Японларниң уйғур тили сөйгүси вә “атлиқ милләтләр елип кәлгән япон тили” намлиқ әсәр

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.04.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
atliq-milletler-yapon-tili-305.jpg “атлиқ милләтләр елип кәлгән япон тили” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Qutluq

Йеқинда японийә һосо университетиниң оқутқучиси доктор муқәддәс ханим токйодики яшанғанлар санаторийәсидә дәм еливатқан 91 яшлиқ уйғур тили тәтқиқатчиси һигаши ивоо әпәндини зиярәт қилип, униң билән уйғур тили һәққидә сөһбәт елип барған.

Һигаши ивоо өзиниң 2009-йили нәшр қилинған “атлиқ милләтләр елип кәлгән япон тили” намлиқ, 365-бәтлик мәшһур тәтқиқат әсири билән японийәдә тонулған уйғуршунаслардин бири болуп, у, өз әсиридә япон тилиға қәдимки уйғур тилиниң бәлгилик дәриҗидә тәсир көрсәткәнликини тарихий пакитлар арқилиқ, тилшунаслиқ илмий бойичә шәрһләп, уйғур тили билән япон тилини селиштурған һалда тәтқиқат елип барған вә өзиниң бу җәһәттики бәзи бир қарашлирини йәкүнләп чиққан.

Уйғур тили тәтқиқатчиси һигаши ивоо уйғур тилиға зор иштияқ бағлиған японлардин бири болуп, у илгири бейҗиңдики милләтләр университетида он йил уйғур тили һәққидә өгиниш вә издиниш елип барған.

Нөвәттә диққитиңлар, доктор муқәддәс ханим билән уйғуршунас һигаши ивоониң уйғурлар тоғрисида ейтқанлири вә униң “атлиқ милләтләр елип кәлгән япон тили” намлиқ әсири һәққидә елип барған сөһбәттә болғай.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.