Лондонда өткүзүлүватқан “аял вә уруш” фестивалида уйғур аял қәһриманлар тонуштурулди
2016.07.26

7-Айниң 4-күнидин 31-күнигичә әнглийәниң пайтәхти лондонда өткүзүлгән “аял вә уруш” намлиқ фестивалда тарихта өткән аял қәһриманларниң иш излири аңлитилидикән. Фестивалниң күн тәртипигә бинаән 7-айниң 24-күни чүштин кейин лондонниң мәркизигә җайлашқан банкилар кочиси кулубида уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханим уйғур аяллири вә уларниң иш излири тоғрисида мәлумат бәрди. Биз бу фестивал һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу фестивалға қатнашқан рәһимә мәхмут вә айшә ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Рәһимә мәхмут ханим лондонда өткүзүлүватқан “аял вә уруш” мавзулуқ тунҗи қетимлиқ фестивалниң тиятир, драма, һекайә сөзләш вә нахша арқилиқ урушниң аялларға болған тәсири, аялларниң урушта көрсәткән төһпилири вә йоқитишлири қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алған бир паалийәт икәнликини баян қилди.
Рәһимә мәхмут ханим 24-чесла ақшамқи паалийәттә мәхсус уйғурларға орун берилгәнликини, бу паалийәттә уйғур аяллириниң тарихта қошқан төһпилирини, нахша ейтиш, шеир оқуш, бәзи һекайә китабларни, мәшһур уйғур аяллирини тонутуш арқилиқ бу паалийәттә ипархан, нузугум, һәрәмбағ урушида өткән ризвангүл, “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң аптори сүйүнгүл җанишиф ханимни, рабийә қадир ханимни вә патигүл ғулам ханимни тонутқанлиқини илгири сүрди.
Рәһимә мәхмут ханим доклати ахирлашқандин кейин көп санда кишиниң хитайниң һазир уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида соаллар сориғанлиқини, фестивалда әнглийә, америка, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдин башқа, уруш болуватқан дөләтләрдики аялларниң әһвали тоғрисида китаб язған кишиләрниң сөзләватқанлиқини баян қилди.
Лондонда туруватқан уйғур зиялийси айшә ханим рәһимә мәхмут ханим кәспий сәнәтчи болмисиму, һәр пурсәттин пайдилинип уйғур дәвасини аңлитиватқанлиқини, униң дәваға қошқан төһписиниң зор икәнликини тәкитлиди.
Бәзи мутәхәссисләр, уйғур ханим-қизлириниң дуня мәдәнийитигә қошқан төһписини вә бүгүнки ечинишлиқ вәзийитини дуня җамаәтчиликигә аңлитишниң уйғур дәваси үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилишти.