Йеқинқи заман уйғур тарихий трагедийәлириниң бәдиий картиниси: “ячибәг” вә “абдурахман хан паша” дастани

Мухбиримиз қутлан
2016.04.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Yachibek-dastan.jpg Уйғур хәлқ дастанчилиридин ибраһим бәг “уйғур хәлқ дастанлири хәлқара илмий муһакимә йиғини” да “ячибәг” дастанидин арийә орунлимақта. 2015-Йили өктәбир, бейҗиң.
Social Media

Уйғур хәлқ тарихий дастанлири уйғурларниң йеқинқи заман тарихидики зор вәқәләр әкс әттүрүлгән һәм тарихий чинлиққа һәм бәдиий түскә игә ағзаки сәнитидур.

18-Әсирдә қумул хәлқи арисида мәйданға кәлгән “ячибәг” дастани билән 19-әсирниң иккинчи йеримида хотән хәлқи арисида мәйданға кәлгән “абдурахман хан паша” дастани уйғур хәлқ ағзаки сәнитидики әң надир әсәрләрдур.

Йеқинқи йиллардин буян ағзакий тарихчилиқ яки мәлум бир иҗтимаий топлуқниң тарихий вә бәдиий шәкилдики коллектип әслимиси дуня тарихшунаслиқиниң қизиқ темисиға айланмақта. Шу җүмлидин уйғур хәлқиниң йеқинқи заман тарихида мәйданға кәлгән бир йүрүш тарихий дастанларниң уйғурларниң ашу мәзгилләрдики тарихий вә иҗтимаий кәчүрмишлирини билиштә интайин муһим әһмийәткә игә икәнлики һес қилинмақта.

Уйғур билим адәмлири уйғур тарихий дастанлириниң бүгүнгичә йетип келишидә “мәддаһ-ваиз” лардин ибарәт җанлиқ тарихчиларниң яки хәлқ сәнәткарлириниң алаһидә рол ойниғанлиқини тәкитләйду. Шиветсийәдә олтурушлуқ уйғур зиялийлиридин абдушүкүр муһәммәт әпәндиму бу нуқтини тәкитләйду. У “ячибәг” дастаниниң 18-әсирдә қумул хәлқи арисида мәйданға кәлгән реал тарихий арқа көрүнүшкә игә хәлқ дастани икәнликини илгири сүриду.

Явропада яшайдиған уйғур зиялийлиридин пәзиләт ханимму “ячибәг” дастани һәққидә пикир баян қилди. У тарихий шәхс ячибәгниң 18-әсирдә җуңғар қалмақлириға қарши урушларда әмәс, бәлки өз ичидин чиққан мунапиқларниң сатқинлиқи билән қурбан болушини “һәқиқий тарихий трагедийә” дәйду. Пәзиләт ханимниң қаришичә, “ячибәг” дастани тарихий чинлиқ билән бәдиий гүзәллик органик һалда бирләшкән хәлқ дастани болуп, һаят дастанчиларниң нәқ мәйданда дастан ейтиш маһарити униң естетик қуввитини техиму ашурған муһим амил икән.

19-Әсирниң иккинчи йеримида хотән хәлқи арисида мәйданға “абдурахман хан паша” дастаниниң бүгүнгә қәдәр хотән районидики дастанчиларниң еғизида ейтилип келиватқанлиқи мәлум.

Абдушүкүр муһәммәт әпәнди билән пәзиләт ханим “абдурахман хан паша” дастаниниң йеқинқи заман уйғур хәлқ тарихий дастанчилиқ саһәсидики йәнә бир надир әсәр икәнликини тәстиқлайду.

Уларниң илгири сүрүшичә, уйғур хәлқ тарихий дастанлиридики киши қәлбини ләхтә-ләхтә қилидиған “трагедийә гүзәллики” ноқул һалда дастан қәһриманлириниң явға қарши күрәшләрдики қорқумсиз җасаритидә әкс етипла қалмастин, бәлки техиму паҗиәлик йери, ашу зәбәрдәс қәһриманларниң миллий сатқунларниң хиянити билән әрзимәс һалда өлүп кетишидә ипадилинидикән.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.