Истанбулда “1916-йилидики қирғинчилиқ вә чоң түркистан қәтлиаминиң 100-йили” намлиқ йиғин ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.04.20
Turkistan-kurultay-yighini-istanbul-1.jpg 2-Нөвәтлик хәлқаралиқ түркистан қурултай йиғинидин көрүнүш. 2016-Йили апрел, истанбул.
RFA/Arslan

Мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийити билән, истанбул баһчилар шәһәрлик һөкүмәт вә кастамуну университетиниң бирликтә уюштуруши билән “2-нөвәтлик хәлқара түркистан қурултийи” истанбулда өткүзүлди.

“1916-йилидики қирғинчилиқ вә чоң түркистан қәтлиаминиң 100-йили” дегән темидики йиғинда түркистан дәр йәни хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси борһан қавунҗи, бағчилар шәһәр башлиқи лоқман чағирҗи, кастамону университетиниң ректори профессор доктор сейит айдин әпәндиләр ечилиш нутқи сөзлиди.
Йиғинға, түркийә вә башқа дөләтләрдин кәлгән түркистанлиқ академикләр, мухбирлар вә язғучилар истанбулда паалийәт қиливатқан, қазақ, қирғиз, өзбек, уйғур қатарлиқ түркистанлиқ аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири болуп көп санда киши қатнашти.

Йиғинда ечилиш нутқи сөзлигән хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси борһан қавунҗи мундақ деди:“1916-йили түркистанлиқларниң һөррийити үчүн башлатқан қозғилаң нәтиҗисидә руслар нәччә миңлиған түркистанлиқларни шеһит қилди. Бу қирғин 7-айдин 12-айғичә болған 5 ай җәрянида әмәлийләшти. Шундақ болсиму бу паҗиәдин дуняниң хәвири йоқ, шундақла ислам дунясиниңму хәвири йоқ. Түркийәниңму хәвири йоқ, әң әҗәблинәрлики бу вәқәдин түркистанлиқлардинму көпинчә кишиниң хәвири йоқ. Бу һәммимизниң кәмчиллики шуниң үчүн бу паҗиәлик азабни азрақ болсиму азайтиш мәқсәттә бу йиғин уюштурулди.”

Борһан қавунҗи әпәнди сөзидә йәнә, әҗдадларниң һөррийәт үчүн наһайити қийин әһвал астида җәң қилғанлиқини ипадиләп мундақ деди: “бизниң аталиримиз қораллири болмисиму, азадлиқ үчүн наһайити қийин шәртләр астида җәң қилди. 1916-Йилидики паҗиәдә түркистанлиқ аялларниңму алдинқи сәпкә қатнишип җәң қилғанлиқи буниң бир үлгисидур. Буниңдин илгири қозғилаңлар пәқәт мәлум бирәр районда елип берилған болса 1916-йилидики қозғилаң түркистанниң пүтүн районлирида омумий хәлқниң қатнишиши билән елип берилди.”

Йиғинда сөз қилған кастамону университети ректори профессор сейит айдин, 1916-йили йүз бәргән қирғинчилиқниң тарихтики әң қанлиқ вәқә икәнликини ипадиләп мундақ деди: “түркийәниң вә ислам дунясиниң бу паҗиәләрни әсләп туруш лазим”.

Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт рәһбәрлириму қатнашқан болуп йиғинда җәмийәт баш катипи абдуләһәд абдурахман сөз қилип 1933-йили вә 1944-йиллардики мустәқиллиқ һәрикәтлири вә бу һәрикәтләр нәтиҗисидә қурулған мустәқил шәрқий түркистан һөкүмәтлири тоғрисида тохталди.
Биз бу һәқтә йиғинда сөз қилған абдуләһәд абдурахман әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Икки күн давам қилған йиғин ахирида йиғинниң бәш маддилиқ хуласә доклати елан қилинди.

Йиғинниң хуласә доклатида пүтүн түркистанлиқлар бирликкә чақириқ қилинди.

Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн хәлқара түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин рәиси доктор намаз нурмөмин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.