Японийәдә “шәрқ-ғәрб уйғурлири вә явро-асия” намлиқ китаб нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.11.02
sherq-gherb-uyghurliri-we-yawro-asiya-305.jpg “шәрқ-ғәрб уйғурлири вә явро-асия” намлиқ чоң һәҗимлик тарих тәтқиқат китабиниң муқависи.
RFA/Qutluq

Японийәдә көзгә көрүнгән, мәшһур қәдимки уйғур тарих тәтқиқатчиси, профессор такао мориясуниң “шәрқ-ғәрб уйғурлири вә явро-асия” намлиқ чоң һәҗимлик тарих тәтқиқат китаби йеқинда нәшр қилинди.

Такао мориясу японийә кинки университетиниң нопузлуқ профессорлиридин бири болуп, у илгири токйо университетиниң уйғуршунаслиқ пәнлири бойичә докторлуқ унваниға еришкән. У, уйғурларниң қәдимки тарихиға аит көплигән әсәрләрни елан қилған болуп, вәкиллик әсәрлиридин “уйғурларниң маний диний тарихи”, “йипәк йоли вә таң империйәси”, “оттура асиядин байқалған қәдимий буюмлар”, “соғидилардин уйғурларғичә” вә “қәдимки уйғур һөҗҗәтлири” намлиқ китаблири бар.

“шәрқ-ғәрб уйғурлири вә явро-асия” намлиқ тарих тәтқиқат китаби японийә нагоя университети нәшрияти тәрипидин нәшргә тәйярланған болуп, китаб җәмий 4 баб,842 бәттин тәркиб тапқан.

Мәзкур китабниң биринчи бабида шәрқ-ғәрб уйғурлири, таң сулалиси вә турпан һәққидә тохталған. Иккинчи бабта ғәрб уйғурлири тоғрисида бәзи бир тәпсилатлар берилгән. Үчинчи бабта йипәк йоли тарихий үстидә мулаһизиләр йүргүзүлгән. Төтинчи бабта болса қәдимки уйғурлар етиқад қилған маний, будда динлири һәққидә омумий чүшәнчиләр берилгән.

Китабқа йәнә қошумчә қилинған һалда һазир германийәниң берлин дөләтлик кутупханисида сақлиниватқан турпан бизәкликкә даир там сүрәтләр вә қәдимий уйғур йезиқидики бәзи қол язмиларниң рәңлик сүрәтлири берилгән.

Зияритимизни қобул қилған японийәлик мустәқил уйғур ишлири тәтқиқатчиси ямада мәзкур китаб һәққидә тохтилип мундақ деди:“мениңчә, бу китаб японийәдә нәшр қилинған қәдимки уйғур тарихиға аит әң мукәммәл, мәзмун даириси бир қәдәр кәң болған, әтраплиқ издиниш елип берилған бир тәтқиқат китаби һесаблиниду.”

Профессор такао мориясу китабниң кириш сөз қисмида “бу китабта дейиливатқан уйғурлар һазир хитайниң уйғур аптоном районида яшаватқан уйғурларниң қәдимки әҗдадлири болуп,улар түркий милләтләр ичидики әң қәдимки шәрқ уйғур империйәсини, ғәрбий уйғур падишаһлиқини, гәнсу уйғур ханлиқини қурған иди. Мән әсиримдә 7-әсиридин 14-әсиргичә болған қәдимки уйғурлар һәққидә тохталдим” дәйду.

Хитай тарихий мәнбәлиридә охшимиған дәврләрдә уйғур наминиң һәрхил хәт шәкли билән хатириләнгәнликини, һазирқи уйғур аптоном районида яшаватқан уйғурлар наминиң әң ахирқи қетим хитай тарихида йезилған уйғур намидин пәрқлиқ ипадиләнгәнликини аптор әсиридә алаһидә тилға елип өтиду.

