Шәрқи түркистан инқилабиниң пешқәдәм җәңчиси хәмит кәнҗи вапат болди
2017.02.23
1944-Йили ғулҗида қозғалған шәрқи түркистан инқилабиниң пешқәдәм җәңчиси, сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗи әпәнди 2017-йили 22-феврал күни 95 йешида бишкәктә вапат болди.
Хәмит кәнҗи әпәнди 1922-йили или вилайитиниң ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән болуп, балилиқ вә өсмүрлүк дәвридә ғулҗа шәһиридики “үмид” мәктипи вә рус гимназийәсидә билим алған,
Һәмдә 1942-йилдин башлап “үмид” мәктипидә рус тили оқутқучиси болуп хизмәт қилған.
1944-Йили хитай басқунчи һакимийитигә қарши миллий мустәқиллиқ инқилаби башланғанда, хәмит кәнҗи әпәнди биринчиләрдин болуп миллий армийә сепидә урушқа атлинип, или вилайитини азад қилиш урушлириға қатнашқан. 1945-Йили җәнубий фирунтқа атланған миллий армийә қисимлириниң сиясий комиссари абдукерим аббасофниң муһапизәтчиси сүпитидә бай наһийәси вә ақсу шәһиридики гоминдаң қисимлириға қарши җәңләргә қатнашқан. Миллий армийә қисимлири җәнубий фрунттин чекингәндин кейин, хәмит кәнҗи әпәнди қоманданлиқ штабиниң буйруқи билән баш штаб һәрбий қурулуш бөлүминиң башлиқлиқиға тәйинлинип, совет армийәсиниң түзүлүш низамнамисигә аит материялларни рус тилидин уйғурчиға тәрҗимә қилип, шәрқи түркистан миллий армийәсиниң низамнамисини түзүп чиққан. 1947-Йилидин 1949-йилғичә миллий армийә шималий йөнилиш қисимлириниң штаб башлиқи болуп ишлигән.
Хитай коммунист һакимийити шәрқи түркистанни бесивалғандин кейин, һәр түрлүк сиясий бесимларға дучар болған хәмит кәнҗи әпәнди, 1959-йили аилиси билән сабиқ совет иттипақи қирғизистан җумһурийитиниң бишкәк шәһиригә көчүп келишкә мәҗбур болған.
Хәмит кәнҗи әпәндиниң тәзийә мурасимида сөз қилған қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийиф мундақ деди: “биз бүгүн қирғизистандики һөрмәткә сазавәр атилиримизниң бир болған, шәрқи түркистан миллий армийәсиниң сабиқ офитсерлиридин майор хәмит кәнҗи акидин айрилип қалдуқ. Хәмит ака “иттипақ” җәмийитиниң вә гезитимизниң актип җанкөйәри иди. Мән җәмийитимиз намидин мәрһумниң аилә тавабиатлириға чуңқур қайғу ичидә тәзийә билдүримән.”
Тәзийә мурасимидин кейин, радийомиз зияритини қобул қилған хәмит кәнҗи әпәндиниң замандашлиридин назим қәмбири әпәнди мәрһумниң есил инсани пәзиләтлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән хәмит кәнҗи акини кәмтәр, тиришчан, өз вәтини вә хәлқигә садиқ болған, миллий армийәмизниң офитсерлиридин бири дәп тонуймән.”
Тәзийә мурасимидин кейин, мәрһумниң мейити, җамаәтниң узитиши билән бишкәк шәһириниң шәрқ йезисидики қәбристанлиққа дәпнә қилинди.