоғдаш, қәдирләш мәсулийити бар.
Хәлқ тиятирханиси ташқи қурулмиси йәни бинакарлиқ сәнити җәһәттә бир гәвдилик мәдәнийәт ядикарлиқ орни болуп қалмай, уйғур мәдәнийәт, сәнәт тәрәққият тарихидики нурғун надир сәһнә вә тиятир әсәрлири қоюлған, хәлқ аммисиға аҗайип зоқ һәм һаяҗан бәхш әткән,нурғун тарихий зор вәқә һәм паалийәтләргә сорун болған әһмийәткә игә бир орундур.
Гәрчә хитай һөкүмитиниң хәлқ тиятирини аптоном район һәмдә мәмликәт дәриҗилик мәдәнийәт ядикарлиқ орни қилип бекитишиниң сәвәблири тоғрисидики тәшвиқатлирида, бу җайниң шинҗаңниң азадлиқи мәдәнийәт, сәнәт тәрәққиятиниң гүллинишидә ойниған ролиниң муһимлиқи, болупму хитай компартийисиниң муһим йиғинлири, шинҗаң уйғур аптоном райони 1-нөвәтлик сиясий кеңәш һәмдә хәлқ вәкиллири қурултийиниң бу җайда ечилғанлиқи үчүн алаһидә тарихий әһмийәткә игә икәнлики сөзлишиватқан болсиму, хәлқ тиятириниң қурулуш тарихидин хәвәрдар үрүмчи зиялийлири вә ақсақаллириниң баянлириға қариғанда, хәлқ тиятирханиси гәрчә 1954-йилидин кейин қурулған болсиму, бу бинакарлиқ әсли 1938-йилидин кейин вә шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә үрүмчидики мәркизи уйғур уюшмисиниң гүлләнгән дәврлиридә йиғқан мәблиғи билән селинған икән.
Әйни дәврдә хитай коммунистлири үрүмчигә киргәндин кейин, шәрқий түркистан уйғур уюшмилириниң мәблиғини бирдәк тоңлатқан, кейин үрүмчи ақсақаллири өлкилик һөкүмәткә әрз қилип бу пулниң хәлқниң пули икәнликини, хәлққә қайтурулуши керәкликини қаттиқ тәләп қилған, нәтиҗидә мәбләғни қайтурушқа мәҗбур болған хитай һөкүмити әйни дәврдики өлкә муавин рәиси муһәммәдимин иминоф, мәдәнийәт назарити назири зия сәмәди қатарлиқларниң пикри билән, үрүмчидә хәлқниң бу мәблиғи билән хәлқ тиятиридин бирни қуруп беришкә мақул болған, шуниң үчүнму бу тиятир нами хәлқ тиятирханиси дәп аталған, шундақла хели бир мәзгилгичә хәлқниң мәдәнийәт, сәнәт ишлириниң гүллинишидә асаслиқ сәһнә болуп қалған, мәдәнийәт инқилаби вә униңдин кейинки дәврләрдә болса охшимиған паҗиәлик бузғунчилиқларға учрап кәлгән.
Америкидики тарих пәнлири доктори қаһар барат әпәнди, хәлқ тиятириниң мәйли қандақла сәвәб билән болмисун, қоғдилишқа тегишлик икәнликини шәрһләп “әгәр хитай мәдәнийәт ядикарлиқларға көңүл бөлсә, униң көрүнүшинила әмәс, тарихий арқа көрүнүши вә бу бинакарлиқиниң мәниви әһмийитигиму әһмийәт бериши вә уни гәвдиләндүрүши керәк” дәп әскәртти.
Игилишимизгә қариғанда, йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң кино базири башқичә җанлинип, кино-тиятирханиларға берип кино көрүш кишиләрниң мәдәнийәт, көңүл ечиш паалийәтлиридики қизиқ нуқтиға айланған. Хәлқ тиятирханиси кино қойғандин сирт, йәнә тиятир, сәнәт кечиликлириниму өткүзүшни үстигә алиду. Хәлқ тиятирида 2008-йили“оскар” кино шәһәрчиси қурулуп 2011-йилиға кәлгәндә “оскар” кино шәһәрчисиниң йиллиқ кирими 29 милйон йүәнгә йетип, кирим җәһәттә уйғур елидики киноханиларниң алдиға өткән.
“оскар” кино шәһәрчисини қурғучи хитай содигәрләр бу шәһәрчини қуруштин илгири уйғур ели кино базирини әстайидил тәкшүрүп, “шинҗаң”лиқларниң айлиқ кирими ичкири өлкиләрдики кишиләрниңкигә йәтмисиму, әмма уйғур хәлқиниң мәдәнийәт, сәнәткә алаһидә һерисмән икәнликини байқиған икән.
Әлвәттә, аптоном районимиздики бундақ зор мәдәнийәт байлиқини байқиған “оскар” кино шәһәрчисидикиләрла әмәс, илгири бу тиятерханида көп қетим оюн қоюш пурсәтлиригә еришкән һазир германийәдә яшаватқан хәлқ күлкә чолпанлиридин аблимит турсун әпәнди әйни чағларда бу тиятирниң өзидә қалдурған тәсиратлирини баян қилип өтти.
Мәлумки, уйғур тарихидики ғайәт зор қиммәткә игә ишлар, сәнәт сәһнә әсәрлири вә башқа сәнәт әсәрлириниң рояпқа чиқиши вә аммиға дуняға тарқилишида, уйғур мәдәнийәт, сәнәт саһәсиниң тәрәққиятида өзгичә түрткилик рол ойниған мәдәнийәт мирас -хәлқ тиятирханиси уйғур тарихий дәврлириниң маддий испати сүпитидә абидә кәби мәңгү сақланғуси.