Тарих тәтқиқатчиси такао китабида уйғурларниң моңғулийә игизликидә яшиған чарвичи, атлиқ милләт икәнликини тәкитлиди.

У, шәрқ уйғур империйәсиниң сиясий, иқтисадий җәһәтләрдә толиму гүлләнгәнликини көрситип, уйғурларниң моңғуллардин чирай шәкил җәһәттә пәрқлиқ икәнликини йәни уларниң чачлири сериқ, көзлири көп-көк, гәвдилик келидиғанлиқини билдүргән.

Аптор уйғурларниң сериқ чач, көк көз келишиниң сәвәбини уларниң кавказлар билән қан җәһәттә арилишип кетишидин болса керәк дәп қарайду.

Такао әсиридә шәрқ уйғур империйәси тармар қилинғандин кейин, моңғулийә игизликидики бир қисим уйғурларниң тәңритеғиға көчүш арқилиқ тарим ойманлиқиға маканлашқанлиқини вә кейинки дәврләрдә гәнсу уйғур ханиданлиқини қурғанлиқини, бу ханиданлиқиниң 10-әсирдә шишалар тәрипидин әскирий һуҗумға учриғанлиқини көрсәткән.

Әсәрдә аптор “уйғурлар моңғулийә игизликидин тәңритеғиға көчүп, тарим ойманлиқиға кәлгәндә улар шәһәрлишип болған вә деһқанчилиқ ишлирини башлиған иди” дәйду.

Уйғур тарих тәтқиқатчиси такао:“һазир уйғур аптоном районида яшаватқан уйғурлар асаслиқи деһқанчилиқ шуғуллиниду. Уларниң ата-бовилири болса әсли чарвичи, атлиқ милләт иди. Улар тәбиәткә чоқунатти йәни шаман диниға етиқад қилатти” дәйду.

Әсәрдә шәрқ уйғур империйәсиниң маний динини дөләт диний қилип бекиткәнликини, бу динға бәзи уйғурларниң 11-әсирниң бешиғичә етиқад қилғанлиқини билдүргән

Уйғурларниң будда диний тарихи һәққидә тохталған аптор әсәрдә “уйғурлар моңғул истелачилириниң қолиға өткәндә будда динида вә һәтта бәзилири христиан дининиң охшимиған мәзһәплирдә иди” дәйду.

Аптор турпанниң тарихи һәққидә тохтилип“15-әсирниң оттурилирида турпанда будда диний тәлтөкүс йоқ қилинип, пүткүл турпан хәлқи ислам диниға кирип болған иди” дәйду.

Профессор тарихчи такао әсиридә бәзи тарихчиларниң “уйғурлар 11-әсирдә пүтүнләй исламлишип болди” дегән қаришиға өзиниң қошулмайдиғанлиқини билдүрүп:“11-әсирдә қарахан ханиданлиқи ислам динини қобул қилди. Бирақ куча уйғурлири болса ислам диниға 11-әсирниң кейинки йеримида киргән иди” дәйду.

У, аптор уйғур аптоном районидики уйғурларниң шәрқ уйғур ханлиқиниң әвладлири икәнликини билдүрүш билән биргә, қараханийлар ханиданлиқиниң уйғурлар тәрипидин қурулғанлиқини алаһидә әскәртиду. У, қараханийлар дәвридә өткән мәхмут қәшқәри вә униң “түркий тиллар диваний” намлиқ әсири һәққидиму китабида қисқичә тохтилиду.

Ахирида уйғур тәтқиқатчиси ямада японийәниң қәдимки уйғур тарихи тәтқиқати һәққидә тохтилип мундақ деди:“уйғурларниң будда диний дәвригә аит тәтқиқат японийәдә хели узундин бири елип бериливатиду. Буниңдики асаслиқ сәвәб немис уйғуршунаслириниң бу җәһәттики дуняви тәтқиқатлири японийәгә бәлкилик тәсир көрсәткәнликидин болса керәк дәп қараймән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.