Японийәдә нәшр қилинидиған сүрәтлик журналда уйғурлар тонуштурулди
2013.12.31

Японийәлик саяһәт язғучиси морита юзо тәрипидин йезилған мәзкур мақалидә қәдимки идиқут уйғурлириниң мәркизи һесаблинидиған турпанниң һаваси иссиқ, килимати қурғақ,су байлиқи кәмчил болғачқа қәдимки заманда турпан уйғурлири кариз сүйигә тайинип деһқанчилиқ вә бағвәнчилик билән һаят кәчүргәнлики, кариздин ибарәт бу мөҗизидин пайдилинип дәрәх тикип йешиллиқ бәрпа қилип, деһқанчилиқ, бағвәнчилик елип берип бу чөллүк ичидә бостанлиқ һасил қилғанлиқи баян қилинған.
Мақалидә язғучи кариз һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған “кариз көплигән йәр асти қудуқлириниң өз-ара туташтурулушидин ясалған йәр асти сүйини йәр йүзигә башлайдиған аҗайип мөҗизилик бир хил ериқ болуп, у пәқәт турпан дияриниң йәр түзүлүшигә маслашқан.”
Мақалидә аптор турпандики кариз саниниң түрлүк сәвәбләр түпәйлидин азлап кетиватқанлиқини, һазир турпанда кариздин башқа деһқанчилиқ, бағвәнчиликни су билән тәминләйдиған 426 өстәң вә бәш чоң су амбириниң барлиқини, турпанниң су мәнбәси асаслиқи әтраптики тәңритағлиридин еқип кәлгән қар-музлардин һасил болидиғанлиқини баян қилған.
Мақалидә турпанда уйғурларниң нопус саниниң асасий орунда туридиғанлиқи, әмма уйғурлардин башқа хитай вә туңганларниңму нопус җәһәттин үстүнлүкини билдүргән.
Язғучи мақалидә турпанниң дуняға даңлиқ алаһидә мәһсулатлири һесаблинидиған кишмиш үзүми, қоғуни тоғрисида тохтилиш билән биргә, турпандин чиқидиған деһқанчилиқ мәһсулатлиридин йесивиләк, сәвзә, пәмидур, тәрхәмәк вә пияз қатарлиқ көктатлар тоғрисидиму тохталған шундақла турпанда шалниң көп терилмайдиғанлиқиниму алаһидә әскәрткән.
Язғучи мақалисидә турпандин чиқидиған тәрхәмәк вә күнҗүтниң қәдимки хитай тилидики хәт шәкли вә шундақла япон тилидики хәт шәклиниң йезилиши үстидә тохтилип; “тәрхәмәк вә күнҗүт турпандин хитайға, японға таралған десәк хаталашмаймиз, сәвәби иккила хәтниң йезилиш шәкли бирсидә хуларниң кависи, йәнә биридә хуларниң күнҗүти вә яки кәндири дегән мәнани билдүриду. Хулар қәдимки уйғурларниң хитайниң тарихий китаблиридики атилиши болуп, турпан хуларниң қәдимий маканлиридин бири иди” дейилгән.
Язғучи мақалисидики “уруқи йоқ үзүм” дегән темисида турпанда бағвәнчиликтә үзүм өстүрүшниң асасий орунни игиләйдиғанлиқини, бир қәдәр кәң омумлашқан үзүм сортлири кишмиш, узун кишмиш, йоған кишмиш, уруқлуқ кишмиш, қизил сайва, сайва үзүм, ақ үзүм, қара үзүм, кәнҗи үзүм қатарлиқлардин ибарәт икәнликини, кишмиш үзүми өзиниң мәшһурлиқи билән пүткүл асия қитәсидә сетилидиғанлиқини билдүргән.
Аптор һазир хәлқара базарларда “хамигуа” йәни қумул қоғуни дегән нам билән мәшһур болған қоғунниң әмәлийәттә болса идиқут бағридики пичан наһийисиниң гүзәл мәһәллиридин бири болған һөң дегән җайдин чиқидиған алаһидә сортлуқ қоғун “һөң қоғуни”ниң тарихи намидин кәлгәнликини баян қилған.
Мақалидә аптор кишмиш үзүми һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған:“кишмиш үзүми бундин 1700 йил бурун турпанда байқалған. Бу хилдики үзүм пәқәтла турпандила өстүрүлиду. Дуняниң башқа җайлирида өстүрүш мумкинчилики йоқ. Чүнки, башқа җайларниң һава килимати буниңға тоғра кәлмәйду. Бу үзүм түри толиму аҗиз болуп, соғуқ һаваға бәрдашлиқ берәлмәйду. Шуңа турпанда өктәбир ейида бу үзүм тәклири йәргә көмүлүп, келидиған йилиниң март ейида көмгән йәрдин ечилиду.”
Язғучи мақалисидики “турпанниң оттура қисми” дегән темисида турпан шәһиридин 15 километир йирақлиқтики ялқунтағ бағриниң җәнубидики бизәкликтә көплигән будда диниға аит миң өйләрниң барлиқини, бизәкликтики миң өйләрниң дәсләптә ислам дини бу районға таралғанда мәлум дәриҗидә бузғунчилиққа учриғанлиқини, бу йәрдики будда диниға аит асарә-әтиқиләрниң 20-әсирниң бешида ғәрбликләр, японлар тәрипидин өз мәмликәтлиригә елип кетилгәнликини билдүргән.
Мақалидә шундақла хитайниң таң сулалиси дәвридики гүлләнгән мәркизи шәһәрлиридин бир болған чаңәнгә таралған будда мәдәнийәтлириниң көп қисминиң турпандин тарқалғанлиқини баян қилған.
Язғучи мақалисини “турпан мислисиз тарихий байлиққа вә бүйүк мәдәнийәтләргә толған земиндур” дегән җүмлиләр арқилиқ ахирлаштурған.
Мақалидә йәнә, турпандики уйғурларниң бағвәнчилик, үзүмчилик һаятиға мунасивәтлик вә каризға даир көплигән рәңлик сүрәтләрму қошуп берилгән.
Илгири уйғур елидики йеза игилик университетида оқутқучилиқ қилған, һазир японийәдә хизмәт қиливатқан уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим зияритимизни қобул қилип турпан үзүми вә қоғунниң японийә базарлиридики әһвали тоғрисида тохтилип өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.