“дуня ана тил күни” дә уйғур ана тилини қоғдаш тәкитләнди

Мухбиримиз ирадә
2018.02.21
ana-bala-xitay-til.jpg Кийим сетиш дукинидики уйғур аял қизиға хитайчә өгитиватқан көрүнүш. 2017-Йили 4-ноябир, қәшқәр.
AP Photo/Ng Han Guan

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати барлиқ тилларниң ортақ мәвҗутлуқи вә ортақ тәрәққиятини тәкитләш мәқситидә 2000-йилидин етибарән һәр йил 21-феврал күнини “дуня ана тил күни” сүпитидә хатириләп кәлмәктә.

Бүгүн, б д т пән-техника вә мәдәнийәт комитети (UNESCO) бу күн мунасивити билән баянат елан қилиш арқилиқ көп хил тилларниң ортақ мәвҗутлуқини тәкитлиди. Мәзкур орган баянатида, б д т ға әза барлиқ дөләтләрни ана тил күнини өз дөлитидә мәвҗут болған барчә тилларда тәбрикләш арқилиқ көп хил тилларниң ортақ мәвҗут болуп турушиниң тинч вә муқим тәрәққият үчүн зөрүрлүкини тәкитләшкә аваз қошушқа чақирди.

Һалбуки, UNESCO ниң бу чақириқи дәл хитай һөкүмити уйғур елидә уйғур ана тили маарипини пәйдин-пәй әмәлдин қалдуруп, “қош тил маарипи” дәп атиливатқан әмәлийәттә хитай тилини асас қилған маарипни вә хитай мәдәнийитини мәҗбурлаватқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Шуңа, дуня уйғур қурултийи вә америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ органлар ана тил күни мунасивити билән елан қилған баянатида, хитай һөкүмитини уйғурларниң тилини чәкләш сиясәтлирини дәрһал әмәлдин қалдурушқа чақирған. Дуня уйғур қурултийи баянатида, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ассимилятсийә сиясити қармиқида уйғур тилини аҗизлаштуруш вә униң орниға хитай тилини дәсситиш сияситини иҗра қилишни шиддәт билән күчәйтишини хәлқара қанунларға хилап, дәп көрсәткән.

Түркийә әгә университети түрк тили вә әдәбияти профессори алимҗан инайәт әпәнди уйғур ана тилиниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң асаслиқ һуҗум нишани болуватқанлиқини билдүрүп, уйғур ана тилиниң наһайити хәтәрлик бир пәйттә туруватқанлиқини билдүрди.

Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 2017‏-йили 7‏-айда мәхсус һөҗҗәт чиқирип, сентәбирдики йеңи оқуш мәвсумидин етибарән уйғур мәктәплиригә яки қош тил синиплириға омумйүзлүк хитай тилида дәрс өтүш, дәрслик материяллирини хитай тилида тарқитишни қарар қилған иди. Мәзкур қарар шу йили сентәбирдин башлап рәсмий иҗра қилинған. Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди болса бүгүн бу һәқтә қилған сөзидә, уйғур ана тили йиллардин бери хитай һөкүмитиниң чәклимисигә учрап кәлгән болсиму әмма униң маариптин пүтүнләй дегүдәк сиқип чиқирилишиниң кишини һәқиқәтәнму әндишигә салидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

“бир тилниң маарипта қоллинилиши интайин муһим. Чүнки бу сизниң дуняни тонуш, йеңи идийәләр билән тонушуш вә дуня билән алақә қилиштики васитиңиз. Хитай һөкүмитиниң уйғур тилини маариптин вә иҗтимаий һаяттин чәкләшкә урунуши хитай һөкүмити өзи қол қойған хәлқара қанунларға хилап. Шуңа б д т ға әза башқа дөләтләр вә шундақла б д т өзи хитай һөкүмитини кишиләрниң тил-йезиқ һоқуқиға һөрмәт қилиш мәсилисидә агаһландуруши, буниң бир җинайәтликини униң сәмигә селиши керәк”.

Б д т қармиқидики пән-техника вә мәдәнийәт комитети бүгүн елан қилған баянатида, дуня инсан һәқлири хитабнамисиниң иккинчи маддисида һәрқандақ бир милләтниң тил-йезиқини кәмситишкә болмайдиғанлиқиниң ениқ ипадә қилинғанлиқини әскәрткән. Әмма көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң бу қанунларни очуқ-ашкара һалда бир чәткә қайрип қоюватқанлиқини билдүрмәктә. Алимҗан инайәт әпәнди, уйғур ана тилиниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң сиясий ғәризиниң қурбаниға айлиниватқанлиқини билдүрүп, “буниңға қарши туруш бир инсаний вәзипә”, деди.

Һенрий шаҗески әпәнди болса сөзидә, 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур елиниң интернет алақиси 10 ай үзүветилип әслигә кәлтүрүлгәндә нурғунлиған уйғур тил-йезиқидики тор бәтләрниң пүтүнләй ғайиб болғанлиқини, җүмлидин уйғурларниң өз ана тилида әркин йезиш, әркин пикир қилиш һоқуқиниңму еғир дәпсәндә қилинғанлиқини билдүрүп, уйғурлар хитай һөкүмитидин қорқмай туруп, өз ана тилини сөзлийәлиши, язалиши керәк, дәп әскәртти.

Профессор алимҗан инайәт әпәнди нөвәттики шараитта чәтәлләрдики уйғур зиялийлири вә уйғур сиясий тәшкилатлириниң әң чоң вәзиписиниң уйғур ана тилини қоғдап қелиш икәнликини, чүнки тилни сақлап қалғандила андин башқа тарихий пурсәтләргиму һаман бир күни еришкили болидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.