Януш һоркович: мени уйғурларға мәстанә қилған нәрсә қандашлиқ меһри (3)
2016.09.21

“икки арзуюм бар; бири, уйғурларниң тезрәк әркинликкә еришишини тиләймән. Иккинчиси, милйонлиған уйғурниң венгирийәгә көчүп келип тарихи қериндашлири билән биргә яшишини үмид қилимән.”
Венгирийәдики уйғур мәстаниси януш әпәндиниң көп китаб көридиған адитини өйлириниң һәммила ишкаплириға тизилған китаблар билдүрүп туратти. Бу китабларниң бәзилири давалаш илмигә аит китаблар болса, көпинчиси тарихқа мунасивәтлик китаблар иди. У ана тили маҗарчидин башқа, инглизчә, германчә тилларниму раван сөзләйтти. Униң әсли кәспи аяллар дохтурлуқи болуп, германийәдә 10 йил мушу кәсип бойичә давалаш хизмәтлири билән шуғуллинип нам чиқарған икән. Һазир венгирийәдә бу хизмәт билән қошумчә мәшғул болидикән. Көпрәк вақтини уйғурларни һон тупрақлирида техиму кәң тонутушқа сәрп қилидикән.
Януш һоркович билән дәсләптә 2005-йиллири тонушқан уйғурлардин бири болған д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, уйғур мәстаниси болған бу адәмниң уйғурлар мәсилисини ялғуз венгирийә тәвәсидила әмәс, венгирийәгә қошна әлләргиму кәң тонутушқа зор һәссә қошқанлиқини тилға алиду. Пәрһат муһәммиди әпәнди йәнә, айрилип миң йилдин кейин һон, сак, чаңго қатарлиқ қан-қериндаш милләтләрниң бир бирини бағриға бесишиға асас салған януш һорковичниң кишилик пәзилитигә юқири баһа бәрди.
Януш әпәнди 12-авғуст күни венгирийә пайтәхти будапешттики 6-нөвәтлик туран қурултийи чақириливатқан мәйданда елип барған зияритимиз әснасида, өзиниң 2 түрлүк арзуси барлиқини тилға алди. А у мундақ дәйду: “уйғурлар һәққидә икки арзуюм бар; бири, уйғурларниң тезрәк мустәмликә һаятқа хатимә берип әркинликкә еришишини, маҗаристан-уйғуристан иттипақиниң дуняға келишини тиләймән. Иккинчиси, уйғуристан дөлити қурулғучә болған муддәт ичидә, харлиқ чекиватқан милйонлиған уйғур қериндашлиримниң 2-ана вәтини болған венгирийәгә көчүп келип, бу тупрақтики тарихи қан-қериндашлири билән биргә яшишини үмид қилимән. Маҗар хәлқи уйғурларни бағриға бесишқа тәйяр.”
Бирақ, нөвәттики венгирийә һөкүмити ярамлиқ бир һакимийәт аппарати һесабланмайдикән. януш әпәндиниң билдүрүшичә, явропаниң йүрикидики бу дөләтни иқтидардики һөкүмәт яхши тәрәққий қилдуралмайла қалмастин, қошна әлләрдики қериндашлириғиму игә чиқалмиған.
“сизниңчә, уйғурлар һазир алди билән қилишқа тегишлик ишлар қайси?” дегән соалимизға януш әпәнди мундақ җаваб бәрди: “ятниң дөлитидә, ятниң қол астида, ятниң ашкара яки мәхпий ғайилири үчүн қурбан бериштин сақлиниш лазим. Мениң хиялимда уйғурларға беридиған икки түрлүк тәклип бар. Бири, өзүңларни кәмситиштин, үмидсизлиништин қәтий йирақ болуңлар. Уйғурларниң дүшмини чоң, зулум еғир. Бу тәрипи асанла чүшкүнлүккә сәвәб болиду. Әмма тарихни вә кәлгүсини ойлаш лазим. Һаятида дөләт қуруп бақмиған, мәдәнийәт яритип бақмиған қанчә онлиған милләтниң һазир дөләтлири бар. Уларниң көп қисми 2-дуня урушидин кейин, йәнә бир қисми йеқинқи 20 йил мабәйнидә мустәқил болди. Қарисиңиз, һәммисиниңла дегүдәк илгири әнглийә, фирансийә, германийә, перисийә, русийә яки америкиниң мустәмликиси болғанлиқини көрисиз. Уларға селиштурғанда, уйғурларниң әһвали башқичә. Уйғурлар йилтизи чуңқур, нәсәби юқири, мәдәнийәт вә тәрәққият еңи болған бир милләт. Тарихта қурған дөләтлири, яратқан мәдәнийәтлириниң изи өчкини йоқ. Иккинчиси, уйғурларниң вәзиписи еғир. Тинимсиз күрәш қилишлири лазим. Өз дөлити үчүн һеч иш қилалмиған уйғурниңму қилалайдиған муһим ишлири бар. Мәсилән; өзиниң тилини, динини, мәдәнийити, өрп-адәтлирини сақлап қелиш.”
Тарихи мәлуматларға асасланғанда, 1867-йилидин башлап кеңәймичилик билән шуғулланған австрийә-венгирийә империйиси, явропа дөләтлириниң мәркизидики нурғун земинларни ишғалийити астиға киргүзүвалған. Һонларниң у чағдики земини, һазирқи 90 миң квадрат километирдин қанчә баравәр чоң болған. Әмма 1914-йили башланған 1-дуня урушиниң мәғлубийити венгирийәниң әслидә өзигә тәвә болған земинлиридинму айрилип қелишиға сәвәб болған. 1918-Йили венгирийә демократик җумһурийити қурулуштин илгири, һонлар земининиң хели бир қисми сербийә, силовакийә, руминийә, хорватийә қатарлиқ дөләтләр тәрипидин бөлүвелинған. 1939-Йили 2-дуня уруши партлап1941-йилиға кәлгәндә, венгирийә һөкүмити германийәниң таҗавузчилиқ урушини қоллиған. Бу сәвәбтин 1945-йили совет қизил армийиси бесип кирип, таки 1989-йилиғичә маҗарларни қизил реҗим астида башқурған. Маҗарлар, йәни һонларниң өз дөлитидики нопуси һазир 10 милйон болсиму, қошна әлләрдики маҗар, сак, чаңғоларниң сани 5 милйонға йетидикән.